“уйғур дипломат” намлиқ мақалә вә чәкләнгән әсәрләр

Әссаламуәләйкум һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! мол мәзмунлуқ вә сәрхил темилиқ “йоруқ саһиллар” сәһипимизниң йепйеңи программисиға хуш кәлдиңлар! бу һәптилик программимиздиму йеңи тема вә мәзмунларни силәргә сунуштин өзимизни бәхтияр һес қилимиз, қени диққитиңлар сәһипимиздә болсун!
Мухбиримиз җүмә
2012.09.01


Мәлумки, чиңгизхан башчилиқидики йүән сулалисидә уйғурларниң дөләтниң асаслиқ тәшкилий аппаратлирида наһайити муһим вәзипиләрни өтигәнлики мәлум. Мәсилән: ханбалиқниң қурулушини пиланлиған әхтәридин, моңғул маарипиға зор төһпә қошқан вә қәдимки уйғур йезиқи асасида моңғул йезиқини кәшип қилған тататуңа қатарлиқлар.

Әмма, һазирғичә нәзиримиздин сақит болуп келиватқан йәнә бир муһим шәхс бар болуп, у болсиму қубилайханниң алаһидә рухсити билән оттура шәрққә, у йәрдин ғәрб әллиригичә вәкил болуп йетип барған тунҗи дипломат раббин самуа. Төвәндики мақалида раббин самуаниң ким икәнлики вә иш - излири тонуштурулған болуп, бу мақалини яш қәләмкәшлиримиздин йүксәл қәләмгә алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.