Йүсүпбәг мухлисиниң өмүр йоли (3): “вәтәнсиз нәғмә-нава маңа рава әмәс!”

Мухбиримиз қутлан
2018.03.20
Yusupbeg-Muxlisi-hayatining-axirqi-yilliri.jpg Мәрһум йүсүпбәг мухлиси һаятиниң ахирқи йиллирида. 1990-Йилларниң ахири, алмута.
RFA/Qutlan

1960-Йиллардин буян сабиқ советлар иттипақиниң хитай билән болған сиясий тоқунуши вә соғуқ урушлири ичидә вәтини үчүн тинимсиз йол издигән йүсүпбәг мухлиси уйғур хәлқи үчүн вәтәнсиз һеч бир ишниң реаллашмайдиғанлиқини чоңқур дәриҗидә һес қилиду. Шуңа у һаятиниң ахирқи йиллирида қалдурған тиләклиридә “мениң вәтинимниң азадлиқидин башқа һеч бир арминим йоқ,” дәйду.

Йүсүпбәг мухлиси һаятиниң ахирқи йиллирида совет империйәсиниң йиқилип, коммунистик системиниң ғулиғанлиқини, оттура асияда 5 дөләтниң, шу җүмлидин мустәқил қазақистанниң дуняға кәлгәнликини көриду. Бу һал униңға мислисиз җасарәт вә үмид ата қилиду. Шу йиллири у зор ишәнч билән истанбулда чақирилған “шәрқий түркистан миллий қурултийи” ға қатнишиду. Пүткүл зеһни вә вақтини вәтәнниң мустәқиллиқини тәрғиб қилидиған тәшвиқат вә сиясий паалийәтләргә сәрп қилиду. Йүсүпбәг мухлиси аилисиниң бүгүн америкида яшаватқан нәврә келини дилдар рашидин ханим 1992-йили өзиниң алмутада тунҗи қетим йүсүпбәг мухлисини көргән чағдики һессиятини чоңқур һөрмәт билән баян қилиду.

Дилдар ханимниң әслимә қилишичә, шу йилларда йүсүпбәг мухлиси бир тәрәптин “шәрқий түркистан авази” намлиқ гезит чиқирип тарқатса, йәнә бир тәрәптин уйғур диярида йүз бәргән вәқәләр һәққидә учур топлап, баш штаби лондондики “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” билән “америка авази” қатарлиқ хәлқаралиқ таратқуларға уйғурлар һәққидики йип учлирини йәткүзүп туриду. Дилдар ханим шу йилларда йүсүпбәг мухлисиниң өзигиму бир вәзипә тапшурғанлиқини әслимә қилиду.

Дилдар ханим, мәрһум йүсүпбәг мухлисиниң 1990-йиллардин таки вапат болғанға қәдәр өзиниң пүтүн мал-мүлки вә зеһнини вәтән һәққидики тәшвиқатларға сәрп қилғанлиқини, өйидә бир йезиқ үстили, бир орундуқи вә каривитидин башқа һечнемисиниң қалмиғанлиқини тилға алиду.

Һалбуки, шу йилларда әтрапидики шунчә көп кишиләр йүсүпбәг мухлисиниң немә ойлаватқанлиқини, вәтән сәвдасиниң уни немә койларға селиватқанлиқини чүшинип йәтмигән болсиму, әмма у һечқачан айрим шәхсләрдин ағринмайду. Буни һәрқандақ дәвр вә һәрқандақ бир җәмийәттә болидиған нормал һадисә дәп һесаблайду шундақла өзиниң тутқан йолидин қәтий қайтмайду.

Мәрһум йүсүпбәг мухлиси кейинки һаяти давамида “вәтәнсиз нәғмә-нава маңа әсла рава әмәс,” дегән принсип бойичә яшайду. Һәрқандақ той-төкүн вә нәғмә-нава соруниға қатнишишни рәт қилиду. Дилдар ханим, йүсүпбәг мухлисиниң шу йилларда һәтта өз оғлиниң той мурасимиғиму қатнишишни рәт қилғанлиқини тәкитләйду.

Йүсүпбәг мухлисиниң һазир алмутада яшаватқан җийән оғуллиридин муһсин мухлисофму зияритимизни қобул қилип, тағиси мәрһум йүсүпбәг мухлисиниң һаятида һечқачан өз принсипидин вә маңған йолидин қайтқан киши әмәсликини илгири сүриду.

Қазақистандики пешқәдәм уйғур сиясий паалийәтчи қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиму өзиниң 1990-йилидин буян йүсүпбәг мухлиси билән йеқин мунасивәттә болуп кәлгәнликини, униң “вәтән азад болмиғучә той-төкүн вә нәғмә-нава маңа рава әмәс” дегән принсип бойичә яшап өткәнликини тилға алиду.

Буниңдин 20 йил муқәддәм, йәни 1998-йили 15-июл күни у радийомизға қалдурған авазлиқ сөзидә у “шәрқий түркистан авази” намлиқ уйғурчә гезитни 1979-йилидин етибарән изчил чиқирип кәлгәнликини алаһидә тәкитлигән иди.

Мәрһум йүсүпбәг мухлисиниң һазир алмутада яшаватқан йәнә бир җийәни абдулһади әпәнди “шәрқий түркистан авази” намлиқ бу уйғурчә гезитниң тағисиниң вапатидин бир йил кейин андин нәшрдин тохтиғанлиқини, тағиси йүсүпбәг мухлисиниң бу гезитни чиқириш үчүн әйни йиллири һәтта ач қалған чағлириниңму болғанлиқини әслимә қилиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.