"Лекин, дуня бу ишқа маһийәт җәһәттә көз юмди"

Йеқинда" яврупа бихәтәрлик, һәмкарлиқ тәшкилати саһибхан дөләт қазақистанда йиғин ечип, қирғизистанға хәлқара сақчи қисимлири әвәтишни қарар қилди. Етник тоқунушниң алдини елиш мәркизиниң башлиқи һебберт салбар, қирғизистанға хәлқара сақчи қисимлири әвәтишни оттуриға қойди. Арқидинла америкиниң муавин дөләт ишлар катипи җемис ситенберг, тәкшүрүш үчүн қирғизистанға хәлқара сақчи қисимлири әвәтишни қоллайдиғанлиқини билдүрди"
Обзорчимиз сидиқһаҗи рози
2010.07.23

Қирғизистанда болуп өткән вәқәләр җиддий кеңийип, җәнубтики ош вилайити вә җалалабад районлирида, дөләтниң игиси қирғизлар билән әлмисақтин тартип мушу районда олтурақлишип келиватқан өзбек пуқралири оттурисида тоқунушни кәлтүрүп чиқарған иди. Бу тоқунушни миллий, етник тоқунуш дейишкә боламду? мәдәнийити бир, тили бир, дили бир, диний етиқади бир қериндаш милләтләр оттурисида немишқа бу дәриҗидә тоқунуш келип чиқиду? немишқа 2миңға йеқин адәм қурбан болғидәк еғир паҗиә келип чиқиду?

Көрүвелишқа болидуки, қериндаш милләтләр оттурисида қериндашлиқ риштиси иптидаи һаләттә қелип, сияси җәһәттә иттипақлишиш, заман, макан ичидә зөрүрийәт басқучиға кирмигәнликтин, зиддийәт пәйда қилғучилар оңайла икки қериндаш милләтниң иптидаи шәхсийәтчиликидин пайдилинип, зиддийәт пәйда қилип, юқириқидәк паҗиәләрни кәлтүрүп чиқарди.

яврупа һәмкарлиқ, бихәтәрлик тәшкилати қазақистан йиғинида, қирғизистанға сақчи қисимлири әвәтмәкчи болди. Чүнки, қирғизистан сақчилириниң тәрәпбазлиқни асас қилип, қирғиз пуқралириниң өзбек пуқралириға зораванлиқ қилишиға сукут қилғанлиқи, хәлқара сақчи қисимлири әвәтишкә асас болди. Уйғурларниң сияси йәшкилатлири вә актиплири бу қарарни қоллаймиз дейишти.

Нөвәттә, америкиниң армийиси, нато қисимлири асаси җәһәттин афғанистанда тинчлиқ сақлаватиду.1999 - Йилларда нато қисимлири косовада, боснийидә тинчлиқ сақлашни ишқа ашурған. Бу аламәтләр яврупада тинчлиқни ишқа ашуруш билән, асиядиму тинчлиқни ишқа ашурушниң нато үчүн ейтқанда дуняви мәҗбурийәт икәнликини ениқ көрсәтти.

Тинчсиз районларға тинчлиқ сақлаш қисимлири қандақ шараитта әвәтилиду?

Қизғизистан, афғанистанларни бир тинчсиз район дәп қарайли. Бу дөләтләргә қошна болуп турған, хитайға мустәмликә болуп турған уйғуристанчу? өткән йили мустәмликә уйғүристанда тинч йол билән намайиш қилған 10миңдин артуқ уйғур, хитай һәрбий,сақчилириниң бастурушиға учриди. Из - дерәксиз ғайип болди, һөкүмәт қолға алди һәм бастурди, хитай көчмәнлири кочиға чиқип уйғурларни өлтүрди. Хитай сақчилар сукут қилди, 6 - айниң 26 - күни хитайниң шавгуән шәһиридә хитай пуқралири уйғурларни уруп - чанап өлтүрди. Ваң яңниң сақчилири сукут қилди... Үрүмчидә шәһәр башлиқи ли җи бронивикниң үстигә чиқип, хитай көчмәнлиригә чақириқ қилип... Йоқитайли, деди, хитай сақчилар сукут қилди. Хитай сақчилар, хитай көчмәнлири билән бирликтә уйғурларниң өйлиригә бесип кирип зораванлиқ қилди...

Хитай пуқралириниң уйғурларни өлтүрүшигә хитай сақчилар сукүт қилдила әмәс, һәтта хәлқара җәмийәтму сукут қилди. Хитайниң бастурушиға қарши қаттиқ позитсийә ипадиләйдиған бир дөләт оттуриға чиқмиди.

Бу вәқәләргә баһа бәргән демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң башлиқи карил геришмән әпәнди " вашингтон почтиси гезити"гә язған мақалисидә: " хитай сақчилири зораванлиқ билән бастурди, лекин, дуня маһийәт җәһәттә бу ишқа көз юмди" дәп көрсәтти. Дуняниң демократийиси, әркинликидә уйғурларниң һәққи йоқмиди? иккинчи дуня уруши дәвридә асия тинч окян урушини, һәтта яврупа урушини ахирлаштурушқа уйғурлар һәссә қошмиғанмиди?

Хәлқара җәмийәт қирғизистанға сақчи әвәтишни қарар қилған шундақ күнләрдә, немишқа өткән йили қирғизистан вәқәсидин бир нәччә һәссә еғир вәқә болған мустәмликә уйғүристанға тәкшүрүшкә хәлқара сақчи қисимлири әвәтилмиди?

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.