“уйғур тили өзиниң тәбиий еқимидин қанчилик йирақлап кәтти?” намлиқ мақалә вә чәкләнгән әсәрләр
2012.10.13

Уйғур тили өзиниң тәбиий еқимидин қанчилик йирақлап кәтти?
Бир милләтниң тили өз нөвитидә шу милләт тарихиниң җанлиқ картинисидур. якуб грим “бир милләтниң тарихиға нисбәтән устихан - сөңәк вә қәбрә - кепәнләргә қариғанда техиму җанлиқ бир пакит барки, у болсиму дәл уларниң тилидур” дәйду. Уйғур тилиниң 20 - әсирдин буянқи мурәккәп кәчмишләргә толған тәрәққият мусаписи бизгә боран - чапқунлуқ уйғур һазирқи заман тарихиниң муәййән дәриҗидики ич йүзини көрситип бәрмәктә.
Бүгүн үрүмчидә яшаватқан бир уйғур билән навада буниңдин йүз йиллар илгирики қәшқәрдә яшиған мәлум бир уйғур учришип қалса улар арисидики ағзаки тил пәрқиниң қанчилик чоңайғанлиқини тәсәввур қилаламсиз? буниңдин бир әсир бурун йезилған уйғур тилидики бир текистни һазир қанчилик уйғурлар раван оқуялайду һәм чүшинәләйду? йүз йиллардин буян уйғур тили өзиниң әслидики тәбиий еқимидин қанчилик йирақлап кәтти?
Җаваб бериш унчилик асан болмиған бу соаллар бүгүнки күндә ана тилиниң тәқдиригә көңүл бөлүватқан һәр бир уйғурни қайта ойландурмақта. Уйғур тилиниң йеқинқи йүз йил мабәйнидә аһаң вә тәләппуз, диалект вә шевә, сөзлүк вә җүмлә қурулмиси, йезиқ вә имла һәмдә қериндаш түркий тиллар билән болған мунасивити җәһәтләрдики кишини һәйран қалдуридиған зор өзгиришлирини төвәндики нуқтиларда көрситип өтүш мумкин:
Биринчидин, уйғур тили йеқинқи йүз йил мабәйнидә аһаң вә тәләппуз җәһәттин әслидики һалитидин хели зор дәриҗидә өзгәргән. Герман експедитсийичиси алберт фон лекок, шивет уйғуршунаслиридин гуннар ярриң қатарлиқларниң 20 - әсирниң башлирида турпан, қәшқәр қатарлиқ җайлардин елип кәлгән уйғурларниң аваз материяллири һазир явропа кутупханилири вә музейлирида сақланмақта. Әгәрдә биз йүз йиллар бурун лентиға елинған бу уйғурчә аваз материяллирини аңлиғинимизда бүгүнки уйғур тилиниң аһаң вә тәләппуз җәһәттинла өзгирип қалмастин, бәлки йәнә ағзаки ипадиләштики җәзибидарлиқ, юмшақлиқ һәмдә хәлқ тилиға хас болған тәбиийликтин йирақлап кәткәнликини чоңқур һес қилимиз.
Иккинчидин, уйғур тили өткән йүз йил ичидә, болупму йеқинқи 30 йил мабәйнидә өзиниң бирқанчилиған җанлиқ диалект вә шевилиридин айрилип қелиш хәвпигә дуч кәлмәктә. Мәлумки, уйғур тили наһайити бай болған диалект вә шевә қатламлириға игә болуп, уйғур елиниң охшимиған районлирида өзигә хас тил мәдәнийити шәкилләнгән. Вәһаләнки, 1950 - йиллардин башланған милләтләрниң тил - йезиқлирини муқимлаштуруш һәмдә әдәбий тилни омумлаштуруш долқунида һәрқайси диалект - шевиләр конилиқниң вә қалақлиқниң бәлгиси сүпитидә қаралди. 1980 - Йиллардин кейинки миллий мәдәнийәт ислаһати давамида уйғур аһалилири арисида әдәбий тилниң қаплаш нисбити күнсайин чоңийип, һәрқайси диалект вә шевиләрниң ишлитилиш даириси барғансери кичикләп барди. Униң үстигә әдәбий тилниң йеңи сөзләргә болған еһтияҗини башқа тиллардин аталғу қобул қилиш яки тәрҗимигә тайиништәк бир тәрәплимилик хаһиш түпәйлидин диалект - шевилардин пайдилиниш имканийитигә сәл қаралди. Нәтиҗидә йүз йилға йәтмигән вақит ичидә лопнур диалектида сөзләйдиған түзүк адәм қалмиди. Йәрлик алаһидилики күчлүк болған хотән диалектиниң даирисиму барғансери тарийип бармақта.
Үчинчидин, йеқинқи йүз йиллиқ мусапигә қарайдиған болсақ уйғур тилиниң луғәт тәркибиниң башқа тиллардин қобул қилинған сөз - аталғулар билән әбҗәшлишип кәткәнликини, җүмлә қурулмилириниң еғир дәриҗидики тәрҗимигә тайиниш нәтиҗисидә бузулғанлиқини һес қилғили болиду. 20 - Әсирниң башлирида шивет миссионерлири қәшқәрдә басмихана қурған болуп, униңда йеқинқи заман уйғур тилида зор миқдардики басма буюмлар нәшр қилинған. Чағатай түркий тилидин һазирқи заман уйғур тилиға өтүш мәзгилидики өткүнчи дәвргә вәкиллик қилидиған бу басма буюмларниң тилиға нәзәр салғанда әрәбчә вә парсчә бир қисим өзләштүрмә сөзләрдин башқа рус вә хәнзу тиллиридин киргән сөзләр интайин аз болуп, сани нәччә онғиму йәтмәйдиғанлиқини көрүвелиш мумкин. Һәтта шу дәврдә бир қисим йеңидин пәйда болған пән - техника аталғулириниму уйғур тилиниң луғәт байлиқидин пайдилинип ясиған. Мәсилән, “карбон төт оксид” үчүн “көмүр сасиқи”, “оксиген” үчүн “маддәтул һаят”, “дарилетам” үчүн “йитимханә”, “парламент” үчүн “милләт мәҗлиси” вә ваһаказалар. Вәһаләнки, аридин йерим әсир өтүп 1958 - йилларға кәлгәндә рус тилидин киргән сөз - аталғулар уйғур тили луғәт тәркибиниң %15 гә йәткән, “мәдәнийәт инқилаби” дәвригә кәлгәндә хитай тилидин киргән сөз - аталғулар тез сүрәттә көпәйгән болуп, уйғур тили луғәт тәркибиниң %8 - %7 гә йәткән. 1999 - Йили нәшр қилинған “һазирқи заман уйғур тилиниң изаһлиқ луғити” (қисқартилмиси) гә киргүзүлгән омумий сөзләрниң келиш мәнбәсини истилистика қилғанда, әрәбчидин киргән сөзләр %33 ни, рус тилидин киргән сөзләр %31 ни, парс тилидин киргән сөзләр %21 ни, хитай тилидин киргән сөзләр %4 ни тәшкил қилған. Бу һал һазирқи заман уйғур әдәбий тилиниң сөзлүк җәһәттин қанчилик дәриҗидә әбҗәшләшкәнликини көрсәтмәктә.
Төтинчидин, йеқинқи йүз йил мабәйнидә әрәб елипбәси асасидики уйғур йезиқи бирқанчә қетимлар ислаһ қилинди. Пәқәт 1984 - йилиға кәлгәндила “ө” вә “ү” тавушлири үчүн мәхсус һәрп яритилди. Сабиқ советлар иттипақидики уйғурлар 1930 - йилларда латин йезиқиға 1940 - йиллардин кейин кирил йезиқиға көчүшкә мәҗбурланди. Вәтән ичидики уйғурларға болса 1960 - вә 1970 - йилларда хитайчә пинйин асасидики латин йезиқи мәҗбурий теңилди. 1980 - Йилларниң ахириға кәлгәндә йәнә қайтидин әрәб елипбәси асасидики кона йезиқиға көчүрүлди. Һәр қетимлиқ йезиқ алмаштуруш бир әвлад кишиләрниң саватсиз болуп қелишини кәлтүрүп чиқарди. Буниң билән уйғур тилини қелиплаштуруш вә такамуллаштуруш иши қийинлишип барди. Униң үстигә уйғур тилиниң имла қаидиси һәр дәврдә бир қетимдин өзгәртилип пәқәтла тикиши тохтимиди. Йеқинқи қисқиғичә 30 йил ичидә уйғур тилиниң имласи 5 қетим қайта өзгәртилди. Мана мушундақ көп қетимлиқ йезиқ алмаштуруш вә имла өзгәртиш нәтиҗисидә дуняда хели чоң тиллар қатариға киридиған уйғур тилиниң қаидә - принсиплири техичә қелиплашмай кәлмәктә.
Бәшинчидин, йеқинқи йүз йил мабәйнидә хитай билән совет иттипақиниң түрлүк сиясий оюнлири һәмдә орта асия районини контрол қилиштики истратегийилири түпәйлидин уйғур тилиниң башқа қериндаш түркий тиллири билән болған арилиқи барғансери йирақлап кәтти. Сабиқ советлар иттипақи һөкүмитиниң 1920 - йиллардин башланған “сотсиялистик совет милләтлири” яритиш һәмдә йеңи шараитта һәрқайси милләтләрниң мустәқил әдәбий тилини бәрпа қилиш пилани күч көрситип, пүткүл орта асияда әсирләр бойи ортақ әдәбий тил ролини ойнап кәлгән чағатай түркий тили аталмиш һазирқи заман тиллириға парчилинип кәтти. Буниң нәтиҗисидә чағатай түркчисини ортақ әдәбий йезиқ тил сүпитидә ишлитип кәлгән өзбекләр вә башқа қериндаш хәлқләр өз алдиға мустәқил миллий тиллирини яритишқа киришти. Уйғур тилиму мана мушундақ шараитта чағатай әдәбий тилидин келиватқан қоюқ әнәнилиридин аста - аста қол үзүп өз алдиға тәрәққий қилиш йолини тутти. Униң үстигә чегриниң икки тәрипидики түркий хәлқләрниң охшашмиған йезиқларни ишлитиши, дөләт айримиси бойичә рус вә хитай тиллириниң охшашмиған дәриҗидики тәсиригә учриши һәмдә 1960 - йиллардин кейин чегриниң бир мәзгил тақилиши билән мәдәний алақилириниң үзүлүп қелиши сәвәблик икки арида сүний пәйда болған һаң барғансери чоңлап барди. Нәтиҗидә уйғур тили билән орта асиядики түркий тиллири әслидики чағатай түркий әдәбий тилидин йирақлишиш билән бир вақитта йәнә бир - бири биләнму йирақлишип кәтти. Техиму ечинарлиқ йери шуки, сүний рәвиштә бәрпа қилинған миллий әдәбий тиллар өз нөвитидә йәнә хәлқниң җанлиқ еғиз тилидинму йирақлишип кәтти.
Қисқиси, уйғур вә башқа түркий тиллириниң йеқинқи бир әсирлик әгри - тоқай кәчүрмиши уларниң боран - чапқунларға толған миллий кәчүрмишлириниң бир қисми болуп қалди. Бәш әсир бурунқи бүйүк мутәпәккур әлишир нәвайиниң тилини бүгүнки варислири бир әсиргә йәтмигән вақит ичидила тәрҗимә арқилиқ чүшинидиған һаләткә чүшүп қалди. Өз дәвридә чағатай түркий тилидин ибарәт бирла ортақ әдәбий тил зәнҗиригә бағланған түркий хәлқлири бүгүн түрлүк намлардики һазирқи заман миллий тиллириға парчилинип кәтти һәмдә өз - ара тәрҗимә арқилиқ чүшинишидиған болди.
“әркин асия радиоси” үчүн қутлан тәйярлиди