Бараңдики ләғмән

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.10.10
Turme-Shayar-derwaza.jpg Шаярдики хитай түрмисиниң дәрвазиси.
Oqurmen teminligen

Камердики орнумниң муздәк семунт йәрдин кариватқа алмашқини тасадипийлиқ әмәс икән. Тәңритағ районлуқ тәптиш мәһкимиси “җинайитим” ни қанунсиз мәбләғ топлаш дәп бекитипту. Демәк, әмди сиясий җинайәтчи әмәс идим. Бу хәвәрдин кейин гундипайларниң муамилисидиму өзгириш болди. Бундақ өзгириш камер һаятимға бәзи йеңилиқларни бәхш әткән болди. Әмди мән қамақханида етилидиған пуллуқ тамақларни буйруталайттим, маңа селинған, әзәлдин камер башлиқлириға йәм болуп өзүм халиғанчә ишлитәлмигән пулларни хираҗәт қилалайттим.

2013-Йили 20-авғуст чаршәнбә күни тәңритағ қамақханисиға мәһкум болуп дүшәнбә тунҗи пул қетим пул киргән иди. Қәшқәрдин нәгә елип меңилғанлиқим ениқсиз әһвалда, адресимдин кимниң бу қәдәр тез хәвәр тепип пул селиши мени һәйран қилған иди. Чәккә қарисам әвәткүчи толдуридиған катәкчигә хитайчә иниси дегән хәт йезилипту. Йәнә бир чәккә меһригүл дәп йезилған икән. Қамақтин чиққандин кейин җийәнлирим, нәврә инилирим вә аялим меһригүлниң маңа пул салмиғинини, өйдикиләрниң маңа аит тәпсилий хәвәрләрни айлар өтүп андин аңлиғини мәлум болди.

Қамақта йетиш җәрянда көпинчә пул акамниң намида киргән болсиму юқириқидәк маңа натонуш исимлардин пуллар, китаблар, кийимләр кирип турған болди. Китаблирим ястуқсиз  камерда камер башлиқиниң бешиға қоюлуп, кийимлирим учисиға чиқти. 2013-Йилниң ахириғичә маңа киргән пулларни  камердики һәр дәриҗилик “рәһбәрләр” йәп болушти.

Қамаққа киргүзүлгән пулларниң миқдаридин чиқип кетидиған күнүмни пәрәз қилаттим, пулниң миқдари көпәйгәнчә худди қамақта ятидиған күнүм узирип кетидиғандәк биарам болаттим. Пуллирим хәққә йәм болғанчә тәңсизликкә ғәзипим күчийәтти. Әмма қамақта шу натонуш кишиләрдин пул шәклидә тәсәллиләр маңа мәдәт болатти, өзүмниң ялғуз әмәсликимни, унтулмиғанлиқимни һес қилдуратти. Адәттә исим чақирилмай мәһбус кийимидики номур бойичә атайдиған қамақханида пәқәт пулниң чеки йәткүзүлгәндила исим тилға елинатти. Һәр қетим исмимниң чақирилиши маңа әсли ким икәнликимни, кимләрниң мәндин үмид күтүватқанлиқини вә кимләр үчүн яшишим керәкликини әскәртип туратти.

Қамақтики һеч бир тамаққа туз, май селинмайтти. Наштиға умач, чүштә вә кәчтә берилидиғини йесивиләк яки бәрәңгә шорписи болатти. Бу шорпа “азаб шорписи” дәп атилатти. Туз селинидиған, анчә мунчә яғ гөш даритилидиған пуллуқ алаһидә тамақни камер башлиқи буйрутатти. Мәндәк сиясий мәһбуслар пәқәт хәқ йегән тамаққа һәқ төләп қарап олтурушқа мәҗбур идуқ. Гөшсиз йесивиләк қорумиси селинған гүрүч 40 сом, гөшлүк қорума селинған гүрүч 80 сомдин сетилатти.

Қилмишимниң иқтисадий дело қилип бекитилиши билән орнум йоғинап өзүм биваситә тамақ буйруталайдиған болдум. Тунҗи буйрутқандин башлап тамақни қамақтики бирдин бир уйғур камирдишим абдусалам билән йейишкә башлидим. Ата-аниси ишсиз абдусалам ақ чекип тутулған иди. У маңа кәлпиндә бир яш балиниң етиветилгәнликини, тәкшүрүш понкитидин мотсиклитта тохтимай өтүп кәткәнликиниң “җинайәт” болуп қалғанлиқини сөзләп бәргән иди. Униң вәқәдин кейин йүз бәргән намайишта тутулғанларни санап олтуруп өзини туталмай йиғлап кәткини һелиму есимдә.

Абдусалам алтә айлиқ кесилгәндин кейин түрмигә йөткәлмәй қамақхана каридорида тамақ тошушқа селинди. У тунҗи күндин башлап наштиға умач әкелип мән туруватқан  камерниң ишикигә йеқинлашқанда сап үрүмчи тәләппузида “ака, һәй!” дәп чақирип өтүп кетидиған болди. Иккинчи һәптидин башлап у “гүлән әпәнди” дәп чақиридиған болувалди. Униңға тәхәллусум вә әсәрлирим һәққидә демигән идим, бәлким қамақханида ишләйдиған кадирлардин аңлиған болса керәк. Тәрипимни қилған шу балиларға рәһмәт! абдусаламдин алтә айға йеқин һәр сәһәрдә аңлинип турған “гүлән әпәнди” дегән сөз мениң саңгилиған бешимни көтүрүп униңға қарап, тоғриси әркин һаятқа тәлпүнүп бирни күлүмсиришимгә сәвәб болған иди.

Бир күни  камерниң кәйнидики һаваланма бар тамниң арқидин “гүлән әпәнди” дегән аваз кәлди. Арқидинла абдусаламниң, -абдувәли ака, апам ләғмән киргүзүптикән. Йәп беқиң һә!- дегән авази аңлинип ялтирақ халтиға оралған ләғмән тамдин артилип сим тор үстигә чүшти.

Камерниң арқисидики һаваланманиң үсти сим тор билән тоқулған болғачқа халтидин төкүлгән ләғмән арачлардин саңгилап туруп қалди. Мән болсам пәскә тамчилаватқан сәйниң сүйигә каккук балисидәк ағзимни туттум. Ахири чидап болалмай саңгилап турған чөпләни сәкрәп йейишкә башлидим. Сәкрисәм қолум йетидиғанлири түгәп қалди. Бәш алтә төшүктин билинәр-билинмәс саңгилап турған чөпләргә мүшүктәк қарап турдум. Тамчилайдиған сәйниң сүйиму түгиди. Ләғмән сим торниң төшүкчилиридин көрүнүп турғач я үмид үзүп кәткүм кәлмәйтти, я сәкрәп елип йейәлмәйттим. Қамақтики шу қара күнләрдә шу чағда йейәлмигән ләғмән оңумда вә чүшүмдә даим көз алдимдин кәтмиди. У ләғмән шу қәдәр охшиғачқиму, яки қамақта йегән тунҗи қетимлиқ өй тамиқи, ана тамиқи болғачқиму шу ләғмәндәк охшиған бир ләғмәнни бүгүнгичә йәп бақмидим.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.