Волкисвагенниң мәғлубийити: уйғурларниң ғәлибиси билән нәтиҗиләнгән “тиркишиш”
2024.12.02
![volkswagen-majburiy-emgek-namaysh-1.jpg volkswagen-majburiy-emgek-namaysh-1.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/duq-wolksvagen-qul-emgek-05102023114454.html/volkswagen-majburiy-emgek-namaysh-1.jpg/@@images/ca7df099-99df-4a50-92d5-057d5e59e3ba.jpeg)
Германийә волкисваген машинисазлиқ ширкитиниң бир баянатчиси, 27-ноябир мәзкур ширкәтниң үрүмчидики завутини шаңхәй лингаң гуруһиға тәвә бир ширкәткә сетивәткәнлики һәққидә баянат елан қилған. Мәзкур баянатта йәнә, волкисваген ширкитиниң турпандики машина синақ қилиш орниниму сетивәткәнлики, шундақла бу ишниң волкисвагенниң истратегийәлик тәңшәш елип бериши сәвәблик икәнлики баян қилинған. Ройтерс агентлиқи бу әһвални, “волкисваген ширкитиниң буниңдин кейин шинҗаң билән һечқандақ сода мунасивити қалмиғанлиқини көрситиду” дәп шәрһлигән. Ундақта әһвал расттинла шундақму?
Қарайдиған болсақ, 2022-йили америка һөкүмити хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатлирини чәкләш қанунини иҗра қилишқа башлиғандин буян, германийә һөкүмитиму волкисваген ширкитиниң хитайдики кархана мулазимитигә буниңдин кейин кепиллик бәрмәйдиғанлиқини билдүргәниди. Әйни чағда, волкисваген ширкитиниң уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси билән мунасивәтлик икәнликигә даир испатлар тохтимай ашкарилинип, волкисваген ширкити хәлқарада еғир тәнқидкә дуч кәлгән. Бу вақитта муһаҗирәттики уйғурларму волкисваген ширкитигә қарши түрлүк шәкилдә наразилиқларни башливәткәниди. Мушундақ бир вәзийәттә, волкисвагенниң баш иҗрачиси һерберт дис германийә телевизийәсидә, мәзкур ширкәтниң хитайни давамлиқ түрдә дунядики иқтисади әң тез тәрәққий қиливатқан чоң күч дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Шундақла волкисваген ширкитиниң хитайдики мулазимитини тохтатмайла қалмастин бәлки, уйғур дияридики завутини давамлиқ тәрәққий қилдуридиғанлиқида чиң турған вә уйғур диярида мәҗбурий әмгәк мәсилисиниң мәвҗутлуқини пүтүнләй инкар қилғаниди. 2023-Йили мәзкур ширкәтниң хитайдики тармиқиниң иҗраийә һәйити ралф брандстаттер уйғур елидики фабрикисини зиярәт қилғандин кейин, волкисваген ширкитидә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған һечқандақ ишни көрмигәнликини ейтқан. Мәзкур ширкәтниң аммиви мунасивәтләр бөлүми мәсули томас стехму уйғурларниң “террорлуқ қилмиши” сәвәблик, хитайниң уйғурларға қаратқан сияситини өзгәрткәнликини билдүргән. Һәтта хитайниң уйғурларға қаратқан сияситини “һәқлиқ” көрсәткәндәк сөзләрни қилғаниди.
Ундақта, волкисваген ширкитиниң техи бир йил бурунла хәлқараниң әйибләшлиригә писәнт қилмайдиған тәкәббурлуқи вә уйғур елидин қәтий чекинмәйдиғанлиқи һәққидики позитсийәси бүгүн немишқа туюқсиз өзгирип қалди?
Бундақ болушида мундақ бир бир қанчә сәвәбләр бар. Бири, бу йил февралда, волкисваген гуруһиға мәнсуп тәминләш зәнҗиридики машиниларға ишлитилгән, хитай ишләпчиқарған запчасларниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болғанлиқи ениқланған. Буниң билән нәччә миңлиған авди (Audi), бентлий (Bentley) вә порш (Porsche) қатарлиқ германийә волкисваген гуруһиниң америкаға експорт қилған аптомобиллири, америка портида тутуп қилинған. Бу иш йүз бәргәндин кейин волкисваген ширкити бу һәқтә баянатнамә елан қилип, өзлириниң бу ишни тәкшүридиғанлиқини, әгәр тәминләш зәнҗиридә һәқиқәтән қаидигә хилап қилмишлар, йәни уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқи барлиқи ениқланса, тәминләш содигәрлири билән болған алақини дәрһал үзүп ташлайдиғанлиқини билдүргән. Бу йәрдә көздә тутулған тәминләш содигәрлири дәл волкисвагенниң уйғур елидики тәминләш зәнҗирини көрситиду;
Йәнә бири болса, бу йил сентәбирдә “малийә вақти гезити (Financial Times)” дә германийә волкисваген ширкитиниң уйғур елидики завути һәққидики тәкшүрүш нәтиҗисиниң хәлқара өлчәмгә тошмайдиғанлиқи һәққидики испатларни ашкарилиған. Йәни волкисваген ширкити “малийә вақти гезити (Financial Times)” гә уйғур елидики тәкшүрүштә, “хәлқара өлчәм SA8000” гә таянғанлиқини билдүргән. Лекин, “малийә вақти гезити (Financial Times)” ниң ениқлашлири давамида, волкисвагенға вакалитән уйғур елидики мәҗбурий әмгәк мәсилисини тәкшүрүшкә мәсул болған ширкәтниң, “хәлқара өлчәм SA8000” ни бекиткүчи органниң тизимликидә йоқлуқи ашкариланған. Бундақ бир испатниң оттуриға чиқиши, волкисвагенниң аталмиш “уйғур елидики ширкитидә уйғур мәҗбурий әмгикини тәкшүрүш” нәтиҗисиниң пүтүнләй инавәтсизликини дәлиллигән. Бу иш ақивәттә, һәрқайси дөләтләрдики 50 нәччә нәпәр парламент әзасиниң бирләшмә имзалиқ хәт елан қилишиға сәвәб болған. Мәзкур бирләшмә имзалиқ хәттә, волкисвагенниң уйғур аптоном районидики завути һәққидики тәкшүрүш хәлқара өлчәмгә тошмиғанлиқи сәвәб, бу ширкәтниң бу җайдин чекинип чиқиши тәләп қилинған;
Дәрвәқә, бу қетим волкисвагенниң уйғур елидин туюқсиз чекинип чиқиши сәвәбсиз болмастин, бәлки амалсизлиқтин болған. Чүнки бу ширкәт, хитай билән бирликтә уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи вә ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини йошуруш тәрәпдари болуп кәлгәниди. У, уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидики түрлүк испатларға қилчә писәнт қилмиған. Һәтта уйғур мәҗбурий әмгикиниң волкисваген ширкити билән алақиси йоқлиғини өзиниң аталмиш “тәкшүрүш доклати” арқилиқ испатлимақчиму болған. Лекин, волкисвагенниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқлиқини испатлайдиған, америкаға експорт қилинған машинилириниң тутуп қелиниш вәқәси вә аталмиш тәкшүрүш доклатиниң хәлқара өлчәмгә тошмайдиғанлиқиниң ашкарилиниши, волкисвагенни хәлқарада осал әһвалға чүшүрүп қойған. Ақивәттә, волкисваген ширкити амалсизлиқтин “өз ләвзидә туруп, шинҗаңдин чекиниш” кә мәҗбур болған.
Бундақ бир нәтиҗини әлвәттә уйғурларниң ғәлибиси демәй туралмаймиз! чүнки волкисвагенниң уйғур елидин чекинишиниң өзила, уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгикиниң мәвҗутлуқини волкисваген ширкитиниң етирап қилғанлиқиниң дәлилидур. Бу етирап қилиш өз нөвитидә ялғуз германийә волкисваген ширкити биләнла чәкләнмәйду. Бәлки волкисвагенниң уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисини етирап қилип, уйғур елидин чекинишкә мәҗбур болуши, уйғур елидики башқа ғәрб ширкәтлиригиму зор тәсир көрситиду. Чүнки, уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип қелиш, бу ширкәтләрни зор миқдардики иқтисадий зиянғила учритип қалмастин, бәлки уларниң хәлқарадики инавитигиму сәлбий тәсир пәйда қилиду. Һәрқандақ дөләт атлиған ширкәт үчүн иқтисад вә инавәтни тәңла йоқитиш, униң кәлгүсини вәйран қилишқа елип баралайду.
Волкисвагенниң мәғлубийити әлвәттә ишларниң пүтүнләй ахирлашқанлиқи әмәс. Чүнки бу ширкәт өзигә қарши әйибләшкә тақабил туруш күришидә мәғлуп болғанлиқини өз ихтиярлиқи билән әмәс, бәлки амалсизлиқтин етирап қилди. Демәк, амалсизлиқтин етирап қилинған мәғлубийәтниң арқисида оюнларниң йәнила давам қилидиғанлиқини пәрәз қилалаймиз әлвәттә. Ундақта бу оюн зади немә?
Бу оюн дәл волкисвагенниң уйғур елидин чекинип, хитайдин чекинмәсликидур. Хитайдин чекинмәслик дегинимиздә, бири, волкисвагенниң уйғур елидики ширкитини сетивалғучиниң йәнила шаңхәй машинисазлиқ ширкити билән қериндаш ширкәт болғанлиқи; йәнә бири болса, волкисваген билән шаңхәй машинисазлиқ гуруһи арисидики һәмкарлиқниң йәнила давам қилидиғанлиқи көздә тутулған. Чүнки, волкисвагенниң уйғур елидики карханисини сетиливалған ширкәт тәвә болған “лингаң гуруһи” билән “шаңхәй машинисазлиқ гуруһи” ниң қурғучилири дәл шаңхәй дөләт мәблиғи комитети (上海国资委) дур. Ениқрақи, улар болса йилтизи бир, тиҗарити бир болған қериндаш ширкәтләрдур!
Дәрвәқә, волкисвагенниң уйғур елидики карханисини сетиветиш билән тәңла, шаңхәй машинисазлиқ гуруһи билән болған һәмкарлиқини йәнә 15 йил узартиш келишимини түзүши сәвәбсиз әмәс. Бәлки бу хәлқараниң тәнқидидин сақлиниш үчүн “қолланған васитә” дәп қаралса техиму тоғра болуши мумкин. Биз шаңхәй машинисазлиқ гуруһиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән болған мунасивити Һәққидә аввалқи обзорлиримизда баян қилғанидуқ. Демәк, бу йәрдә Германийә волкисваген ширкитиниң шаңхәй машинисазлиқ гуруһи билән болған 40 йилдин буянқи һәмкарлиқиниң, йәнә 15 йил узартилидиғанлиқи Волкисвагенниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән болған алақисиниң ундақ асан ахирлашмайдиғанлиқини көрситиду.
Бүгүн уйғурлар волкисваген билән болған күрәштә, һәқиқәтән чоң бир ғәлибигә еришти. Лекин бу ғәлибә уйғур ирқий қирғинчилиқини ахирлаштуруштин йәнила йирақ. Чүнки волкисвагенниң хитай билән болған мунасивити давам қилидикән, униң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән алақиси йәнила давамлишиду. Бу вәҗидин, уйғурлар үчүн буниңдин кейинки нишан, волкисвагенниң хитай билән болған алақисини пүтүнләй үзүшигә тәсир көрситиш. Һәтта хитайдики техиму көп ғәрб ширкәтлириниң хитайдин чекинишигә тәсир көрситиш үчүн һәрикәт қилиштур.
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]