Һавай йиғинида немиләр оттуриға қоюлди?

Асия-тинч окян алий дәриҗилик башлиқлар йиғинида дөләт ишлар катипи һиллари ханим, хитай қатнашмиған әһвалда “асия-тинч окян районидин һалқиған әркин сода келишими” ни оттуриға қойди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.11.16

20‏-Әсир америка әсири болғандәк, 21‏-әсирниңму америка әсири болидиғанлиқи бәр һәқтур.

“әркин сода келишими” әң аввал 2005-йили сингапор, йеңи зелландийә, чили, бирони қатарлиқ дөләтләр асия-тинч окян һәмкарлиқи даирисидә имза қойған, көп тәрәплик, әркин сода келишими иди. Дәсләптә бу иш һечкимниң диққитини тартмиған иди. Президент обама ақсарайға киргәндин кейин “америкиниң асияға қайтип кәлгән” ликини җакарлиди. Конкрет бир қәдәм сүпитидә америка, 2009‏-йили “әркин сода келишими” имзалаш үчүн сөһбәт өткүзди. Бүгүнки күндә бу келишимгә қатнашқан дөләтләрниң сани 9 ға йәтти. Әгәр бу келишимгә японийиму қатнишидиған болса, әза дөләтләрниң йиллиқ миллий дарамити 22 тирилйон 3 йүз милярд болиду. Дуня содисиниң 35.5 Пирсәнтини игиләп әң бүйүк әркин сода райониға айлиниду.

Өзиниң нәзиридә асияда чоң дөләт аталған хитай, өзиниң нәзиридә дуня бойичә иқтисади тез тәрәққий қиливатқан хитай, бу келишимниң сиртиға қеқип чиқириветилди. Хитайниң санаәт министири бу җйәнхва, һазирғичә һәр қандақ бир тәшкилат яки һәр қандақ бир дөләт хитайни бу келишимгә тәклип қилмиди дәп көрсәтти. Келишимниң тәләп вә шәртлирини инчикилик билән оқуғанда хитайни чәткә қақидиған пурақ чиқип туриду. Мәсилән, муһит асраш мәһсулатлириниң таможна беҗини төвәнлитишни үмид қилиш мәсилиси, хитайға қаритилди, енергийә сәрпиятини төвәнлитиш мәсилисини үмид қилиш хитайға қаритилди. Дөләт игиликидики ширкәтләр тавар маллирини алди-сатти қилғанда вә мулазимәт ишлирида, сода-тиҗарәт шәклидә һәрикәт қилишни үмид қилиш, ениқки хитайниң дөләт игиликидики ширкәтлиригә қаритилди.

Әмәлийәттә, америка 2009‏-йили келишимгә қатнашқандин кейин, бу келишим башқилар тәрипидин “җуңгони чәкләшкә қаритилған” дәп қаралди.
 2011‏-Йили 11‏-айниң 13‏-күни америка авази: америка йетәкчиликидә асия-тинч окян районида әркин сода райони қуруш тәсәввури бу қетимқи асия-тинч окян иқтисади һәмкарлиқ алий дәриҗиликләр йиғинида илгириләшкә еришти, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.