Инқилаб дегән мундақ болмамду!?
2011.02.01
Аяллар, һәтта балиларму мисир демократик инқилабчилири вә намайишчилириниң қатариға қошулди. Мисирда 1-айниң 25-күни башланған намайишчилар қошуни бүгүн әтигәндә әлҗәзирә телевизийисиниң хәвиригә асасланғанда, бир милйондин ешип кәтти.
Президент мубарәк һазирғичә техи тәхттин чүшмиди. У һөкүмәт кабинетини өзгәртип тәшкилләп бақти. Лекин, мисир хәлқи қобул қилмиди. Хәлқ пәқәт 30 йил һакимийәт бешида турған һөкүмәтниң, мубарәкниң тәхттин чүшүшини тәләп қилди. Бу инқилаб тоғрисида язған нурғунлиған мухбирлар ишсизлиқ, һакимийәтни алмаштуруш муддиалири, из басар бәлгиләшкә қарши туруш муддиалири вә мубарәкниң мустәбит сиясәт йүргүзүшигә қарши мәқсәтлири вәһаказалар ни бу қетимқи инқилаб қозғилишниң сәвәби қилип көрситишти.
Мениңчә, бу инқилаб әрәб дунясида һоқуқчилиқ идийилириниң өсүп йетилип ғайиви җимлиқтин шиддәтлик һәрикәткә айланғанлиқини көрситип бәрди. Һәрбир мисирлиқниң һоқуқчилиқ еңиниң пишип йетилгәнликини көрситип бәрди.
Бу қетим мисир инқилаби 20-әсирниң 70-йиллирида көтүрүлүп ғәлибә қилған әрәб милләтчиликиниң йәнә бир қетим шиддәтлик баш көтүргәнликиниң дәлили болуп қалди. Бирақ пәрқ шу йәрдики, әрәб милләтчилики бу қетим ноқул диний һәләкчилик билән әмәс, демократик ислаһатчилиқ, демократик һоқуқчилиқ вә пүткүл ислам дунясини демократик ойғинишқа чақириқ қилған қозғатқучи характерлик инқилаб болуп қалди.
Мисир үзүл-кесил инқилаб қилиши керәк дәп төниди мисирлиқлар. Мубарәк вә униң аилә җәмәтиниң мисирға һөкүмранлиқ қилиши ахирлишиши керәк иди. Мисир инқилаби бу қетим оттура шәрқ әллиригә кеңәйгәндин башқа, һәтта бу инқилаб оттура асияғичә кеңийиши мумкин.
Президент һөсни мубарәкни мустәбит дедуқ. У бу қетим намайишчиларға оқ чиқардиму? яқ! президент мубарәк америкиниң президенти обаманиң, дөләт ишлар катипи һиларий ханимниң, германийиниң вәзири маркел ханим қатарлиқ дуняви дөләт рәһбәрлириниң мәслиһәт-пикирлиригә қулақ селип, дәсләптә йүз бәргән сақчилар билән пуқралар оттурисидики тоқунушни һесабқа алмиғанда, танка, бронивикләрни һәйдәп шәһәргә киргән мисир армийиси намайишчиларға қаритип бир пай оқ чиқармиди. яш балилар танкиларниң үстигә чиқивелишти. Анилар пәрзәнт әскәрләрни сөйүп разилиқини ипадилиди. Мисир армийиси хәлқниң армийиси икәнликини толуқ намаян қилди. Мисир хәлқи бу армийини беқип тәрбийилигинигә хуш болди.
Президент мубарәк, мустәбит дәп тәрипләнсиму, бу адәмниң мәдәнийәт сапасиға, бу адәмниң бу қетим мисир хәлқигә адәмгәрчилик билән муамилә қилғанлиқиға қарап, гәрчә һазирғичә һоқуқ тапшурушни рәт қилған болсиму, шәхсән мән өзүм рәһмәт ейтишни рава көрдүм. Пәқәт мушундақ даһи болған йәрдила мушундақ инқилаб болиду халас. Мисир инқилабидин қорқуп кәткән вин җябав чаған күни пул пахаллиқини тизгинләймән, өй баһасиниң өрләп кетишини тизгинләймән дәп, хитай пуқралириға қаритип нутуқ сөзлиди. Лекин, инқилаб қилиш үчүн бир хәлқ- һәр җәһәттин йетилгән бир хәлқ болуши керәк-тә!