Камердики һалал вә һарам
2017.10.24
Шаһмамутқа хитайчә өгитишни давам қилдим. Униң илгирилиши ишәнгүсиз дәриҗидә тез болди. Бир күни у каридордики “дөлитиң болмиса аиләң болмайду” дегән хитайчә җүмлини чүшинип еғзи юмулмай қапту. Униң ақсериқ чирайида парлиған билишниң хушаллиқиға җөр болдум. Әмма униңға бир милләткә баш тиққудәк, хәқниң көзигә тәлмүрмәй азадә олтурғудәк бир маканниң нәқәдәр зөрүрлүкини дейиштин ваз кәчтим.
Иккимизниң нәзиридики дөләт пәрқлиқ иди. Мениң дөлитимдә илидики нәғмичи уйғур қандақ һөрмәтлик болса, таримдики қираәтчи уйғур охшаш иззәтлик иди, хотән чуқу базардики ваһаби уйғур қандақ һөр болса, туюқ мазардики тавапчи уйғур шундақ әркин иди. Шаһмамутниң интилгини бир милләтниң әмәс, пүтүн үммәтниң дөлити иди. Униңчә мусулманларниң бирла дөлити болуши керәк болуп, әксичә болған дөләтләр уруш ечишқа тегишлик иди. Униң қандақла рәддийә бәрсәм бирла җавабни тәкрарлишиға қарап ядиливалдимикин дегән идим. Раст дегәндәк түркийәгә келип сәйид қутупниң “йол бу йәрдә” дегән китабида әйнән шу мәзмунни көрдүм.
Бир күни камерға исмаил исимлик чекәрмән уйғур қамалди. Шаһмамут иккимиз униң бешидин күндә нәччә вақ су қуюп икки һәптә өткәндә аран хумардин чиқардуқ. Униң иштиһаси хумари йоқапла ечилип кәтти. Иккимиз нөвәтлишип пулға буйрутидиған бир кишилик зәһәрдәк қиммәт тамақни үчәйлән йейишкә башлидуқ.
Исмаил үрүмчидә төмүр йол идариси қорусида чоң болғачқа хитайчини судәк сөзләйтти. Сиясий қашқиси болмиғач камер башлиқидинму, гундипайлардинму қорқмайтти. У кирип камер уйғурчә чақчақ вә күлкә билән роһлинип қалди. У бизгила әмәс каридорда тамақ тошуйдиған уйғур мәһбусларғиму уйғурчә гәп қилиштин қорқмайтти. Қарши тәрәпкә қамалған шириким диляр обулниң хәвириниму шу исмаил каридордики мәһбусларға дәп йүрүп дәп бәргән иди.
Исмаил биз билән параңлишип йүрүп сәт гәп қилиштин уйилидиған, намаз оқуйдиған болди. Болупму шаһмамутни илми бар дәп алаһидә һөрмәтләйтти, йошурун йезип бәргән айәтни авазлиқ ядлап кетәтти, әмма тамака чекиштин чәклинәлмиди. Камерға шәпәрәңму кирәлмәйтти-ю, тамака кирәтти. Бичарә исмаил хитайларниң чирайиға тәлмүрүп бир шоривалмиғичә болди қилмайтти. Шаһмамут исмаилға үч қетим айәтләрдин мисал елип нәсиһәт қилип кар қилмиғанда маңа “тамака чәккән адәм билән бир қача тамақни биллә йейиш һарам,” деди. Әмәлийәттә шу чағда иккилимизгә қачисини 80 сомдин елип йәватқан тамақниң йеримини исмаилға бериш тәс кәлмигән дейәлмәймән.
Тамақни биллә йейиш тохтиғандин кейин камердики уйғурчә күлкә тохтап көңүлләр музлиди. Исмаил аңлитип туруп хитай мәһбусларға бизни қалақ дәп яманлап берәтти. Мәнчә исмаилға тамақни бәрмәслик әмәс, намаз оқупму етирап қилинмаслиқ вә йәклиниш еғир кәлгән болуши мумкин. Аримиздики низа сүркүлүшкә өзгәргәндә хитай камер башлиқиниң муштумини түгүп “силәр мушундақ өм болушиңлар керәк” дегини есимдин чиқмайду. Шу чағда үч мусулман һалал-һарам дәп талишип хитайларға оюн қоюп бәргән икәнмиз.
2014-Йили чағанда низа чеңиға чиқти. Қамақханидин байрамлиқ һәр хил қорума тарқитилидиған болди. Қорумалар зәһәрдәк қиммәт болуп аилисидин пул киридиған шаһмамут, мән вә камер башлиқи үчимизла чиқиналайттуқ. Әслидинла камерға елинидиған сопун, сүрткүч, лөңгә дегәндәк лазимлиқларға биз пул чиқириватқинимиз үчүн, пүтүн камердики 23 мәһбусқа чағанлиқ қорума елип бериш иккимизгә еғир кәлгәндәк иди. Шаһмамут еғиз ечип маңа “у қоримилар һалал әмәс, униң үстигә мәхсус чағанға аталған қоримиларни йесәк капирниң байримини тәбриклигән болимиз” деди. Шуниң билән қалған мәһбусларға қорумиларни буйрутмайдиғанлиқимизни, сәвәби “һарам” лиқини дәп чүшәндүрүп балаға қалдим. Аран турған исмаил “һарам әмәс, һалал!” дәп қайнап кәтти. Әслидинла авази юқири исмаил һели уйғурчә һели хитайчә сөзләп камерни бешиға кийди. Башқа хитай мәһбуслар бир милләт ичидики бу һалал-һарам муназирисигә һеч немини чүшинәлмәй қарап турушти.
Вей фамилилик гундипай вараң-чуруңни аңлап камерниң алдиға кәлгәндә һәммимиз сәпрас болуп турдуқ. Камер башлиқи “һалал-һарам” муназирисидин доклат берәлмәй мени көрситип қойди. Гундипай 751 дәп номурумни чақирип немә болғанни сориди. Өзүмчә муәллимликим тутуп гундипайға һалал-һарамдин дәрс өтүп кетиптимән, гәпниң йеримға келиведим, ишикни ечип “чиқә! саңа немә һалал, немә һарам, өгитип қояй” дәп варқириди. Роҗәктин сунулған ишкәл вә кишән билән пут қолум чүшәлди. “доклат!” дәп доңғийип ишиктин чиқишимға бир тепик мени камерға киргүзүвәтти. Арқа арқидин тәгкән үч тепик билән үч қетим йиқилип қоптум. Мәндин кейин шаһмамутниң қолиға ишкәл селип, иккимизни икки тәрәптики мәшиқ камерға соливәтти.
Путлирим кишәнләнгән, қолум путумға четилған шу бир һәптидә нә уйқу, нә һаҗәт, нә тамақ һеч бирини әпләштүрәлмдим. Һелиқи “һарам” дегән қорумиларни адәмдәк қолумда әмәс, иттәк тумшуқумда йейишкә мәҗбур болдум. Һаҗитим қистиғанда иштинимни салалмай ким ярдәм қилар дәп һәр бир хитайниң чирайиға тиләмчидәк тикилдим. Тәритим сүртүксиз, кийимлирим селиқсиз йүрүп пурап қешимда һеч ким ятмас, өзүмму сәскинип ухлиялмас һалға чүштүм. Мән сиясий мәһбус әмәс туруп бу күнни көргән идим. Шаһмамутниң немә күнләрни көргәнликини тәсәввур қилиштин һазирғичә қорқимән.