Хотән “шөйүәни” ниң қурулуши вә хитайниң хотәндики уйғур нопусини азайтиш урунуши
2024.11.15
Бу йил 8-ноябир шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити орган тор бети “Хотән шөйүәни қурулди” намлиқ бир хәвәрни “шинҗаң гезити” дин көчүрүп тарқатқан. Хәвәрниң мәзмунидин қариғанда, бу йил майда Хитай маарип министирлиқиниң тәстиқлиши билән, хотән педагогика мәктипи (1938-йили қурулған) вә шинҗаң уйғур тебабити алий техникоми (1984-йили қурулған) ни бирләштүрүш арқилиқ қуруп чиқилған.
Йеқинқи он йилдин буян бу икки мәктәптики уйғур оқутқучи вә оқуғучилириға қаритилған хитайниң түрлүк зиянкәшликлиригә даир бир қисим мәлуматлар ташқи дуняға ашкариланғаниди. Мисалға алсақ, 2013-йили шинҗаң уйғур тебабити алий техникоми оқуғучилириниң яғлиқ қатарлиқ баш кийими кийип мәктәпкә кириши чәкләнгәнликигә қарши коллектип ачлиқ елан қилиш вәқәси йүз бәргән. Әйни чағда ачлиқ елан қилишқа қатнашқан уйғур оқуғучиларниң хитай һөкүмити тәрипидин җазалашқа учриғанлиқи “Уйғур биз” тор бети арқилиқ хәлқараға ашкарилиғаниди.
2019-Йили болса хотән педагогика мәктипиниң 50 кә йеқин уйғур оқутқучиниң тутқун қилинғанлиқиға даир учур Әркин асия радийоси уйғур бөлүми тәрипидин ашкариланған. Бу учурда мәзкур мәктәпниң 500 гә йеқин ишчи-хизмәтчисиниң барлиқи, буларниң ичидә уйғурларниң сани мутләқ көп нисбәтни игиләйдиғанлиқи, тутқун қилинған оқутқучилар сани болса, пүткүл уйғур оқутқучилар қошуниниң 15 пирсәнтигә йетидиғанлиқи дейилгәниди.
Дәрвәқә, өткән йилларда мәзкур мәктәптики мәйли оқутқучилар болсун яки оқуғучилар болсун, уйғур кимлики сәвәблик түрлүк зиянкәшликләргә учриғанлиқи ашкара. У һалда бүгүн бу икки мәктәпни бирләштүрүп, аталмиш “хотән шөйүәни” қилип өзгәртишниң кәйнидә уйғурларни нишан қилған йәнә қандақ шумлуқлар болуши мумкин?
Хитай башқурушидики “нур гезити” ниң 2016-йили апрелдики бир санида, “бу мәктәпни пүттүргән хитай оқуғучилар немишқа хотәндә қелип қелишни таллайду?” Намлиқ мақалә берилгән. Мәзкур мақалида хотән педагогика мәктипигә хитайниң сичүән, йүннән, җяңши, хенән, гәнсу… қатарлиқ нурғун өлкә вә шәһәрлиридин оқуғучи қобул қилишниң 2005-йилила башлинип болғанлиқи вә мәктәптә уйғур тили кәспи тәсис қилинғанлиқи тилға елинған. Хитайларниң уйғур тили кәспидә тәрбийәлинишни таллишиниң, уйғур елидә қелип қелишни таллиғанлиқ болидиғанлиқи, 2016-йилиғичә хотән педагогикисида оқуған 90 пирсәнттин артуқ хитай оқуғучиниң хотәндә қелип қалғанлиқи, буларниң ичидә көп санлиқ оқуғучиларниң йеза-кәнтләрдики йәслиләрни өз ичигә алған мәктәпләрдә “қош тил оқутқучиси” болуп хизмәт қилидиғанлиқи, Йәрликниң “қош тил оқутқучисиға болған еһтияҗи сәвәблик, бу оқуғучиларға берилидиған әвзәл сиясәтләрму алаһидә яхши болидиғанлиқи” Вәһаказалар баян қилинған.
Әмәлийәттә, шинҗаң уйғур аптоном райони дәп атилидиған бир җайда, хитай тилини “дөләт тили” сүпитидә йәрлик хәлққә зорлап теңишниң өзила мәнтиқисизликтур. Аптономийә тәсис қилиштики мәқсәт, аптономийә һоқуқи арқилиқ мәзкур хәлқниң өз тили, мәдәнийити, маарипини қоғдаш вә өзини өзи башқурушини нишан қилиду. Әксичә болғанда, аптономийә тәсис қилишниң һечқандақ зөрүрийити болмайду. Уйғур аптоном районида, болупму уйғурдин башқа милләт асасән йоқ дейәрлик болған хотән қатарлиқ җәнубий уйғур елидә хитай тилини йәслигә, башланғуч мәктәпләргә омумлаштуруштики мәқсәт зади немә? һалбуки, хитай тилини уйғур пәрзәнтлиригә өгитиш зөрүр дәп қаралғандиму, йәрликтики уйғур яшлирини хитай тили кәспидә тәрбийәләшкә күчисила болаттиғу?! әмма хитай аһалилирини көчүрүп келип, мәхсус уйғур тили кәспидә тәрбийәләп вә уларниң уйғур елидә яшап қелиши үчүн әвзәл сиясәтләрни тәминләшниң кәйнидә зади қандақ бир мәқсәт барлиқи адәмни ойландуриду әлвәттә! демәк, бу қетим икки мәктәпни бирләштүрүп, аталмиш “хотән шөйүәни” қилип өзгәртип қурушниң кәйнидә хитайларниң хотәндики нопусини көпәйтишни нишан қилған бир һөкүмәт һәрикити йүз бериватқанлиқи ашкара!
Юқириқи хәвәрдиму, “хотән шөйүәни” ниң шинҗаңға ярдәм қиливатқан бейҗиң, тйәнҗин, әнхуй қатарлиқ 30 нәччә өлкә вә шәһәрләрдики алий мәктәптин оқутқучи вә башқурғучи хадимларни тәклип қилғанлиқи тилға елинған. Буниңдин башқа “хотән шөйүәни” ни хитайниң “9 Чоң кәсип топи бәрпа қилиш пилани” бойичә “һөкүмәт, кархана вә мәктәп бирлишип һәрикәт қилидиған, ихтисаслиқларни нишанлиқ орунлаштуридиған, санаәт, маарип вә пән-техника бир гәвдиләшкән синақ базиси” қилип қуруп чиқилидиғанлиқи көрситилгән. Бу дегәнлик, аталмиш “хотән шөйүәни” буниңдин кейин “һөкүмәт вә карханиларниң еһтияҗиға асасән адәм тәрбийәләйду” дегәнликтур. Йәни, мәзкур мәктәптә тәрбийәләнгән оқуғучилар еһтияҗға асасән пиланлиқ тәрбийәләп чиқилидиған болуп, хизмәт тепиш қийинчилиқидин пүтүнләй мустәснадур. Демәк, улар пәқәт уйғур елидә қелип қалсила, әвзәл шараит, яхши хизмәткә еришәләйду. Техиму муһими, мәзкур мәктәптә оқуш пүттүргән оқуғучилар буниңдин кейин ялғуз хотән вилайитигила орунлаштурулмастин, бәлки җәнубий уйғур елидики қәшқәр, ақсу, қизилсу қатарлиқ уйғур нопуси асаслиқ нисбәтни игиләйдиған җайларға орунлаштурулиду. Чүнки Хитайниң 9 чоң кәсип топи қурулуши дәл уйғурлар нопусини асас қилидиған Бу районларда елип берилидиғанлиқи Аллибурун қарар қилинип болған.
Дәрвәқә хитай гәрчә шунчә инчикилик билән пилан түзүп, хитай көчмәнлирини уйғур елигә йөткәшкә тиришчанлиқ көрситиватқан болсиму, лекин бүгүнгә қәдәр хотәндики хитайларниң сани йәнила көп салмақни игилигән әмәс. Шундақ икәнликини хитайниң 1964-йили вә 2020-йилидики нопус истатистикисида хотәндики хитайларниң көпийиш сани дәлилләп турупту. Йәни 1964-йилидики истатистикида хотәндики хитай нопуси 24 миң 849 болуп, 2020-йили бу сан 72 миңға йәткән. Йәни бу сан, хитай нопусиниң шималий уйғур елидики көпийиш нисбитигә селиштурғанда көп төвән дәп қарашқа болиду. Буниңдин биз хитайларниң уйғур нопуси мутләқ көп санни игиләйдиған районларға көчмән болуш мәсилисидә йәнила еһтиятчанлиқ билән иш көридиғанлиқини һес қилалаймиз. Бу хил еһтиятчанлиқ тәбиий һалда хитайларниң бу районларда тез сүрәттә көпийишигә сәлбий тәсир көрситидиған амилларниң бири һесаблиниду. Гәрчә хитай истатистикисидики санлиқ мәлуматларниң ишәнчлик дәриҗиси йәнила гуманлиқ болсиму, лекин хитайниң уйғур елигә хитай көчмәнлирини зор миқдарда йөткәп келиш еһтияҗи нуқтисидин, бу хил санлиқ мәлуматларни ашуруп елан қилидиғанлиқини тәхмин қилишқа болиду. Чүнки, хитай көчмәнлириниң бихәтәрлик туйғусини ашуруш үчүн, бу хил истатистикилиқ мәлуматларда хитай һөкүмити хитай нопусини ашуруп көрситиши мумкин. Бундақ қилғанда, мәзкур районларға хитай көчмәнлириниң көчүп келиш қизғинлиқини ашурғили болиду. Гәрчә хитай һәр хил йочуқлардин пайдилинип, көчмән йөткәш сүритини тезләтмәкчи болсиму, әмма бу ишниң унчә асанға тохтимайдиғанлиқи юқириқи реаллиқлардин көрүнүп турупту. Йәни, инсанлар яшаш еһтияҗи үчүн яқа-юртларға көчүшни халисиму, әмма бу хилдики “еһтияҗ үчүн көчмән болуш”, яқа-юртларға мәңгүлүк маканлишип қелиштин дерәк бәрмәйду. 1950-1960-Йилларда милйонлиған хитайлар уйғур елигә аталмиш “чегра районларға ярдәм бериш” намида топлишип келип йәрләшкән болсиму, әмма 1980йиллардики “ислаһат” та, йәнила өз юртлириға түркүмләп кетип қелишлири, мушундақ мисалларниң биридур.
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]