Янчуққа йезилған хәт

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2018.03.06
tot-yashliq-qiz-turmidiki-dadisini-soyup-turghan.jpg Төт яшлиқ балиниң 6 ай аввал тутулуп кәткән дадисиниң рәсимини союп турған сүрити.
youthcirculations.com

Көктағ қамақханисиға йөткилип, тикқудуқ(лиюдаван) қамақханисида башлиған күндә бәш миң қәдәм меңиш пиланим тохтап қалди. Һаваланма тақақ, камерда маңғудәк бошлуқ кичик болғач һәрикәтсизликтә бәдәнлирим бошап қәдәмлирим еғир келишкә башлиди. Семонт полни сүртсәмму тәрләп кетәттим. Һәрикәт қилай дәп бәш алтә метир келидиған пәгаһта меңишқа башлисам башқа уйғур мәһбусларму кәйнимдин әгишәтти. Адәттә бир йәргә келип узақрақ параң қилғили болмайдиған болғачқа мушундақ меңип уйғурчә сөзләп хумаримизни басаттуқ. яман йери шунчә авайлисиму уларниң путидики кишәнләр шарақлап тахта кариваттики хитай вә туңган мәһбусларниң чирайлириға бизарлиқ ямрайтти.

Камерға киргинимгә бир айдин ашқан болғачқа һәммә мәһбусларниң хуй-пәйли билән тонушуп қалдим. Дәсләп маңа гуман билән қариған уйғур мәһбуслар әмди ичини ечип параң селишқа башлиди. Киргән күнүм сақаллири ақирип кәткән икки бовайға қарап ичим сийрилған иди. Параңлишип қарисам, улар техи әмди әлликтин ашқан оттура яш кишиләр икән. Улар аяллири йүзини ниқаблап өзи сақал қойғанлиқи сәвәблик тутулупту. Бовайлардин бириниң икки оғли мисирда оқуйдикән.

Тикқудуқ қамақханисида бир пакистанлиқ мәһбусқа тәрҗиманлиқ қилғиним архипимда биллә кәлгәнму қандақ бизгә мәсул қазақ гундипай бир күни бир рәсимдики хәтни тәрҗимә қилдурмақ болуп келипту. Рәсимдә әрәбчә “халид, силаһ, сәйф” дегән үч сөз туратти.

Бу сиясий гуман билән тутулған бир мәһбусниң биликигә чекилгән хәт болғач сорақчилар бәкрәк қизиқмақта иди. “халид” дегән сөздин әқлимгә ислам тарихидики мәшһур саһабә, қабил қомандан халид ибни вәлид кәлди. Кәйнигә кәлгәнлири қорал, қилич дегән мәнидә иди. Әгәр бу мәниләрни дәп бәрсәм бичарә балини “ислам үчүн көрәшкән халид ибни вәлидкә охшаш қораллиқ урушни тәрғиб қилмақчи” дейиши мумкин иди. Шуңа чандурмай “үчилиси адәм исми, қизларниң исмидәк қилип туриду, биздә сәфийә, халидә дегән исимлар барғу, шуниңдәк қиз достиниң исмиму техи!” дәп қойдум. Гундипай мәндин бу исимларни “исламдики бирәр қәһриман яки дини даһийларниң исмиму,” дәп сориди. Мән улар билән һеч алақисизлиқини, әрәбләрдики христиан вә йәзидиләрдиму бундақ исимларниң барлиқини дедим.

Қазақ гундипай әрәбләрниң ичидә исламдин башқа диндики кишиләрниңму барлиқини аңлап һәйран қалди. Бирдәм параңлаштуқ. Мениң хизмитимни, оқуш тарихимни аңлап, делоюмни сорап болуп кетип қалди. Бир чағда қарисам маарип, психологийә вә җәмийәтшунаслиққа даир китабларни киргүзүпту. Адәттә чирайи соғуқ көрүнидиған бу қазақ йигит маңа шу күни бәкла иллиқ көрүнди.

Гундипайниң төмүр ишик сиртидин бирни күлүмсириши вә китаб киргүзүши камер ичини күлкигә көмүвәтти. Адәттә сән дәп гәп қилидиған ғени тәләппузини сизгә өзгәртти. Әзәлдин маңа буйруқ қилип көнгән һакавур хитай, туңганлар еғизи-еғзиға тәгмәй хушамәт қилишқа башлиди. Десәм демисәм йәнә шу тамакиниң тәмәсидә маңа яхшичақ болушмақта иди. Чүнки улар китаб киргән камардин тамакиниңму киришини муқәррәр дәп билишәтти.

Камердики парихорлуқ билән киргән хитай мәһбуслар вә ақчи туңганлар тутулушумға сәвәб болған паалийәтлиримни аңлиғанлирида ишинәлмиди. Уларчә мәндәк бир адәмниң җинайәтчи атилип түрмигә кириши бир тасадипийлиқ болмиса бир суйиқәст болуши керәкмиш. Бирәйлән: “сән әсли хәлқ қурултийиға вәкил болидиған адәм икәнсән” дегән иди. Мән җавабән “тоғра дәйсән, мән зади уйғурниң вәкили, әмма компартийә бирдин-бир вәкил биз, сән дүшмән дәйду. Биз компартийә билән салаһийәт талишип қалдуқ” дегиним һелиму есимдә.

Уйғур мәһбусларға, болупму бәшкерәмлик турғун акиға мениң әрәбчә хәтләрни оқуялиғиним вә гундипайға бәргән җавабим бәк ярап кетипту. Турғун ака шу хушаллиқида өйидин киргән, техи кийишкә үлгүрмигән бир йүрүш тәнһәрикәт кийимини һәдийә қиливәтти. Сап пахтидин тикилгән даңлиқ маркилиқ сүпәтлик испорт кийими һәптә ахирида учамға чиққучә ястуқум болди, чүнки камерда ястуқ берилмәйтти.

Көктағ қамақханисида яхши йери һәптә ахиридики арам күнлиридә халиған кийимләрни кийишкә иҗазәт бар икән. Бурунқи қамақларда мәһбус кийими учимизда болмиған һаман гунаһкар болаттуқ, шуңа һәр даим шу ләнәтлик кийим кийиклик болатти. Сиясий мәһбус болған чағлиримда һәтта ухлиған вақиттиму қизил җилиткини кийишкә мәҗбурлайтти. Пүтүнләй нилондин тикилгән кийим кечидә қиздуруп адәмни раһәтсиз қилатти. Һәдийә алған шу һәптә ахирида тутқун һаятимда тунҗи қетим ләнәтлик күлрәң мәһбус кийиминиң орниға ақуч рәңлик испрот кийими кийип һаяҗандин олтуралмай қалған идим.

Қамақта бу һөрлүк либасимни пурсәтла чиқса кийип йүргән билән ич тешиға тәпсилий қарап бақмиған икәнмән. Қамақтин чиққан һәптиси аялим кир ююшқа тутунуп испорт кийимниң иштан-янчуқиға йезилған бир хәтни байқапту. Иштанни қолумға елип алдирап оқушқа башлидим: “қәдирлик дада, сени көрмигили бүгүн 187 күн болди. Анам вә ини-сиңиллирим тинч аман турдуқ. Биздин әнсиримә. Дәсләптә бу мусибәткә ишинәлмәй, қойған-тутқунимни биләлмәй йүрдүм. Ахири һәр ишта бир һекмәт бар дәп сәвр қилдим. Сениң бариңда әтигәндә бамдатқа ойғитип қоюп чиқип кәтсәң, худди һашарға һәйдигәндәк тәстә қопуп намаздин кейин анамға көрситиш үчүн бирәр икки бәт қуран оқуп ухлап қалаттим. Һазир әзандин бурун ойғинипла намазни оқуп малға чиқип кетимән. Өйниң ғеми, анамниң көз йеши, ини-сиңиллиримниң қуруқ тоңлатқуни тохтимай ечип-йепишлири мени ухлатмайду. Сән өй иҗарә елип бәргән устазниң қешиға бериштин үмид үзүлди. Әмма устаз болмисиму арзуюңдикидәк қари болуш ирадәм күчәйди. Сени тутқанда пиравиниму елип кәткән, қайтуруп бәрмиди. Һазир малға аптобус билән баримән. Дәсләптә сесиқ пурайдиған аптобуста қистишип өрә туруш бәкму еғир кәлди. Лекин һазир аптобус маңа дәрсхана. Һәр күни топ базарға барғичә вә мал елип янғичә телифондин қуран ядлаймән. Мениң қари болғинимни көргүң бар иди, бүгүн мән қари болдум дада, шу арманлириң қулақ түвүмдә болғач, хәтәргә тәвәккүл қилип бу хушхәвәр йәткүздүм. . .” ахирқи қурлар сувушуп кәткән болуп көз яшлирида һөллинип кәткән болса керәк, һәр қанчә синчилапму оқуғили болмиди.

Худди испорт кийиминиң башқа йәрлиридинму бирәр һәрп чиқип қалидиғандәк өрүп-чөрүп қарап кәттим. Иштанниң сол янчуқиға имир-чимир һәрпләр билән йезилған хәтләрдин башқа бир нәрсә байқалмиди. Ичимдин бир уһ чиқти, йил бойи бағқа ишләп, севәтни қучақлап һөл, қуруқ йәл-йемишләр билән һәпилишип өмри өткән турғун ака бу ғәлибиниң һузурини сүрәлмәйтти. Нәччә он йил җапа тартип әмди бели түзләнгәндә бешиға тоқмақ тәгкән 50 яшлиқ бовай бу хушхәвәни аңлаштин мәһрум иди.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.