Көчүп кириш вә маслишиш

Тәңритағ тор бити 2011-йили 3-айниң 2-күни “нөвәттә, үрүмчи вогзалида һәр күни 40 миң нәпәр чәттин киргән ишләмчиләр шинҗаңға кириду” мавзулуқ сүрәтлик хәвәр тарқатти. Сүрәттә тағар йүдүвалған бир тәтәй көрүнди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.03.04

Үрүмчи вогзалиниң статистикисиға асасланғанда, 2-айниң 20-күнидин башлап, чәттин келидиған ишләмчиләрниң мәркәзлик шинҗаңға киришигә әгишип, үрүмчи вогзалида йолучилар еқими үзлүксиз юқири көтүрүлүп, 40миң кишидин 43миң кишигә көпийип, рекорт яратти дейилди.

Шундақ, хитай көчмәнлири “шинҗаң” дегән бу земинға көчүп кириватиду. Бир күндә 40миң нәпәр көчмән хитай көчүп киргән болса, 10 күндә 400миң көчмән хитай көчүп киргән болиду. Бир айда 1милйон200миң көчмән хитай көчүп киргән болиду. Бу көчмән хитайлар қәйәргә орунлишиду. 20-Әсирниң 50-60-йиллири көчүп киргән хитай көчмәнлири тағларни талқан, чөлләрни бостан қилиду, дейиләтти. Әмәлийәттә бостанлиқларни уйғурдин тартип елип, йешил тағларни уйғур, қазақтин тартип елип, аллиқачан уйғуристан дегән бу земинниң хоҗайиниға айланди.

Феодаллиқ йәр игидарчилиқи түзүми-йәр игиси билән иҗарикәш деһқан, ялланма деһқан оттурисидики експилататсийә, зулум-ситәм мунасивәтлири. Мустәмликә йәр игидарчилиқ түзүми йәни йәр мәсилиси йәрни игиливелиш теги-тәктидин ейтқанда, деһқанларниң мәсилиси, һаятлиқ, яшаш мәсилиси болуп қалди. Йәрдин айрилған инсан немигә тайинип җан бақиду демәйдикина җәмийәт!

Бир айда 1милйон 200миң хитай көчмән...Йешил яйлақ, тағларни тартип елиш, боғда көлиниң башқуруш һоқуқини тартип елип саяһәт райониға айландуруш, қанас көлини тартип елип саяһәт мәйданиға, күнәс-нарат яйлиқини тартип елип, һәрбий база қуруш, көчмән хитайларни чарвичилиқиға көндүридиған синақ мәйданиға айландуруш, боз йәр ечип тарим тоғрақлирини қомуруп ташлап, екологийини набут қилиш, тартинмаслиқ, әймәнмәслик, пүтүн дунядин қорқмаслиқ ;хитай һөкүмити өзини чағлимайла қалдиғу?

Бир айда 1милйон 200миң нәпәр хитай көчмән “шинҗаң” ға көчүп кириду. Қараңлар! уйғурниң пүтүн наһийилиридә, һәтта қәшқәрдәк қәдимий шәһәрдә өйләр чеқиливатиду. Ақсу шәһири чеқилип уйғурлар шәһәр сиртиға чиқириветилди. Йеңи туралғу өйләр селиниватиду, кимләр кирип олтуридикина бу өйләрдә? өй селиватқан пул наһийиләрниң малийисидин келиватиду, бу малийини ким толуқлайду, ким қепиндуриду, уйғурлар десәңларчу?!

“бу йил бүгүр наһийисидә капаләт характерлик туралғу өй селинди. Әрзан иҗарилик өй 1000йүрүш, көлими 50миң квадрат метир, селинған мәбләғ 60милйон, аммиви иҗарилик өй 320 йүрүшлүк” 2-айниң 23-күни тәңритағ тор бити шундақ хәвәр елан қилди. Бу өйләрдә ким олтуриду, дәңла?! юқириқи көчмәнләр олтурмамду. Үрүмчи вогзалиға һәр күни хитай көчмәнлири кирип туриду, бүгүр наһийиси вә чәрчән наһийиси қатарлиқ наһийиләр һәр күни өй селип туриду. Бу бир маслишиш. Сиясий кеңәшниң йиллиқ йиғинида, хәлқниң турмуши тоғрисида һәдәп сөзлигән җя чиңлин әпәнди, хәлқниң турмушини шу шәкилдә орунлаштуруш-өй селип хитай көчмәнлирини орунлаштуруш, уйғурларниң қолидин йәр-земинни тартип елиш. Мушумиди, хәлқниң турмушини яхшилаш дегән? һалқима тәрәққият дегәнниң мәзмуни шундақ боламдиғанду?

Шималий африқидики кичик дөләт ливийигә көчүп киргән хитай көчмәнлири 36миң нәпәр икән. юқири техника, юқири дәриҗилик мәбләғ, юқири сәвийилик көчмәнләр, наһайити юқири сәвийидә қурулған ширкәт... Ливийә хәлқи қолиға қорал елип қораллиқ қозғилаң көтүрүведи, хитай һөкүмити бу көчмәнләргә һәрбий айропилан, парахот әвәтип қайтуруп кәлди. Хитай көчмәнлирини мустәмликә уйғуристандин қачан қайтуруп кетиду?

Һәр нәрсиниң бир күни бар достум, һәр нәрсиниң бир пәйти келиду вәтәндишим!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.