Әмма у, бирла нәрсини унтумиди...
2011.03.01
Абликим ели 2003-йилидин башлап, ишләпчиқириш қурулуш биңтуәнниң 142-полкиға 1000дин артуқ уйғур ишләмчини башлап берип пахта теривелиш ишиға сапту. Шундақ актип ишлигән абликим ели, 2004-йили 5-айда пәйзават наһийисидә “артуқ әмгәкчиләрни сиртқа чиқириш хизмәт понкити” қурулғанда наһийилик һөкүмәт тәрипидин абликим ели шу понкитқа башлиқлиққа тәйинлинипту. Абликим ели һазирғичә пәйзават наһийисидин ичкири хитайға қанчилик әмгәк күчи йоллиди? буниң ичидә оғуллар қанчә, қизлар қанчә? юқириқи хәвәрдә бу тоғрида һечқандақ санлиқ мәлумат берилмиди. Лекин, хәвәр язғучиниң хәвәр қилишиға қариғанда, пәйзават наһийисидин 2009-йили бир йил ичидә 68миң адәм (қетим) әмгәк күчи сиртқа әмгәккә чиқирилғанмиш.
Ундақта пәйзават наһийисиниң нопусида қанчилик уйғур барду? бу санниң қанчиси уйғурниң қизи, қанчиси уйғурниң оғлидур?
Селиштуруп бақайли! бир йилда 68миң адәм (қетим) мустәмликә юртлардин пойизға олтуруп ичкири хитайға вә башқа юртларға уйғурлар ишләмчиликкә әвәтилидиған болса,йәнә 68миң нәпәр хитай көчмән ғулҗиға, хотәнгә, турпанға, қәшқәргә пойиздин төкүлди дәйли;
Ичкири хитайға йөткәп кетилгән 68миң нәпәр уйғур оғул- қизлири ичкири хитайда яки биңтуәндә немә иш ишләйду? пойизға олтуруп уйғур юртлириға көчүп чиққан 68миң хитай көчмән қәйәрдә ишләйду? әгәр уйғур ешинди әмгәк күчлирини ичкири хитайға ишқа орунлаштуруп ишсизлиқни түгитиш мәқсәт қилинған болса, уйғурларни ичкири хитайға йөткәп йүрүп аварә болмай, ичкири хитайдин чиққан көчмән хитайларни көчүрүшни тохтитип қоюп, улар мустәмликә юрт “шинҗаң” ға чиқип ишләйдиған ишни, хизмәтни йәрлик уйғур ешинди әмгәк күчлиригә бәрсә, шу хизмәтләргә уйғурларни орунлаштурса болмамду?
Йәнә мәсилән, еһтималға йәнә шундақ дәйли, абликим ели 1000нәпәрдин артуқ уйғур деһқанни йетиләп берип 142-полкта пахта теришкә орунлаштурупту. Демәк, уйғурлар ишсиз қалди дегән сөз. Немишқа ваң киҗаң яки җаң кеҗаң биңтуәнниң хитайлиридин 1000 нәпәр кишини йетиләп келип уйғур юртлирида пахта теришкә орунлаштуруп, пул тапмайду? немишқа уйғурлар хитайға ишләмчи, йиллиқчи, мәдикар болуп ишләп бериду? немишқа хитай уйғурға һеч болмиғанда һәптилик ишләмчи, һәтта пәсил қошлири болуп йитип келидиған хитайларму уйғурға ишләмчи болуп ишләп бәрмәйду?
Әмгәк күчи- әмгәк күчиниң иқтидарини җари қилдуралайдиған бир шараит, әмгәк шараитиға еришкән болуши шәрт. Әмгәк шараитини ким тәйярлайду? һоқуқ тәйярлайду. Уйғурларниң әмгәк шараити яритидиған һоқуқи йоқ. Төмүр, мис канлирини ачалмайду.
Тәбиий газ вә нефитлик ачалмайду, мәбләғ селип завут, фабрика қуралмайду, шундақ иқтидарни тәйярлиған аз санда уйғурлар болсиму, улар юқириқидәк қилалмайду чүнки, һоқуқниң пиланлаш күчи, һоқуқниң тәстиқлаш күчи, һоқуқниң тәшкилләш күчи бундақ уйғурларниң қолида йоқ. Шуңа һоқуқ, әмгәк шараити, әмгәк күчиниң мунасивәтлиридә оттуриға чиқидиғини, қул билән хоҗайинниң иқтисади, сиясий мунасивәтлирини бәлгә қилған иҗтимаий түзүмдур.
Буниң испати немә? хәвәр язғучи “у бир нәрсини унтумиди. У болсиму партийигә болған муһәббәт, иттипақлиққа болған әқидини унтумиди” дәйду. Немикән у партийә дегән, партийә дегәнгиму муһәббәт қойидиған иш бармикән? немә у милләтләр иттипақлиқи дегән, һоқуқ тәңликини, һоқуқ баравәрликни тәкитлимәй, ноқул милләтләр иттипақлиқини тәкитлигән мустәмликә бир әлдә, буни тәкитләш-әмәлийәттә зораванлиқни тәкитләшкә баравәрдур. Абликим ели партийигә муһәббәт қоюватқини йоқ, әмәлийәттә қулдар хитайға, хоҗайин хитайға муһәббәт қоюшқа мәҗбур болуватиду.