Йүсүпбәг мухлисиниң өмүр йоли (6): мәрһумниң тарихий вә әдәбий мираслири

Мухбиримиз қутлан
2018.04.10
Yusupbeg-Muxlisi.jpg Йүсүпбәг мухлиси. (1920-2004)
RFA/Qutlan

Мәрһум йүсүпбәг мухлисиниң бир өмүрлүк күрәш мусаписидә униң тинимсиз түрдә елип барған сиясий вә иҗтимаий паалийәтлиридин башқа, һармас қәлими арқилиқ қалдурған тарихий вә әдәбий мираслириму муһим орун тутиду. Мәрһумниң замандашлиридин бүгүн америкида яшаватқан ғуламидин пахта әпәндим йүсүпбәг мухлиси һәққидә сөз қилип, униң “шәрқий түркистан-мөҗизә гүлистан” намлиқ әсирини алаһидә тилға алиду.

1990-Йиллардин кейин мәрһум йүсүпбәг мухлиси билән йеқин мунасивәттә болған вә бирликтә паалийәт елип барған қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиму мәрһумниң һаятиға баһа берип, уни бир һармас қәләмкәш, пишқан әдәбиятчи, өз дәвридә вәтән тупрақлирини кәзгән бир тарихчи вә археолог сүпитидә тонуғанлиқини баян қилиду.

Йүсүпбәг мухлисиниң һазир алмутада яшаватқан җийәни муһсин михлисоф тағиси һәққидә тохталғинида униң 1979-йилидин етибарән “шәрқий түркистан авази” намлиқ гезит чиқириштин башқа йәнә “мәшәл”, “садир палван”, “шәрқий түркистан-мөҗизә гүлистан” намлиқ тарихий әсәрләрни йезип қалдурғанлиқиниму алаһидә тәкитләйду.

Қәһриман ғоҗамбәрди мәрһум йүсүпбәг мухлисиниң 1990-йиллардин кейинки һаяти һәққидә тохталғинида, униң мәһмуд қәшқири билән йүсүп хас һаҗибқа беғишлиған “қош юлтуз” намлиқ тарихий романини алаһидә тилға алиду. Бу роман кейинчә аптор тәрипидин тарихий драма қилип өзгәртилип алмутадики уйғур тиятирида ойналған икән. Мәрһум шу йилларда йәнә алмутада чиқидиған “уйғур авази”, “йеңи һаят” гезитлири билән қирғизистанда чиқидиған “виҗдан авази” гезитидә уйғурлар һәққидә көплигән сиясий публистик мақалиләрни елан қилған икән.

Қәһриман ғоҗамбәрди мундақ дәйду: “әгәрдә йүсүпбәг мухлиси һаятида сиясий паалийәтләр яки җамаәтлик ишларни қилмай, пүтүн вақтини йезиқчилиққа қаратқан болса, у бәлким заманимиздики әң тонулған язғучилардин болуп қелиши тамамән мумкин иди.”

Мәрһум йүсүпбәг мухлиси өзиниң тарихий темидики һекайичилиқи һәққидә тохталғинида өзиниң йезиқчилиқ услуби вә иҗадийәт методи һәққидә мундақ дегән иди: “мениң һекайичилиқимда бир түркүм бар, у болсиму ‛хаһ ишән, хаһ ишәнмә‚. Мән мушу мавзу астида ушшақ һекайиләрни йорутуп келиватимән. Бу һекайиләрниң қурулмиси аддий вә кичик деталлардин түзилиду. Униңда бир әдәбий пәлсәпә, бир идрәк, бир ой вә селиштуруш бар. Уларда тарих билән бүгүн гирәләштүрүлгән ярқин образларниң һәрикити йорутулиду.”

Мәрһум йүсүпбәг мухлисиниң бир қисим әсәрлири өз дәвридә йоруқ көргән болсиму, әмма униң көплигән әсәрлири йәнила қолязма һаләттә қәп қалған. Қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди йүсүпбәг мухлисиниң һазирғичә йоруқ көргән әсәрлириниң әйни вақиттики иқтисадий қийинчилиқ түпәйли аран 300 нусха, һәтта бәзилириниң 100 нухса бастурулуп тарқитилғанлиқини, бүгүнки күндә бу әсәрләрни тепишниңму тәс болуватқанлиқини илгири сүриду.

Мәрһум йүсүпбәг мухлиси 1998-йили 7-айниң 15-күни қалдурған авазлиқ әслимисидә өзиниң тарихий темида йезилған, қоюқ иҗтимаий вә пәлсәпәвий қарашлири илгири сүрүлгән бир һекайисини оқуп өткән иди.

Төвәндә мәрһум йүсүпбәг мухлисидин әстилик сүпитидә қәп қалған, буниңдин 20 йил илгири алмутада лентиға елинған апторниң ахирқи һекайәтлиридин бир өрнәкни униң өз авазидин аңлайсиләр.

(Түгиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.