Сорақчи сөзлигән “тәблиғләр”
2018.05.08
Қамақта өзүмниң хитай даирилири уйғурлар һәққидә тоқуп келиватқан разведка һекайисидики көңүлдикидәк персонаж икәнликимни билгәнтим. Улар әң хәвпсирәйдиған икки дөләт - түркийә вә америкидин қайтип кәлгәнликим - мени мәзкур һекайидики күчлүк сиясий арқа тирәккә игә баш қәһриманға айландурған иди. Уйғурниң пуқралиқ вә уйғурлуқ һоқуқини хитай асасий қануни вә аптономийә қанунлириға асасән қоғдашни тәшәббус қилғанлиқим уларчә ниқабим иди. язмилирим вә лексийәлирим билән ана тилни қоғдаш қизғинлиқи қозғатқиним вә кишиләрдә уйғурлуқ ғурури ойғатқиним тоқуп тәйяр қилинған бу һекайиниң тәпсилати болушқа ярайтти.
Мени сорақ қилғанларниң тәләппузидин байқидимки, хитай уйғурлардики барлиқ наразилиқ һәрикәтләрни америка башчилиқидики ғәрбниң күшкүртүватқанлиқиға ишинәтти. Уларчә бир очум миллий бөлгүнчи унсурлар ақ-қарини пәрқ етәлмәйдиған аммини алдап әксийәтчи һәрикәтләргә тәшкилләйтти. Бу кона гәп болуп, улар бу гәпләрни уйғур елида бирәр қаршилиқ болған һаман тәкрарлайтти. Әмма хитай қолида барлиқ имканлар туруп йәнә немә үчүн уйғурларни 1949-йилдин буян изчил шуғуллиниватқан һәрикәтләрдин бәздүрүп разилар сепиға қошалмайватқанлиқни етирап қилмайтти. Хитай уйғурларниң ислаһат вә ечиветиш сияситиниң шапаити билән мәмнунийәткә еришкәнликини, бейип параван турмуш кәчүрүватқанлиқини тәшвиқ қилатти. Әмма улар уйғурларни тәрәққиятқа ериштүрдуқ дәп давраң қилғанчә, қаршилиқ шунчә күчийип чәтәлләрдики уйғур вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйибләшлириму кәскинлишәтти.
Һалбуки, хитай бу әйибләшләрдин мәсилә барлиқини етирап қилмақта йоқ, уни “ағдурмичилиқ” дәп тонуп өктичиләрни бастурушни күчәйтәтти. Мән дәл шундақ өктичиләр ичидики“дөләт қануни ана тилни қоғдайду, сиз қоғдиялидиңизму” дегән шоарни көтүрүп чиқип бастурулғанларниң бири идим. Сорақта билдимки, ғәрбтә оқуғиним ғәрбкә маслишип хәлқни “ана тил йәслиси” намида қутритишимға сәвәб болғанмиш.
Бәзидә йерим кечигичә давам қилған сорақта мениң америка башчилиқидики ғәрбниң бөлгүнчилик пиланиға қандақ маслашқанлиқим, америкидин қайси органниң тапшуруқи билән кәлгиним һәққидә қисташлар әң көп болди. Һәтта америкида кимниң алдимға чиққанлиқи, нәгә җайлашқанлиқим, тунҗи һәптиси немиләрни қилғанлиқим вә кимләр билән көрүшкәнликим тәпсилий соралди. Худаға шүкүр, мән билән “форд мукапати” ға еришип канзас университетида оқуватқан хитай савақдашниң вә мени айродромға алғили чиққан моңғул савақдашниң исмини дәп бәрдим. Сорақчилар торға кирип бу икки исмини тапалиди.
Ән җиңкүн дегән кепәнчирай хитай мени қәшқәрдин тутуп кәлгәндин тартип сорақта биллә болди. У сорақчиларниң башлиқи иди. Бир күни у мени айрим сорақ қилип мундақ деди:
- Америка дөлитимизни парчилимақчи. Уларниң қолида бурун тибәт, тәйвән вә тйәнәнмен дегән үч козир бар иди. Америка бу қартлар билән йетәрлик үнүмгә еришәлмигәч, һазир уйғур қартини чиқириватиду. Уйғурларниң бөлгүнчиликини “америка демократийәни илгири сүрүш фонди” мәбләғ билән, “әркин асия радийоси” тәшвиқат билән, дуня уйғур қурултийи вә “түркистан ислам партийәси” тәшкилий аппарат билән тәминләватиду. Қара, җуңго мәдәнийити 5000 йилдин артуқ тарихқа игә. Америкиниң тарихи аран 200 йилдин ашиду. Уларниң күчи мәдәнийәттә әмәс, пүтүнләй техникида. Техника дегән қорал, васитә дегән гәп, бир милләттә техника болуп мәдәнийәт болмиса һаман хараб болиду. Ахирида су еқип таш қалиду. Дөләтләр вәйран болиду, қалидиғини мәдәнийәт. Тарихта нурғун ханлиқлар йоқап кәтти, әмма җуңго мәдәнийити изчил давам қилип кәлди. Уйғурлар һазир қорал билән мәдәнийәт арисидики таллашқа дуч кәлди. Уйғурлар 5000 йиллиқ мәдәнийәт билән 200 йиллиқ техника тәрәққиятиниң бирини таллиши керәк. Һазир дуняда мусулман дөләтлири пүтүнләй биз тәрәптә. Биз һеч бир мусулман милләткә дин тарқатмаймиз, таҗавуз қилмаймиз. Шуңа аримизда уруш болған әмәс. Уйғурларниң бүгүнки хаталиқи ислам мәдәнийитигә мас келидиған җуңго мәдәнийитини әмәс, америкиниң пули билән ғәрбкә мәнсуп демократийәгә алдинип бөлгүнчилик, террорчилиқ вә әсәбийликкә берилип кәткини болуватиду. Шуңа уйғурлар ойғиниши керәк. Пүтүн дуня мусулманлириға охшаш биз тәрәптә туруп ғәрбкә бирликтә қарши туруши керәк. Уйғурлар америкини қоллап, мусулманларниң дости болған җуңгоға қарши чиққачқа мусулман дунясида ялғуз қалди. Түркләр уйғурларни тарихтин алдап кәлди. Һазирму өзини мусулман көрситип аздуруватиду. Түркийә дегән ғәрб билән мусулманлар арисидики бир арисалди дөләт, өзини мусулман дәвалған билән демократийәгә патқан. Шуңа христиан диниға, паһишивазлиққа йол қойиду. Бу җәһәттә биз түркийәдин бәкрәк исламға уйғун, һәмҗинислиққа, паһишигә, ғәрбчә демократийәгә вә әркинликкә йол қоймаймиз.
Ән җиңкун ахирида “қуран кәрим” дин өзи һәмҗинислиққа, христиан вә йәһудийларға қарши туруш тәкитләнгән дәп билгән бир қанчә айәтни оқуп маңа мәнисини дәп бәрди. Мән болсам бир еғиз гәп қилмай йерим күн бир хитайдин “тәблиғ” аңлидим.
Буларни аңлап олтуруп, “булар уйғурни қандақ алдашни толуқ өгинип бопту” дәп ойлидим. Бурун хитайлар уйғурларниң бурниға чүлүк өткүзүп йетиләйду, десә ишәнмәйттим. Ән җиңкүн сөзлигән “тәблиғ” ни аңлап ишәнмәйму амалим болмиди. Униң үстигә, бу гәпләрни асанлиқчә хата дегили болмайтти. Азрақ китаб оқуған адәм болмиса униң мәйданиға өтүп кетәтти.
Сорақчиларниң ейтишичә, улар истихбаратта мусулман әлләр билән һәмкарлиқта ишләйдикән, болупму мисир, сәуди әрәбистан, қатар, иран вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр билән истихбарат, техника вә адәм алмаштуруп туридикән. Мениң парс тили билидиғанлиқимни аңлап ән җиңкүн: “иран, таҗикистан вә афғанистанниң истихбарат хадимлири вә сақчилар бизниң қолимиздин чиқиду. Бу шалтаққа тейилмиған болсаң бизгә парисчә билидиған адәм бәк лазим иди. Бу дөләтләр пүтүнләй парисчә ишлитидикән әмәсму!” дегән иди созуп сөзләп.
Ән җиңкүн нәччә рәт сөзлигән бундақ “тәблиғ” ләр сөз-җүмлилиригә қәдәр есимдә. Болупму бир қетим “сән дилярниң шалтиқиға тейилипсән” дәп гәп башлиғини есимдин чиқмайду. Униң “шалтақ” дегән сөзни тоғра ишлитиши уйғурчә сәвийәсиниң хелила юқирилиқини дәлилләйтти. У бу “тәблиғ” ләрни биринчи қетим сөзлигәндә сәл һәйран қалған, кейинки қетимда үналғу аңлиғандәк туйғуда болдум. Һазир ойлисам, шүркүнүп кетимән. Чүнки хитай билән әтраплиқ истихбарат һәмкарлиқи болған шу дөләтләрдә уйғурларниң диниға йетәкчилик қилидиған мәктәп, мәдрисә вә пәтива органлири бар иди. Сиясий билән тутулған шаһмамут, нурмәмәмәт, аблимит дегән камердашлирим демократийә, әркинлик вә америкиға аит мәсилиләрдә ән җиңкүндәк тәпәккур қилатти. . . .
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.