Шәрқий түркистан вә тибәт вәзийити һәққидә селиштурма (1)
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2009.02.27
2009.02.27
Буниңға мас һалда йеқинқи мәзгилләрдин буян дуня сияси сәһнилиридә вә ғәрб мәтбуатлирида тибәт мәсилиси һәққидики талаш - тартишлар үзлүксиз күчүйүп бармақта.
Бүгүн хәлқара сияси сәһниләрдә хитайниң кишилик һоқуқ мәсилиси тилға елинған һаман, уйғур вә тибәтликләрниң һәқ - һоқуқ мәсилиси муһим салмақни игәлләп кәлмәктә, чүнки хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик әлләрниң нәзиридә шәрқий түркистан вә тибәт райони болса хитай бойичә инсаний һәқ - һоқуқлар әң қаттиқ дәпсәндә қилиниватқан районлар болуп, тибәт мәсилиси тилға елинған һаман, униңға параллил һалда уйғурлар мәсилисиму биргә тәләппуз қилип келинмәктә.
Шуниң үчүн бүгүн тибәт давасиниң хәлқаралиқ тәсири вә нопузиниң ешип бериши, тәбий һалда уйғур миллий һәрикитиниң тәрәққиятиғиму бивастә тәсир көрситип кәлмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, пәрһат муһәммидиниң бу һәқтики көз қарашлириниң тәпсилатини аңлайсиләр.