Тавуттики мекиян
2019.03.05
Маңа иккинчи қетим сот ечилғандин кейин толуқ бир ай өтүп кәткән болсиму, һеч бир һөкүм чиқмиди.
Кесим күтүп ятқан камердики башқа мәһбуслар бир-бирләп чиқип кетишкә яки түрмиләргә йөткилишкә башлиди. Һәммәйлән түрмини қамақтин миң әла көрүшәтти. Уларниң ейтишичә, түрмигә йөткәлсә завутларда ишлигили, тойғудәк яхши тамақланғили, иштин чүшкәндә бәлгиләнгән даиридә азадә айлинип йүргили болармиш.
Айлап, һәтта бәзилири йиллап аптапсиз, деризисиз қәпәсниң ичигә қамалған тутқунлар бурунрақ һөкүмни қолға елип түрмигә йөткилиш үчүн йоқ җинайәтләрниму бар көрситишкә алдирайтти. Сорақта гунаһини тән алмай келиватқан ақчи, оғри вә парихор мәһбусларму камердики он нәччә саәтләп диққәттә қетип олтуруш, халадин пурқуп туридиған сесиқчилиқ, даим қурт чиқидиған “азаб шорписи” вә һәптидә бир тәкрарлинидиған ялиңачлап сазайи қилиштин зерикип иқрар қилишқа башлиған иди.
Фукаңлиқ туңган хәй шиявяң камерда изчил иқрар қилмаслиқ билән тонулған вә икки йерим йилдин бери мурәссәсиз йетиватқан кадаңлардин бири иди. Чирайидин уйғурға қуюп қойғандәк охшайдиған, йеши әмдила йигирминиң қарисини алған бу бала немә үчүндур уйғур сиясий мәһбусларға бир ғуми бардәк қопаллиқ қилатти. Униң мәһбуслуқ истажи әң узун болғачқиму яки таянчи күчлүк болғачқиму камерда һеч тәптартмастин халиғанчә һәрикәт қилатти. У алий мәктәптә оқуғанлиқини пәш қилип, һәмишә хитай вә туңган мәһбусларни саватсиз дәп яратмайтти, мәндин башқилар билән анчә параңлишип кәтмәйтти.
Мән хәй шиявяңға инглизчә өгитишни көктағ қамақханисиға йөткилип узақ өтмәйла башлиған идим. Униңға дәрс өткән пурсәттә тағдин-бағдин параң селип вақит өткүзәттим вә диққәттә олтуруп уюшуп кәткән путларни әркин сунувалаттим. Ахшими дәрс тәйярлаш, күндүзлири тәкрар-тәкрар өгитиш, мәшиқ қилдуруш билән күнлирим мәнилик өтмәктә иди. Һәр ахшам инглизчә бир текист язаттим, хәй шиявяң дада тема қилинса бәкрәк яқтуруп ядлайтти.
Вақит узарғанчә мән инглизчә текистләрниң ичигә камердики уйғур сиясий мәһбусларниң һекайисини қистурушқа башлидим. Болупму кичикидин анисиз чоң болған лоплуқ аблимитниң кәчмишини өткинимдә хәй шиявяңниң көзлири яшланған иди.
Аблимит үрүмчидә болған бир партлашта ишлитилгән байрақни ясаш билән тутулған иди. У сәккиз яш чеғида аниси қатнаш вәқәсидә қаза қилған икән. У үч укиси билән анисиз қалғандин кейин кесәлчан дадиси вә укилириға тамақ етип қариған икән. Аблимит сөзләп бәргән кәчмишләр ичидә бир вәқә маңа бәкла тәсир қилған болғач, бир күни шуни текист қилдим.
Текистниң исми “тавуттики микиян” иди. Аблимит анисиз қалғандин кейин оқуштин қелип кесәлчан дадиси вә укилириға тамақ етип һалидин хәвәр алиду. Бир күни у чүшлүк тамаққа тутуш қилип чөп йейиватқанда уларға күн арилимай какилап бериватқан микиян суприға чепилип арам бәрмәйду. Тола қоруп кәткүзәлмигән аблимитниң ғәзәптин ноғучни бир етиши билән тоху йәргә дүм чүшиду. Шу бир тохуниң тухуми билән тамаққа тәм киргүзүватқан аблимит өлүп қалған туғумчан тохуға қарап өкүнүп һөркирәп йиғлап кетиду. Униң техи йеқиндила анисини узитип қойған укилири немә болғанни уқалмай аблимитқа әгишип йиғлап кочиға чиқип һаза ачиду. Йиға авазини аңлиған қошнилар аблимитниң кесәлчан дадисини қаза қилған охшайду-дәп йирақ йеқинға хәвәр қилишиду. Уруқ-туғқанлар йиғилип ишниң баш ахири билинип болғучә җамаәт бу хәвәрни аңлап мейитни әсиргә үлгүртүш үчүн тавутни елип аблимитниң өйигә келиду. Қариса вапат болғини адәм әмәс тоху. Җамаәт күлкә қилишип тавутқа тохуни селип қайтип чиқиду.
Бу текистни өткинимдә хәй шиявяңни күлүп кетәрму дәпму ойлиған идим. Әмма у күлмиди. Бешини төвән қилип пешанисини тутқан болуп көзлиридин сирғиватқан яшларни йошурди. У бир һаза олтуруп кәткәндин кейин “муәллим, маңа бу сиясий мәһбусларни ақлап тәрбийә бериватисән билимән. Булар һәққидә инглизчә сөзләватқан бу һекайилириңни мән өмрүмдә аңлап бақмиған. Мән пәқәт уларниң нәқәдәр қалақлиқини, явайилиқини вә явузлуқини аңлиған. Әмәлийәттә мәнму йетим. Аблимит анисиз йетим болған болса, мана мән ата-аниси бар туруп йетим болған. Мениң анам туңган, дадам хитай. Анам хитайға тәгкәчкә җәмәтимиз дадамни патурмай ахири улар аҗришип кәткән икән. Мени анам баққан. Анам маңа кичикимдин дадам үналғуға елип маңа қалдуруп кәткән нахшиларни аңлитип чоң қилған. Мана бүгүнгичә мән дадамни көрүп бақмидим. Һәр қетим дадамни қандақ бир киши болғийди, дәп әслисәм кесәктәк бир кона үналғу көз алдимға келиду” деди.
Әтисидин башлап хәй шиявяң сиясий мәһбусларниң көзигә пәқәт киривалмайдиған болди. Болупму у аблимит билән ичидин чиқирип параңлишидиған болуп кәтти. Мәнму аблимитни анчә ишәнмәй турсиму тола дәп йүрүп хәй шиявяңдин хитайчә өгинишкә қайил қилдим.
(Мақалидики көзқарашлар апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду)