Җаң генерал немә дәйду?
2011.11.18
Һавай йиғинда президент обама оттуриға қойған хитай пулиниң курсини өстүрүш, дуня сода тәшкилатиниң низамнамә, принсиплириға әмәл қилиш тоғрисидики пикир-тәләплиригә, хитай һөкүмити яки ундақ, яки мундақ җаваб қайтурмай турувалди.
Сумурғ телевизийиси, мәркизи телевизийә истансисиниң 4-қанилиға чиқип муназирә қилғучилар, америкиниң җәнубий деңиз мәсилисигә қаратқан сиясәтлири, америка вә исраилийиниң иранға һуҗум қилмақчи болғанлиқи, америка президенти обаманиң австралийини зиярәт қилғанлиқи вә австралийигә һәрбий орунлаштурмақчи болғанлиқи тоғрисида хилму-хил муназириләрдә болушти.
2011-Йили 11-айниң 17-күни җуңгоға нәзәр тор бетидә елан қилинған “җуңго 3-дуня уруши партлашқиму писәнт қилмай иранни қоғдайду” мавзулуқ хәвәрниң мәзмуниға асасланғанда, җуңго дөләт мудапиә университетиниң профессори генерал җаң “йерусалем почтиси гезити” гә сөһбәт баян қилғанда, җуңго 3-дуня урушиниң қозғилишиғиму писәнт қилмай, иранни қоғдайду, дәп көрсәтти. Лекин, хитай тор бәт әзалири :иранни қара басидикән, генералниң сөһбәт баяни яхшилиқниң аламити әмәс дәп, көрситишти.
Җаң генерал мундақ көрсәтти: америка ираққа һуҗум қилди, ливийини оңушлуқ бомбардиман қилди. Лекин иран, ирақ әмәс, ливийә техиму әмәс. Иран 1милйон 6 йүзмиң квадрат километир земинға, 70 милйон аһалигә игә, 750 миң кишилик 3хил армийигә игә дөләт. Иран исраилийә вә америкиға қоюп берәләйдиған ракета қораллириға игә дөләт. Җаң генерал “йерусалем почтиси гезити” дә йәнә мундақ дәп көрсәтти: русийә иранниң йүзәки, җуңго иранниң йошурун түврүкидур. Җаң генерал хитай билән иранниң мунасивитини бир еғиз сөз биләнла ашкарилиди.
Бир чағларда хитайниң җу чиңху дәйдиған генерали “бизниң ракеталиримиз калифорнийигә йетип баралайду” дегән иди. Әмди хитайниң генерали җаң, җуңго иранға ярдәм бериду, дәйду.
Хитайниң ички қисмиға кәлсәк, иқтисади йимирилиш гирвикигә йитип келип, хитай һөкүмити һазир иқтисадниң баш қетинчилиқида қалди. Хитай һөкүмити һазир әски тамдин кесәк елип йеңи там қопуруп, иқтисад паракәндичиликидин қутулмақчи болуватиду. Тор бәтлириниң йезишлириға қариғанда, 80милйон йүрүшлүк өй бикар қалғанмиш. Бундақ әһвалда банкиниң беши қатмамду?
Мустәбит һөкүмәтләрниң өзгәрмәйдиған бир қаидиси шуки, вәзийәт җиддийләшкәндә, пуқраларниң диққитини башқа тәрәпкә буриветиш арқилиқ һакимийәтни сақлап қелишқа урунуш-мана бу мустәбит һөкүмәтләрниң өзгәрмәйдиған қаидисидур.