“ши җинпиңниң уйғурларға қарши уруши” (2B): “йеңи чегра” дики кәчмишләр
2019.02.25
Австралийә дөләтлик университетниң мутәхәссислиридин грейм симит вә луйиза лим бирликтә саһибханилиқ қиливатқан “шакичик қизил подкаст” суписидики радийо сөһбитидә нуқтилиқ муһакимә қилинған йәнә бир мәсилә хитай һакимийитиниң қандақ қилип 1950-йиллардики йәрлик уйғурларға қисмән һоқуқларни бериштин һазирқидәк “ирқий тазилаш” басқучиға өтүш җәряни болди. Муһакимигә иштирак қилған мутәхәссисләрдин сидней университетиниң лектори дейвид брофий вә австралийә дөләтлик университетниң профессори том клиф буниңда уйғурлар дияридики хитай нопусиниң тәдриҗий ешип меңиши буниңдики муһим бир тарихий арқа көрүнүш, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң өткән атмиш йил мабәйнидә тохтимастин нопус көчүрүш арқилиқ уйғур дияридики нопус қурулмисида хитай нопусиниң нисбитини ашуруши һәққидә сөз қилған луйиза лим буниңдики йәнә бир муһим алаһидилик болған ишләпчиқириш-қурулуш қисимлирини алаһидә тилға алди. Шуниңдәк “биңтуән” дәп атиливатқан бу җайларға йәрләштүрүлгән милйонлиған сандики хитай көчмәнлириниң хитай һөкүмити үчүн қандақ ролларни ойнайдиғанлиқи һәққидики соални бу һәқтә хели көп издәнгән том клифқа һавалә қилди.
Том клиф бу һәқтә сөз қилип, буниң тарихий йилтизини йеқинқи заман тарихидин издигәндә буниң компартийә билән гоминдаң оттурисидики урушниң ақивити икәнликини, буниңда һәрбий кеңәймичиликниң ахирида башқа бир шәклидә оттуриға чиққанлиқини баян қилди.
“хәлқ азадлиқ армийәси шинҗаңға кәлгән вақитларда бу җайда гоминдаң һакимийитигә мәнсуп хели көп сандики әскәрләр бар иди. Бу қалдуқ гоминдаңчилар хәлқ азадлиқ армийәсигә тәслим болғандин кейин бу җайда һәрбий арқа көрүнүштики бир зор гәвдә барлиққа кәлди. Шуниң билән бу гәвдиниң зор бир қисми боз йәр ечип териқчилиқ қилиш үчүн мушу җайға йәрләштүрүлди. Бу, хитай көчмәнлириниң бу җайға көчүп келишидики биринчи қетимлиқ долқун болуп қалди. Дәрвәқә бу әскәрләрниң көп қисми әрләр болғачқа узун өтмәй уларға хотун тепип бериш зөрүрийити туғулди. Шуниң билән пүтүнләй дөләт тәшкиллигән, дөләтниң тәшкиллиши билән һечқандақ алақисиз һалда тәшкилләнгән, шундақла қисмән һалда дөләтниң тәшкиллиши билән йөткәлгән зор түркүмдики хитай аяллири һәрбийләшкән бу деһқанчилиқ районида пәйда болди. Йәнә келип бу хилдики һәрбий районлар көпинчә чегра бойлиридики җайларда тәсис қилинди. Шуниң билән улар совет иттипақиниң чегралардики гуманлиқ һәрикәтлирини һәмдә чеградики қанунсиз кирип-чиқиш қилмишини үнүмлүк контрол қилмақчи болди.”
Риясәтчиләр шу қатарда бу хил йосунда һасил болған биңтуәнләрдики авам хәлқниң әмәлийәттә хитай дөлитиниң истратегийәлик мәнпәәтлири үчүн қандақ роли болуши мумкинликини сориғанда том клиф буниңдики әң муһим нишанниң земин тәвәликидә икәнликини тәкитлиди: “әгәр ашу шәкилдә һасил болған авам пуқралар топини мушу йосунда мәлум даиригә йәрләштүривалғанда сиз қорқмай туруп ашу йәрниң дөләткә мәнсуп икәнликини дава қилалайсиз. Йәни мундақчә қилип ейтқанда шу җайларда яшаватқанлар хитай пуқралири болса у һалда бу йәрләрниң хитай дөлитигә, йәни хитай хәлқ җумһурийитигә мәнсуп икәнликини көтүрүп чиққили болиду. Әгәр йәрләштүрүлгән аһалә болмиса у чағда бундақ дава күчлүк болмай қалиду. Йәни, ялғуз армийәни йөткәп келип чеграни контрол қилиш таразиға салғанда аһалә көчүрүштәк еғир тохтимайду. Биңтуән әнә шундақ болди. Униңдин кейинки әһваллар техиму шундақ болди.”
Риясәтчиләр мушу тәриқидә һасил болған биңтуәнләр бирлики мәвҗут болуватқан һазирқи әһвалда әмдиликтә хитай һөкүмитиниң “әсәбийлик вә террорлуққа қарши туруш” намида уйғурлардики көплигән мәдәнийәт һадисилири “өсмә” вә “кесәллик” дегәндәк намлар билән атаватқанлиқини, буниң немидин дерәк бериши мумкинликини сориғанда дейвид брофей буниң аллиқачан пүткүл уйғур миллитиниң мәдәнийәт чәмбирикидики барчә һадисиләргә қаритилишқа башлиғанлиқини билдүрди.
“сиз дәватқан диний әсәбийликниң кесәл икәнлики һәмдә бу хилдики ‛кесәллик‚ ниң тәбири һазир уйғур мәдәнийитиниң әң адәттики саһәлиригичә кеңәйтилмәктә. Һазир уларниң дөләткә садиқ яки әмәслики, қанунға риайә қилғучи яки әмәслики дегәнләр бир йәрдә қелип, уларниң тәқва яки диндар болуш-болмаслиқи муһим өлчәм болуп қеливатиду. Мәсилән, шинҗаңдики диний затлар мәҗбурий йосунда уссул ойнашқа тәшкилләнди. Чүнки ислам дини кишиләрни уссул ойнашқа дәвәт қилмайду. Мана мушу йосунда тамака чәкмигән, һарақ ичмигән, уссул ойнимиған кишиләрниң һәммиси әсәбий яки ашқун һесаблинип қеливатиду. Кишиләр мана мушу йосунда мәлум чәктин ешип һәрикәт қилишқа мәҗбурланғанда буниң әксичә үнүм бериш еһтималлиқи болиду. Шуңа буниңдин тәтүр үнүм барлиққа келәмдикин, дәпму ойлап қалимән. Немишқа десиңиз һазир бизгә мәлум болғандәк шунчә көп киши лагерларға соланди.”
Сөһбәт җәрянида уйғурлар диярида нөвәттә әвҗ еливатқан сиясий бастурушларни өткән атмиш йил мабәйнидә иҗра қилиниватқан сиясәтләрниң давами дейишкә тоғра кәлсә буниң һазир бунчә тез “сүрәт” кә өрләп кетишидики сәвәбләрни қандақ чүшиниш лазимлиқи һәққидә муһакимә болди. Том клиф буниңдики бир муһим амилни “хитай һөкүмити һазир һәддидин зиядә худүксирәш сәвәбидин бу ишларни һапила-шапила тамамлашқа алдираватиду” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У бу һәқтә мундақ деди:
“бу мәсилиләрдә хитай һөкүмити тақитини басалмай қалғанлиқи ениқ, дәп қараймән. Чүнки тил мәсилиси буниңдики әң җанлиқ мисал. Һазир уйғур тили маарип саһәсидин пүтүнләй сиқип чиқирилди. Буниң билән бир пүтүн уйғур әвлади өз тилини йоқитиш хәвпигә дуч келиватиду. Демәк бу әвлад тезла өзлиригә хас мәдәнийәтни йоқитишқа қарап маңиду. Хитай компартийәси мушу тәриқидә бу хил өзгәртишни әң тез сүрәттә иҗра қиливатиду. Чүнки бу җайдики хитай аһалиси барғансери өзлириниң әтрапида мидирлап йүргән уйғурлардин биарам болидиған вәзийәт һасил болуватқанда, хитай дөлити болса ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚ билән алдираш болуватқанда ‛бу уйғурларниң чатақ чиқиришиға қәтий йол қоюшқа болмайду‚ дәйдиған қараш һаман үстүнлүкни игиләйду.”
Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида өткән атмиш нәччә йил җәрянидики һөкүмранлиқ сиясити изчил һалда бир нишанни көзлигән йосунда иҗра болуп кәлгән болуп, басқучму-басқуч салмиқи ашқан вә хитайдики сиясий боран-чапқунлар әвҗ алған йиллардиму еғишмастин давам қилған. Бир қисим анализчилар бу һални “хитайниң ‛кала һарвисида тошқан тутуш‚ дегән тәмсилиниң әмәлий тәсвири” дейишмәктә.