Йоруқ саһиллар(8-сан)
2011.09.24
Лекин вақит мунасивити билән шаирниң һәммимизгә яд болуп кәткән әң җәңгивар, әң мунәввәр шеирини биләлмигәнидуқ. Мана бүгүнки пурсәттин пайдилинип, шаирниң өз хәлқини ойғинип, орнидин дәс турушқа үндәп қәләмгә алған шу ялқунлуқ мисралирини йәнә бир қетим әсләп өтүшкә муйәссәр болдуқ. Ундақта алди билән, шаирниң: намлиқ шеиридин бәһр алғайсиләр.
Ойған уйғур
Абдухалиқ уйғур
Әй, пеқир уйғур, ойған. Уйқуң йетәр,
Сәндә мал йоқ, әмди кәтсә җан кетәр.
Бу өлүмдин өзүңни қутқузмисаң,
Аһ... Сениң һалиң хәтәр, һалиң хәтәр.
Қоп! дедим, бешиң көтүр уйқуңни ач!
Рәқибниң бешини кәс, қенини чач!
Көз ечип әтрапқа обдан бақмисаң
Өлисән арманда бир күн наилаҗ.
Һелиму җансизға охшайду тениң,
Шуңиму йоқтур өлүмдин анчә ғемиң.
Қичқарсам қимирлимайла ятисән,
Ойғанмай өлмәкчиму сән шу петиң.
Көзүңни йоған ечип әтрапқа бақ.
Өз истиқбалиң һәққидә ойла узақ.
Кәтсә қолдин бу ғәниймәт пурсити
Келәчәк ешиң чатақ, ишиң чатақ.
Ечинар көңлүм саңа әй уйғурум,
Сәпдишим, қериндишим, бир туғқиним.
Көйүнүп һалиңға ойғатсам сени,
Аңлимайсән зади немә булғунуң?
Келиду бир күн пушайман қилисән.
Тәктигә гәпниң шу чағда йетисән.
"Хәп!.." Десәң у чағ үлгүрмәй қалар
Шунила уйғур сөзигә тән берисән.
Турпан, 1921
Мәмтили тохтаҗи (тәвпиқ)
Әмди бүгүнки программимизниң: “мәшһур кишилиримиз” бөлүмидә йәнә уйғур хәлқиниң пәхирлик оғлани, илим – мәрипәтниң йолбашчиси, шаир, композитор, һәммидин муһими һидайәт йолидики мәрипәтпәрвәр устаз мәмтили тәвпиқ әпәнди һәққидә тохтилип өтимиз.
Шундақ мәмтили әпәнди шаир иди. Техи 20 яшниң қарисини алмай турупла, бу қабилийити билән или, чөчәк тәрәпләрдә хелила даңқ чиқарғаниди. 1924 – Йили абдуқадир дамолламниң шеһит қилинғанлиқи мунасивити билән язған: “оқуди ашти” намлиқ қәсидиси мана буни испатлап турупту.
У бир композитор болуп, чүнки у өзи иҗад қилған нурғун шеирни өзи аһаңға селип, пәқәт атуш, қәшқәр асминида көккә яңритипла қалмай, истанбулда қатнашқан илмий сорунларда тәмбүр маһарити билән түрк хәлқиниң қәлб тарини титрәткән икән.
Униң сиясий сәзгүрлүки болса, оттура асияда сәргәрдан болуп йүргән чағлиридила өз ипадисини тапқаниди. Чүнки у болшевиклар һәдәп тәрғиб қиливатқан коммунизм идийисиниң өз әқидиси вә хәлқиниң әмәлийитигә пәқәтла мас кәлмәйдиған қуруқ сәпсәтә икәнликини наһайити тезла чүшинип йәткән вә бу балаға муптила болуп қелиштин әнсирәп, дәрһал түркийигә қечишниң йолини издигән. Униң мәрипәтпәрвәр устаз вә һөрлүк җәңчиси икәнлики, бу йолда елип барған иш – излири һәммимизгә бәш қолдәк аян.
Һөрмәтлик достлар! юқирида биз мәмтили әпәндиниң шаир вә композитор икәнликини, униң нурғунлиған җәңгивар шеирларни иҗад қилип, өзи аһаңға селип, оқуғучи –оқутқучиларға өзи өгәткәнликини әслитип өттуқ. Бизчә мәмтили әпәндиниң шеири қабилийити вә музика талантиниң әң рошән намайәндиси, һазир биз: “шәрқий түркистан истиқлал марши” дәп оқуватқан: “қутулуш йолида” намлиқ өлмәс әсири болса керәк.
Қутулуш йолида
(Шәрқий түркистан истиқлал марши)
Мәмтили тохтаҗи (тәвпиқ)
Қутулуш йолида судәк ақти бизниң қенимиз,
Сән үчүн әй юртимиз пида болсун җенимиз.
Қан кечип һәм җан берип ахир қутулдурдуқ сени,
Қутулушқа қәлбимиздә бар иди иманимиз.
Юртимиз биз йүз-көзүңни қан билән пакизлидуқ,
Өрлигән ялқун билән пакланди бизниң намимиз.
Яру-һәмдәм болди бизниң һиммитимиз сән үчүн,
Шану-шәвкәтлик иди һиммәт билән әҗдадимиз.
Атиларниң җәңлири өчмәйду тарих бетидин,
Нәсли қалди җәңгивар биз униң әвлади биз.
Чиқти җан һәм ақти қан, болди явдин әл аман,
Яшисун! миң яшисун!! гүзәл истиқбалимиз.