Зунун қадири вапатиниң 30 йиллиқида (1): язғучиниң тәрҗимиһалиға йезилмиған бәзи вәқәләр
2019.09.24
1962-Йилидики советқа қечиш долқунида язғучи зунун қадири
Бу йил 24-сентәбир 20-әсир уйғур әдәбиятидики атақлиқ язғучи вә драматорг зунун қадириниң вапатиға 30 йил толған хатирә күндур.
Зунун қадири заманиви уйғур әдәбиятиниң мәшһур вәкиллиридин бири болуп, у уйғур әдәбиятида һекайичилиқ вә драмичилиқниң шәкиллиниши шундақла тәрәққиятиға көрүнәрлик төһпә қошқан язғучидур.
Язғучи зунун қадири 1912-йили тарбағатай вилайитиниң дөрбилҗин наһийисидә дуняға кәлгән болуп, у пүтүн һаятида шең шисәй дәври, гоминдаң дәври, шәрқий түркистан җумһурийити дәври вә 1949-йилидин кейинки коммунист хитай һакимийитиниң һөкүмранлиқ мәзгиллиридики боран-чапқунлуқ йилларға шаһит болған.
Язғучи зунун қадири яшиған мурәккәп тарихий дәврләр униң һаятиға, идийәсигә вә иҗадийәт җәрянлириға чоңқур тәсирләрни көрситиду. Бәзи тәтқиқатчилар зунун қадириниң һаяти вә иҗадийәт йолини “қийин таллаш” ичидә арисалдичилиққа толған дәп баһа бериду. Әмәлийәттә язғучи зунун қадирила әмәс, бәлки 20-әсирдики көплигән уйғур язғучилириниң һаяти вә иҗадийәт мусапилириму әнә шундақ мурәккәп җәрянлар билән характерләнгән.
Язғучи зунун қадириниң әгри-тоқай һаят мусаписидики бәзи муһим тарихи вәқәләр илгири нәшр қилинған уйғур әдәбият тарихи, уйғур әдәбияти дәрсликлири вә башқа китабларда тилға елинмиған. Болупму униң 1962-йилидики или вә чөчәк хәлқиниң сабиқ совет иттипақиға қечиш долқунида чәтәлгә чиқип кәтмәкчи болғанлиқи һазирғичә ейтилмиған һекайә сүпитидә мәтбуатларда көп тилға елинмай кәлди.
Зунун қадири вапат болуп 30 йил өткән бүгүнки күндә австралийәдә яшаватқан әдиб әхмәт игәмбәрди ниҗади билән түркийәдә яшаватқан султан мәхмут қәшқәрли 1962-йили язғучи зунун қадириниң совет иттипақиға чиқип кәтмәкчи болғанлиқи һәққидә өзлири билидиған вә шаһит болған вәқәләрни әсләп өтти.
Әхмәт игәмбәрди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “1962-йили 29-май күни зунун қадири ялған сақал-бурут вә шиләпиләр билән ниқаблинип совет чеграсиға йетип бариду. Әпсуски, у чағда совет чеграси аллиқачан тақилип болиду. Чеградин өтәлмигән зунун қадири амалсиз арқиға қайтишқа мәҗбур болиду. Шундин кейин зунун қадири ғулҗидики өйигә нәзәрбәнд қилиниду. Кейин у үрүмчигә елип келинип мәсилисини тапшурушқа қистилиду”.
Әхмәт игәмбәрди йәнә мундақ дәйду: “әйни вақитта зунун қадириниң чеградин өтүшини алмутадики зия сәмәди қатарлиқ сәпдашлири аллиқачан хәвәр тапқан болуп, зия сәмәди башлиқ уйғур зиялийлири чеграниң у тәрипидә зунун қадириниң келишини күтиду. Әпсуски, зунун қадири чеградин өтәлмәйду.”
Бу һәқтә һазир истанбулда яшаватқан профессор султан мәхмут қәшқәрлиму өз әслимилирини тәқдим қилип, мундақ дәйду: “әйни вақитта зунун қадириға униң қазақистан вә өзбекистандики бәзи достлири хәт язған икән. Аңлишимчә, бурун чөчәктә хизмәт қилған абдуқадир зунуни дегән адәм зунун қадирға хәт йезип униң чиқип кетишини тәвсийә қилған икән. Кейин зунун қадири мәсилисини тапшурушқа мәҗбур қилинғинида өзиниң қечиш үчүн әмәс, бәлки роман йезишқа материял издәп барғанлиқини ейтқан икән. У йәнә түгимәс сиясий һәрикәт вә күрәшләрдин зериккәнликини, шуниң үчүнму чеградин өтүп кетиш хиялида болғанлиқини кейинки қийин-қистақлар җәрянида етирап қилған икән.”
Бу вақитлар зунун қадириниң мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң әзаси, шинҗаң язғучилар җәмийитиниң рәиси қатарлиқ вәзипиләрни өтәватқан вақитлири болуп, бундақ юқири әмәл тутқан, имтиязға еришкән зунун қадириниң чәтәлгә қечишиниң, техиму ениқрақ ейтқанда, чәтәлгә қечишқа мәҗбур болушиниң сәвәби немә?
Бу һәқтә пикир баян қилған доктор мәмтимин әла зунун қадириниң совет иттипақиға қечишқа урунушиниң худди нурғунлиған уйғур зиялийлириға охшашла әркин пикир қилалмаслиқ, өзиниң идийәсини әркин ипадилийәлмәслик шундақла һаятиниң хәвпкә учрайдиғанлиқини алдин һес қилғанлиқ сәвәбидин болғанлиқини илгири сүриду. Болупму 50-йилларниң ахирлирида башланған “йәрлик милләтчиләргә қарши туруш” һәрикити җәрянида уйғур сәрхиллириниң һәр хил төһмәтләргә вә паҗиәлик тәқдиргә учриғанлиқидин қаттиқ үмидсизләнгән зунун қадириниң мушундақ қийин таллашни таллиған болуши мумкинликини тәкитләп өтиду.
У йәнә зунун қадириниң совет иттипақиға қечишқа урунушиниң коммунист хитай һакимийитиниң қорқунчлуқ әпти-бәширисини көргәндин кейинки, болупму хитай коммунистлири базарға селиватқан хитайчә сотсиялизм түзүминиң рәзил маһийитини чүшәнгәндин кейинки таллаш икәнликиниму әскәртип өтиду.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида атақлиқ язғучи зунун қадириниң 1962-йилдики совет иттипақиға қечишиға мунасивәтлик программини диққитиңларға сундуқ. Австралийәдин учқун тәйярлиди.