Сорақчи нурмәмәт

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2018.05.29
urumchi-sheherlik-1-turme-2.jpg Үрүмчи шәһәрлик 1-түрмә. 2014-Йили 24-сентәбир, үрүмчи.
RFA

Қамақтики қара күнләрдә сорақчилардин кипәнчирай ән җиңкүн, ағзи бузуқ мухтәр әмәт вә нурмәмәтләр есимдин чиқмайду. Ән җиңкүн сөзлигән “тәблиғ” лири, мухтәр салған тәһдитлири, нурмәмәт әсәбийләрчә вақирашлири вә сәбийләрчә алдашлири билән сорақларни тамамлиған иди.

Нурмәмәт сорақниң ахирқи күнлиридә “мени өстүрүп қой” дегәндә көзүмгә бәкла бичарә көрүнгән иди. Униң үстүмдики сиясий қизил кийимни бикар қилимән дегини ялған чиққан билән “силәрни икки йилдин үч йилғичә кесиду” дегини раст чиқти. Дегәндәк, аримиздин әң юқири кесилгинимиз икки йил болди. Нурмәмәтниң сорақ җәрянида қилған қисташ, алдаш вә қейдашлири васитә, өсмәкчи болғини мәқсәт иди.

Нурмәмәт сорақни тикқудуқ (людаван) қамақханисида йеңидин башлиған иди. У йерим кечидә чақирип чиқип мәндин диляр билән тунҗи қетим нәдә көрүшкәнликимизни сориди. Шу дәқиқидә қандақ җаваб беришниң әң бихәтәр болидиғанлиқини ойлидим, есимгә дилярниң тор дунясида даңқ чиқарған “ойғанғандин кейин” дегән романи кәлди. Бу роман торда милйон қетимдин артуқ чекилгән иди. Тордики милюнлиған оқурмәнниң бири болуп җаваб бәрсәм башқилар четилип қалмайтти.

- Һәй, кимиңни әхмәқ қилисән? диляр сән билән xxx ниң өйидә көрүшкән дәйдиғу? - дәп варқириди нурмәмәт. Тоғра, шу йәрдә көрүшкинимиз раст, әмма ундақ десәм, “сорунда йәнә кимләр бар, немә дейишкән, сениң 80-йиллардики оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири xxx билән немә мунасивитиң бар?” дегәндәк соалларниң сорилиши ениқ иди. Шуңа нурмәмәтниң көзигә тикилип туруп:

-Бәлким диляр тоғра ейитқанду, әмма мениң есимдә йоқ. Мән бир язғучи, адәмләрни чирайидин әмәс язған әсәрлиридин тонуймән. Шуңа дилярни “ойғанғандин кейин” дегән романидин тонумисам сорунларда он қетим учрашсамму есимдә қалмайтти. Мән тунҗи қетим диляр билән “әлкүйи” торида роман елан қилғандин кейин әдәбият вә романлар һәққидә параңлишип тонушқан, - дедим.

-Ундақта, дилярниң акиси давут обулқасимни чоқум тонуйсән, уму язғучи, “шинҗаң мәдәнийити” гә мақалә язидикәнғу! - деди нурмәмәт алдимға девәйләп. Униң бу соали мени ойландуруп қойди. Қариғанда, у мени каттиларниң қатариға, чоңрақ бирәр даиригә қоюп бир горуһниң тәшкилатчиси қилмақчидәк қилатти. Әмма униң “язидикән” дегән баянидин давут обулқасимниң зади кимлики, немә язидиғанлиқидин бихәвәрлики чиқип туратти.

-Мән адәттә “шинҗаң мәдәнийити” ни оқумаймән, у журналға мақалә язидиғанлар бизни замандин қалған муқам билән тоқамға сөрәйду. Мениңчә, болса һазирқи дәврдә муқамниң орниға майкол җексонни, тоқамниң орниға тойотани дәссәтмәй болмайду - дегәч униң чирайини көзәттим. Бу гәплирим униң нәзиридики мениң америкида оқуған, “тәрәққиятпәрвәр” салаһийитимгә мас кәлдиму җаваблиримға ишәнди. Нәтиҗидә у давут обулқасимниң өйидә һәмдастихан болған кишиләр тоғрилиқ сорақни ташлап мән билән җексон вә америка һәққидә тағдин-бағдин параң селишқа чүшти.

Нурмәмәтниң маңа ишләткән сорақ тактикилири һәр хил иди. Бәзидә қәстән мени торға уланған компютерниң алдида қоюп тамака чәккили чиқип кетәтти. Бәзидә телефонини йенимда “унтуп” тамаққа чиқип кетәтти. Йәнә бәзидә мени азрақ йип учи билән тәминлисәмла кепилгә қоюп беридиған болуп голлимақчи болатти. Мән болсам униң алдашлириғила әмәс варқирашлириға, зәрбилиригиму адәтләнмәктә идим, чүнки бу ғәзәп вә зәрбиләрниң һеч биридә қәстәнлик вә нәпрәт йоқ иди. У қилған зулумниң һеч бири камиридики хорлуқтәк 24 саәт давамлашмайтти. Сорақчилар һөкүмәткә пәқәт 8 саәт ишләйдиған мәмур иди. Қамақтики бикарлиқ мәмурларниң дүмбисини увлитишлири, тәритини төккүзүшлири болса кечә-ю күндүз йүз берип туратти. Шуңа сорақта нурмәмәтниң қилғанлириға сәвр қилишта бәк қийнилип кәтмидим.

Нурмәмәт башлиған сорақларға бара-бара өзүмниң америкида, түркийәдә мусапирлиқта аңлиған билгәнлиримни қошуп узун җаваб беришкә башлидим. Чүнки сорақ қанчә узун давамлашса мениң деризилири очуқ сорақханиниң сап һавасидин нәпәслинидиған вақтим шунчә узирайтти. Пакиз һаҗәтханида адәмдәк олтуруп тәрәт сундуралайттим, сораққа чиқип киргичә көк асман, йешиллиқлар, қушқачлар вә һәр хил кийингән адвокатларни көрәләйттим. Бир сорақчи каридрода маңа үндидардин устазим илһам тохти билән яндаш чиқирилған рәсимимни көрситип қойған иди.

Нурмәмәт өсүш тәмәси билән сорақни таки өктәбирниң башлириғичә болди қилмиди. Һәтта у мән қолға елинип болғандин кейинму “зор йип учи” ға еришмәк үчүн татлиқ гәпләрни, чирайлиқ вәдиләрни вә қорқунчлуқ ақивәтләрни көтүрүп икки-үч қетим кәлди.

Нурмәмәт ахирқи қетим кәлгәндә бир хитай гундипайни чақирип маңа йип-йеңи қишлиқ мәһбус кийими алдуруп бәрди. Шу кечиси түгмилиригә қәдәр аччиқ тәр пурайдиған кона кийимдин қутулуп йеңи юмшақ чапанни бешимға ястуқ қилип яхши ухлидим. Нурмәмәтниң хитай гундипайға: - бу дегән уйғурлардин чиққан доктор, америкида оқуған, хәнзучидин башқа йәнә төт хил тил билиду. Җинайәтчи болсиму, мушундақ оқумушлуқ болса башқичә болидикән. Мушундақ җинайәтчидин миңи болсиму сорақ қилип зерикмәйттим, - деди. Андин маңа қарап “маву хитайлар бизни пүтүнләй саватсиз оғри, ақчи көрүп қалмисун. Сән билән бир махтинивалай” дегән иди.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.