Камердики “чашқанлар”
2019.02.19
2013-Йили 19-авғуст тутулғандин кейин тохтимай саламәтлик тәкшүрүшкә дуч кәлдим. Бәзидә айда, бәзидә бир қанчә айда бир қилинидиған қан, шөлгәй вә тәрәт тәкшүрүш маңа пәқәт ғәлитә билинмәптикән. Қулақтин яки бармақтин алсиму болидиған қанни биликимиздин халтилап елишлар маңа нормалсиз туюлған иди. Пәқәт “қенимизни елип сатиду, бу мәлунлар” дегәндин башқини ойлимиған икәнмән.
Кейинчә диққәт қилсам аввал дора берип бир мәзгилдин кейин саламәтлик тәкшүридикән. Бәзидә исми наениқ дорилар тарқитилатти вә узақ қалмай қан тәкшүрүләтти. Һәр тәкшүрүштә берилгән дорилардин кейин бәдәндә қандақ раһәтсизлик болғанлиқи сорилатти. Мән һәр қетим саламәтлик тәкшүрүштә юқириқи соалларға җаваб бериветип өзүмни тәҗрибә қилиниватқан чашқанлардәк һес қилаттим.
Аялим доригәрлик кәспидә оқуған болғачқа мән дориларниң чашқанларға окул қилинип тәҗрибә қилинидиғанлиқини биләттим. Һәр қетим аввал ялиңачлап олтурғузуп-қопқузуп бәдәндики аламәтләрни көрүп болғандин кейин қан тәкшүрүшкә елип маңғанда вә нөвәт күтүп дүгдийишип турғанда қәпәстә бир-бириниң қуйруқиға бешини тиқишип түгүлүвалған чашқанлар көз алдимға келәтти.
Тәҗрибиләр була әмәс, әлвәттә. 2014-Йили 6-айниң қайси күни икәнлики есимдә йоқ. Әтигән саәт он болған чағ болуп һавалиниш үчүн йерим саәт вақит берилгән иди. Туюқсиз “гүм” қилип бир нәрсә камерниң кәйнидики һаваланма үстидә партлиди. Камерниң очуқ ишикидин киргән газ пуриқидин башлар қейип, көзләр яшлинип, кекирдәклиримиз ичишип кәтти. Қанчилик вақит өттикин есимдә йоқ, бир чағда камерниң ичигә орнитилға карнайдикин қамақхана башлиқи шиниң авази яңриди.
-Қандақрақ туйғуда болдуңлар, катиплар бирму бир хатирилисун, һошидин кәткәнләр, қусқанлар, нәписи қийинлашқанлар қанчә? тизимлап хәвирини бериңлар!
Бу авазни аңлиғандин кейин есимгә келип әтрапимға қарисам, пакистанлиқ мәһбус сәйпулла һошидин кетип йетипту. Үч мәһбус халаниң алдида қусқили турупту. Қалғанларниң көзлири қизирип, яшаңғирап кәткән, чирайи татирип һали қалмиған иди. Камерда буниң немә иш икәнлики муназирә қилинди, 2009-йили “бәшинчи июл вәқәси” дики паҗиәгә шаһит болған бир уйғурниң ейтишичә, һаваланмиға чүшкини яш аққузуш бомбиси икән.
Һошидин кәткәнләрни көрүп җиддийлишип кетиптимән. Шу һаман канайниң кунупкисини бесип гундипайға әһвални мәлум қилмақчи болуп күлкигә қалдим. Чүнки қамақтикиләр өлүпла қалмиса дохтурға бармайдикән. Тола киргән кона мәһбусларниң ейтишичә, қамалғучилар үчүн мәхсус тәсис қилинған дохтурханиларға барғанлар техиму еғир күнгә қалармиш. У йәрдә кесәлләр сақаймиған тәқдирдиму “сақайдим, қамақханиға кетимән” дәп ғәлвә қилармиш. Раст дегәндәк бирла җиддий һаләт сигнали бериливеди, һошсизлар һошиға келип, мәйдисини чаңгаллап қусуватқанларму дәрһал һеч иш болмиғандәк бешини чаңгаллап қатарға тизилди.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду