Яш шаир абдулҗан азнибақийеф: “поезийә мени таллидимикин, дәп ойлаймән”
2021.01.22
Мәлумки, өткән әсирниң болупму 70-90-йиллири қазақистан уйғур әдәбияти өз тәрәққиятиниң әң чоққисиға йәткән дәври иди. Бу вақитта уйғур әдәбиятиниң карван беши болуп қазақистан хәлқ язғучиси, атақлиқ драматорг зия сәмәди башлиқ бир түркүм талантлиқ шаир вә язғучилар иҗад қиливататти. Һезимәт абдуллин, җамалдин босақоф, һезим искәндәроф, илия бәхтия, һезим бәхниязоф, қурван тохтәмоф қатарлиқ әдибләрниң иҗадийити вә өлмәс әсәрлири уйғур әдәбияти мәйданида йеңи талантларниң өсүп йетилишигә земин яратқан иди. Вақит өткәнсери көплигән әнә шундақ язғучилар аләмдин өтүп, уларниң орнини йеңи дәвр вәкиллири, узун вақитлардин буян сақлинип келиватқан әнәниләрни давам қилиш билән биллә йеңичә услубта иҗад қилидиған, дуняни башқичә тәсәввур қилидиған яшлар бесишқа башлиди. Бүгүнки күндә уларниң сани илгирикидәк көп болмисиму, әмма һәр бири өз алдиға иҗад қилип, уйғур әдәбиятиниң раваҗлинишиға бир кишилик төһписини қошуп кәлмәктә. Шуларниң бири һазир алмута вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң ғәйрәт йезисида яшап, шу юрттики исмайил саттароф намидики оттура мәктәптә қазақ тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими болуп ишләватқан абдулҗан азнибақийефтур.
Радийомиз зияритини қобул қилған абдулҗан азнибақийеф өзиниң немә үчүн әдәбиятниң поезийә саһәсини таллап алғанлиқини чүшәндүрүп, мундақ деди: “көпинчә шаир-язғучилар шеир йезиштин башлиған. Шулар қатарида мәнму шеир йезиштин башлиған идим. Гөдәк чеғимдин башлап шеир йезишқа кириштим. Андин кейин мәктәптә чоң синипларда оқуватқинимда, шундақла алий оқушта оқуғучи болған дәвридин та мушу кәмгичә поезийә билән шуғуллинип келиватимән. Бирдинла поезийәгә ашиқ болуш, поезийәниң күч-қудрити мени өзигә җәлп қилғанлиқтин поезийә мени таллидимикин, дәп ойлаймән.”
Абдулҗан азнибақийеф өзиниң тунҗи шеириниң йезилиш сәвәби вә мәзмуни һәққидә тохтилип, мундақ деди: “йошурушниң һаҗити йоқ, дәсләпки шеиримниң тарихи есимдә йоқ. Бирақ башқа шаирлар қатарида ана юрт, ата-ана, мәктәп һаяти һәққидә язған шеирлирим мениң шу дәсләпки шеирлирим болуп һесаблиниду. 7-Синиптин та 11-синипқичә язған шеирлиримни китабчә қилип, дәптәргә йезип маңаттим. Әпсус, мәлум сәвәбләр билән шу дәптирим йүтүп кәтти.”
У өз иҗадида асасән ана юрт, вәтән, муһәббәт, һаят, адәмләр арисидики мунасивәтләр вә башқиму мувзуларға мураҗиәт қилип кәлгәнликини билдүрди. Әмма һаят мавзусиниң алаһидә орун тутидиғанлиқини тәкитлиди.
Абдулҗан азнибақийефниң язған шеирлири мавзу-мәзмун җәһәттин қанчә хилму-хил болса, шәкли җәһәттинму өзигә хас алаһидиликкә игә. Униң иҗадийити тәтқиқатчиларниң диққитини тартқан болуп, бир нәччә тәтқиқатларда униң әсәрлиригә мунасип баһа берилгән иди.
У мундақ деди: “дәсләпки қәдәмлиримдә қошақ шәклидики, аруз шәклидики шеирларни язған болсам, кейин йеңичә көз қараш, йеңи истилларниң қелиплишиши дәвридә модернистик шеир үлгилири ретидә шеирларни йезип келиватимән. Бир чәттин оқуп өгиниватмән. Ана вәтәндә гуңга шеирлар дәйду. Шуниң билән бир қатарда чашма шәкилдики шеирларни модернистик үлгиләргә лайиқлаштуруп, өзгичә бир йеңи көз қарашлар билән йезишқа тиришиватимән.”
Абдулҗан азнибақийеф йәнә өзиниң көләмлик җанрларға мураҗиәт қилиш ойиниңму йоқ әмәсликини билдүрди.
У әдәбият мәйданиға кирип келишигә сәвәпчи болған амиллар вә устазлири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “биринчидин, өзүмниң қизиқиши, китаб оқуш. Иккинчидин, әдәбиятқа муһәббитимни ойғатқан мәктәптики устазим муһәббәт һәдә майдинова болған болса, алмута шәһиригә кәлгәндин кейин акилиқ ғәмхорлуқини көрсәткән, устазлиқ қилған әхмәтҗан ака исрапилофни устазим ретидә көримән. Униңдин башқа һәр қачан иҗадимға баһа берип келиватқан уйғур әдәбиятиниң таянчиси җәмшит ака розахунофни устазим дәп тонуймән.”
Мәлум болушичә, абдулҗан азнибақийеф келәчикидин зор үмидләр күткүзүватқан яш иҗадкарларниң бири болуп, униң һәр йиллири йоруқ көргән “қәлбим баһари”, “яшлиқ лирикилири”, “йүрәк албоми” қатарлиқ нәзмий вә нәсрий китаблири, шундақла айрим публистикилиқ әсәрлири китабханлар қәлбидин чоңқур орун алғанкән. Униң бәзи шеирлириға музика йезилип, нахшилири сәнәт һәвәскалири арисида алқишқа еришмәктикән.