Сәбийлик хияллирини издәп: имран садаий билән сөһбәт
2020.01.03
2003-Йили қәшқәр шәһириниң йопурға наһийәсидә мәрипәтпәрвәр аилидә дуняға кәлгән имран абдуғени садаий башланғуч вә оттура мәктәп маарипини үрүмчи шәһиридә алғандин кейин қарилиқини тамамлиған. У һәрхил сәвәбләр билән 2016-йили ана вәтинидин айрилишқа мәҗбур болуп, түркийәниң истанбул шәһиригә келип йәрләшкән.
У мусапирлиқ һаятиға қәдәм қойғандин кийин әдәбий иҗадийәтни түрк тилида елип беришқа башлиған. Имран садаийниң түркчә “юртум қалди” намлиқ шеири түркийә дөләтлик шеир мусабиқисиниң оқуғучилар түридә мукапатқа еришкән. Шаирниң бәзи шеирлири “йеңи сәнәт вә әдәбият журнили”, яш шаирлар бирлики “алтун”, әдәбият журнили- “юлтуз” қатарлиқ бир қанчә журналларда елан қилинған.
Шаир истанбулда ялғуз кишилик шеир кечилики өткүзүп қизғин алқишларға еришкән. 2019-Йили шаирниң “тамчә” намлиқ тунҗи түркчә шеирлар топлими түркийәдә “даһий нәшрияти” тәрипидин нәшр қилинип, һәр қайси китабхана һәм тор бекәтләрдә сетилишқа қоюлған.
Шаир имран садаий 2019-йили 13 қетимлиқ әдернә, гиретсийә, булғарийә қатарлиқ дөләтләрдә давам қилған хәлқара түркчә шеир паалийитигә тунҗи қетим уйғурларға вакалитән қатнишип, қизғин алқишқа еришкән. У һазир истанбулда йәнә оқушини давам қилмақта.
Чиллиғаймән
Имран садаий
Бир кесәлдәк чаплашти бу һиҗран җанимә,
Бир күлүп сайрисам нем болур бу әпған җанимә,
Қанчә йилдур күйлисәмму бир нимҗан җанимә,
Қуюлуп кәлмиди җамға шипа дәрман җанимә,
Чиллиғаймән сәврим билә әл нишан җанимә.
Яшар идим мәнму бир чағ гүлзар маканимда,
Гөдәккинә тай идим арзу узар заманимда,
Сөзлисәм әмди һалимни ғәм ятар җанимда,
Мениңдәкни көрмигәнмән гүл тозар һаятимда,
Чиллиғаймән сәврим билә әл нишан җанимә.
Бағда дәрмиш булбул “яндим гүл дәрдидә мән”,
Яндиңму сән шамчилик турар җайиң гүл бағдисән,
Бир көрәлмәй истәк йүзини қан ютқини мән,
Дейилсә нә һал бу шуан бир муң ғәзәлханмән,
Чиллиғаймән сәврим билә әл нишан җанимә.
Төкүлгән киндик қиним шу гүлдияр қалдия,
Қизилгүлләр зәп ярашқан ләйлизар қалдия,
Егиз-егиз етики бағлиқ тағлар қалдия,
Юлтуз издәп шад ятқан кәңри сайлар қалдия,
Чиллиғаймән сәврим билә әл нишан җанимә.
Пада-пада тағ бағрида ботилақлар қалди әнә,
Йешил яйлақларда тайчақлар қалди әнә,
Бәйгиләрдә талмиған арғимақлар қалди әнә,
Шу елимни бесип қуюн чақмақлар қалди әнә,
Чиллиғаймән сәврим билә әл нишан җанимә.