Паалйәтчиләр: мәҗбурий ғайип қиливетилгән уйғурларни хатириләшла купайә қилмайду
2022.08.31

Американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики баш әлчиси линда томас-гиринфелд (Linda Thomas-Greenfield) “мәҗбурий ғайип қиливетиш” ниң зиянкәшликигә учриғучиларни хатириләш күни мунасивити билән, 2022-йили 30-авғуст бәргән баянатида, мәхсус хитайни б д т низамнамисидики вәдисигә әмәл қилип, из-дерәксиз йоқап кәткән онмиңлиған уйғурларни қоюп беришкә чақирған.
Баянатта уйғурларни алаһидә тилға алған линда томас-гиринфелд ханим “болупму бу йил б д т ниң шинҗаңдики инсаний һоқуқ тоғрисидики доклатини елан қилишини тәқәззалиқ билән күтүватқинимизда, җуңхуа хәлқ җумһурийити тәрипидин хата қолға елинған вә ғайиб болған сансизлиған уйғурларни ойлаймән” дегән.
У шундақла “америка һөкүмити б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетниң вәзиписини ада қилип, уйғур кишилик һоқуқ доклатини елан қилишини тәләп қилиду” дәп ениқ билдүргән.
Американиң даим кишилик һоқуқни һимайә қилидиғанлиқини, зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә-тавабиатлири, җәмийәт әзалири билән бир сәптә икәнликини тәкитлигән линда томас-гиринфелд ханим йәнә “биз дунядики барлиқ һөкүмәтләр вә хәлқаралиқ тәшкилатларни мәҗбурий ғайиб болуш делолирини ишәнчлик вә очуқ-ашкара тәкшүрүп, җинайәтчиләрниң җавабкарлиқини сүрүштүрүшкә чақиримиз” дегән.
Бүгүнки “хәлқаралиқ мәҗбурий ғайип қиливетиш” ниң зиянкәшликигә учриғучиларни хатирә күнидә, уйғур тәшкилатлириму арқа-арқидин баянатлар елан қилди.
Америкадики уйғур һәрикити тәшкилатиниң бу мунасивәт билән 30-авғуст елан қилған баянатида, “хитай һөкүмитиниң уйғурларни из-дерәксиз ғайиб қиливетиши һәрикити уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқиниң бир қисми” дәп көрсәтти.
Уйғур һәрикити тәшкилатиниң директори рошән аббас ханим баянатида: “һәдәмниң мәҗбурий ғайиб қилиниши, хитай һөкүмитиниң хәлқимни йоқитиш үчүн қолланған зулум, ирқий қирғинчилиқ сиясити. Гүлшән аббас ши җинпиңниң ирқий қирғинчилиқи вә униң һакимийити садир қилған инсанийәткә қарши җинайитиниң бигунаһ қурбани. Ишинимәнки, хәлқара җәмийәт вә техиму чоң дуня һәдәмгә охшаш бигунаһ зиянкәшликкә учриғучилар вә милйонлиған кишиләр үстидин әрз қилиш үчүн техиму көп ишларни қилиши керәк. Бу еғир наһәқчиликләргә сәл қараш мумкин әмәс. Бу вәһшийликкә қарши һәрикәт қилиш ғайиб болғанларниң һаятини өчүрүветишни рәт қилиш билән башлиниду” дегән.
Рушән аббас ханимниң һәдиси дохтур гүлшән аббас ханим, 2018-йилидин буян хитай тәрипидин тутқун қилинип ғайиб қиливетилгән вә икки йилдин кейин 20 йиллиқ кесилгәнлики дәлилләнгәниди.
Хитайниң 2017-йилидин башлап уйғурларға қаратқан чоң тутқунида, шинҗаң университетиниң сабиқ мудири, профессор ташполат тейип, профессор раһилә давут, атақлиқ журналист, тәһрир қурбан мамут, язғучи ялқун розиға охшаш миңлиған уйғур зиялийлири, йәнә милйонлиған бигунаһ уйғурлар тутқун қилинип из-дерәксиз ғайиб қиливетилди. Уларниң бәзилири муддәтлик яки муддәтсиз түрмә җазасиға һөкүм қилинғанлиқи мәлум болсиму көп сандикилириниң та бүгүнгә қәдәр, һеч қандақ из дерики йоқ.
8-Айниң 30-күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин “мәҗбурий ғайиб қиливетиш” ниң зиянкәшликигә учриғучилар күни қилип бекитиш арқилиқ, һәр йили бу хатирә күндә, бу рәзил җинайәткә хәлқараниң диққитини тартиш, зиянкәшликкә учриғанларни әсләш вә уларниң аилә-тавабиатлириға уларниң ялғуз әмәсликини билдүрүшни мәқсәт қилған.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиға қарашлиқ болған “мәҗбурий ғайип қиливетиш мәсилилири” хизмәт гурупписи, 1980-йили қурулған. Бу хизмәт гурупписи-б д т ниң бу мәсилини һәл қилиштики муһим механизми, улар һәр күни йеңи делоларни қобул қилиду. Илгири бир қисим ғайиб қиливетилгән уйғурларниң чәтәлләрдики аилә тавабиатлириниңму, тохтимай бу комитетқа әрз йоллап, хитай һөкүмитидин ғайиб аилә әзалирини сүрүштә қилишини тәләп қилип кәлмәктә.
Америкадики уйғур адвокат вә паалийәтчи рәйһан әсәт, хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип 6 йилдин буян мәҗбурий ғайиб қиливетилгән иниси әкбәр әсәтни мушундақ хатирә күндила әмәс, бәлки һәр күнни униң әркинлики үчүн күрәш қилишқа атап яшаватқанлиқини билдүрди.
Рәйһан әсәт бүгүнкидәк дуняда әң зор дәриҗидә ғайиб қилиниватқан уйғурлар үчүн, б д т ниң “мәҗбурий йоқитиветиш мәсилилири” хизмәт гурупписиға охшаш алақидар органларға хитаб қилип: “уйғурлар милләт сүпитидә хитай һөкүмитиниң из дерәксиз ғайиб қиливетишни өз ичигә алған ирқий қирғинчилиқиға учримақта, хитайниң дөләт террорлуқида ғайиб қиливетилгән уйғурларни қутқузуш механизмини җиддий һәрикәткә кәлтүрүш керәк” деди.
Бу хатирә күнидә, хитайниң мәҗбурий ғайиб қиливетиш җинайитиниң тәсиригә учриған уйғурлар өзлириниң йиллардин буян из-дерикини қилалмай келиватқан аилә-тавабиатлириниң әһваллирини, сүрәтлирини иҗтимаий таратқуларда қайта ортақлашмақта. Уларниң инкаслиридин, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ғайиб қиливетиш җинайәтлириниң көлиминиң интайин зор икәнликини вә униң пүтүн уйғур җәмийитигә чоңқур яра пәйда қилғанлиқи ипадилинип турмақта.
Түркийәдики нурсимангүл абдурешит, америкадики бир һәдисидин башқа, қәшқәр конишәһәрдики барлиқ аилә тавабиатлири ғайиб қиливетилгән вә бу зулумниң тәсири һәм азабини тартип яшап келиватқан муһаҗирәттики уйғурларниң бири. Аилиси билән алақиси үзүлгинигә 6 йилдин ашқан нурсимангүл 2020-йилиға кәлгәндә, тутқундики ата-аниси вә қериндашлириға 2017-йили 13-декабир күни җаза һөкүми кесилгәнликини вә уларниң айрим-айрим һалда 13 йил, 16 йил вә 19 йиллиқтин кесилгәнликидин хәвәр тапқаниди.
Нурсимангүл “мәҗбурий ғайип қиливетиш” ниң зиянкәшликигә учриғучиларни хатириләш күнидә дуня җамаәтчиликигә хитаб қилип: “һәрқайси дөләт һөкүмәтлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу күндә зулумға учриған уйғурларни әсләп қоюшла купайә қилмайду, бу хатирә күнлиридики вәдиләр һәрикәткә айланмиған қуруқ вәдидин башқа нәрсә әмәс. Мушундақ хатирә күнлириниң, әмәлий һәрикәткә өтүш күнлиригә айлинишини үмид қилимән” деди.
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси мая ваң мәхсус зияритимизни қобул қилип, болупму уйғурларниң хитайниң мәҗбурий ғайиб қиливетиш һәрикитидә, әң зор көләмдә зиянкәшликкә учрватқанлиқини билдүрүп мундақ деди:
-Әлвәттә мәҗбурий ғайиб қиливетиш һәққидә сөз болғанда, хитайни бу җәһәттә дунядики әң еғир җинайәтчи дейишкә болиду. Шундақла санлиқ мәлуматлар уйғурларниң ғайиб қиливетишкә әң еғир учраватқан бир топлуқ икәнликини көрситип турмақта. Биз уйғур елидә 2017 йилидин буян йүз бериватқан уйғурларниң кәң көләмдә лагерларға қамилиши, кәң көләмлик тәқиб системиси мәҗбурий ғайиб болуш, җинсий вә роһий хорлаш вә тән җазаси, мәҗбурий туғут чәкләш, мәҗбурий әмгәк қатарлиқ, хитайниң системилиқ зулумлирини көзитип, доклат тәйярлап келиватимиз. Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бу қилмишлириниң һәммиси инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүриду.
Мая ваң йәнә уйғурларниң кәң-көләмдә ғайиб қиливетилишиниң хитайдики мәҗбурий орган йөткәш биләнму мунасивәтлик икәнликини қәйт қилип мундақ деди: “гәрчә һазирчә қолимизда ениқ бир испат болмисиму, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң д н а си қатарлиқ сағламлиқ учурлирини йиғиши, мәҗбурий орган көчүрүш тоғрулуқ шикайәт вә шундақла мутәхәссисләрниң анализлириға асасланғанда, биз уйғурларниң мәҗбурий ғайиб қиливетилишиниң хитайдики мәҗбурий орган алмаштурушқа бағлинидиғанлиқи һәққидики гуманларни рәт қилалмаймиз. Шундақла бу һәқиқәтәнму әндишә қозғашқа тегишлик мәсилә”.
Мунасивәтлик доклатлардин мәлум болушичә, һәр йили охшимиған диктатор дөләтләрдә адәттики кишиләр мәҗбурий ғайиб қиливетишниң қурбаниға айлинип, тутқун қилинғандин кейин из-дерики болмай ғайиб болмақтикән. Дуняда кәм дегәндиму 85 дөләттә мәҗбурий ғайиб қиливетиш мәвҗут болуп, хитай тәрипидин ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар болса дунядики ғайиб қиливетишниң әң еғир вә әң зор көләмлик һалда зиянкәшликигә учриғучилар сүпитидә тилға елинмақта.