Бу назарәтниң әсли вәзиписи нимә ?
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2009.04.30
2009.04.30
RFA Photo
Шәрқий түркистандики хитай мәтбуатлири болса тиним тапмай уйғурларни өз юрт - маканлирини ташлап, ички өлкиләргә берип яллинип ишләшкә риғбәтләндүрүп кәлмәктә. Мана бу, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үчүн көрситип бәргән бирдин - бир чиқиш йоли !
Әслидә тәшкили җәһәттин елип ейтқанда, уйғурларни дәриҗидин ташқири ишсизлиқ вә намратлиқ вәзийитидин қутқузуш болса, алди билән " аптоном районлуқ әмгәк вә иҗтимаий параванлиқ назарити " дәп аталған бу органниң баш тартип болмайдиған вәзиписи иди. Әпсуски, " уйғур аптоном райони " ға қарашлиқ бу назарәт һазир өзиниң әслидә қилишқа тигишлик вәзиписини бир чәткә қайрип қоюп, пүтүн күчини ички өлкиләрдин шәрқий түркистанға еқип киргән хитай көчмәнлирини ишқа орунлаштуруш хизмитигә қаритип кәлмәктә.
Мәсилән, шинхуа ахбарат ториниң 4 - айниң 26 - күни үрүмчидин бәргән хәвиридә көрситилишичә, бу йил баһар пәслидин буян, ички өлкиләрдин шәрқий түркистанға иш издәп кәң көләмдә хитай көчмини еқип кириш вәзийити шәкилләнгән.
Хитайниң деңиз яқиси өлкилиридики әмгәк мулазимәт базарлири тарийип, ишсизлиқ ашқини үчүн, шәрқий түркистан һазир, хитай ишсизлириниң чоң йүрүш қилиш нишаниға айланған. Бу йил, ички өлкиләрдин бу районға еқип киридиған хитай ишсизлириниң омумий сани, тәхминән 1 милйон 600 миңдин ешип китидикән.
Шуңа, "аптоном районлуқ әмгәк вә иҗтимайи параванлиқ назарити", хитай аққунлириниң хизмәт тепишиға қолайлиқ яритип бириш үчүн һазирдин башлапла омумйүзлүк сәпәрвәрликкә кәлгән.
Бу назарәт, пойиз истансиси, аптобус бикәтлири вә шәһәрләрдики нуқтилиқ әмгәк мулазимити базарлириға мәхсус учур вә мәслиһәт бириш понкитлирини қуруп, хитай ишсизлирини сақлатмай удуллуқ түрлүк саһәләргә ишқа орунлаштурушқа башлиған. Бу назарәт йәнә, сичүән, шәндуң, хенән, гәнсу қатарлиқ өлкиләр билән бивастә алақилишип, улардин бивастә әмгәк күчи қобул қилишниң тәшкили асасини яратқан. Йәнә ички өлкиләрдин еқип киргән хитай ишсизлириниң һәқ - һоқоқлирини қоғдаш үчүнму бир қатар бәлгилимиләрни түзүп чиққан.
Мана бу, әсли вәзиписи " уйғур аптоном райони " дики йәрлик хәлқләрни иш вә аш билән тәминләшкә капаләтлик қилиш болған аталмиш, " әмгәк вә иҗтимаий параванлиқ назарити " ниң һазир мәшғул болуп йүргән иши!
Һазир өз райониңдики йәрлик хәлқниң көп қисми ишсиз вә ач - ялиңач, йәрлик деһқанлириңниң йиллиқ оттуричә кирим сәвийиси пүтүн хитайниң оттуричә сәвийисидинму бир һәссә төвән, аталмиш " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш " дегән намда милйонлиған уйғур деһқанлирини өз юрт - маканлиридин сүргүн қиливатисән, 100 миңлиған уйғур қиз - йигитини ички өлкиләрдики хитай хоҗайинларниң қолида төвән мааш вә еғир шәртләр астида қулдәк яллинип ишләшкә мәҗбур қиливатисән.
Һөкүмәт, " шинҗаңниң иқтисади учқандәк тәрәққи қилди " дәп җар салғансири, коча - койлардики уйғур йитимчилири вә тиләмчилириниң сани шунчә көпийип бериватиду.
Әмма, сән бу тәңпуңсизлиқтин вә ечинишлиқ вәзийәттин номус һес қилиш уяқта турсун, әксичә йәрлик хәлққә техиму еғир палакәтләрни елип килидиған, йәрлик хәлқниң ишсизлиқ вә ач - ялиңачлиқ вәзийитини йәниму еғирлаштуридиған тәтүр йол вә сиясәтни тутуп киливатисән !
Бүгүн шәрқий түркистанда уйғур қизлирини хитайниң ички өлкилиригә мәҗбурий ишләмчиликкә әвәтишкә мәсул болуватқан әң асаслиқ орун - дәл мана шу " әмгәк вә итҗимаий параванлиқ назарити" вә бу назарәтниң һәр қайси вилайәт вә наһийиләрдики шөбилиридин ибарәт !
Бу назарәт, ички өлкиләрдин еқип киргән хитай көчмәнлирини ишқа орунлаштурушта наһайити сехи вә кәң қосақ, уларға қойидиған һечбир шәрти йоқ, шуңа хитай аққунлири пойиздин чүшүп болғичә дәрһал ишқа, ашқа вә қоналғуға игә болиду !
Әмма бу назарәт йәрлик хәлқни ишқа орунлаштурушқа кәлгәндә наһайити бихил вә қаттиқ қол болуп, алдин қойидиған шәртлириму наһайити еғир.
Мәсилән, бу назарәт тәрипидин 2004 - йили 3 - айниң 22 - күни һәр қайси наһийә вә шәһәрлик әмгәк вә иҗтимаий параванлиқ идарилиригә тарқитилған бир уқтурушта, уйғурларни идарә - җәмийәтләргә ишқа қобул қилишта төвәндики 3 түрлүк шәртни қоюш тәләп қилинған:
1. Төт асасий принсипта қәтий чиң туруп, вәтәнниң бирликини қоғдиған вә байриқи рошән һалда, миллий бөлгүнчиликкә һәм қанунсиз диний һәрикәтләргә қарши турған болуши лазим;
2. Сияси сапаси юқири болуши, аилә тәркипи ичидә миллий бөлгүнчилик билән шуғулланғанлар болмаслиқи, динға ишәнмәслики керәк ;
3. Компартийә әзаси яки мәктәптә оқуғучилар кадири болған болуши, илгири " 3 тә яхши оқуғучи " дегән шәрәплик намни алған болуши лазим ;
Демәк, юқириқи бу уқтуруш, нөвәттә уйғурлар арисида ишсизлиқ нисбитиниң немә үчүн юқири болуп китиватқанлиқиниң бир дәлили.
Чүнки, ишқа орунлишимән десәң, диний етиқадиңдин, иманиңдин ваз кичип, сипи өзидин бир коммунистқа айлинишиң лазим, миллий һәқ - һоқоқлирини тәләп қилғучи өз қериндашлириңға байриқиң рошән һалда қарши туралайдиған, өз хәлқиңниң әмәс, бәлки өз хәлқиңни изиватқан һакимийәтниң кәтминини чапидиған бир миллий мунапиққа айлинишиң лазим ! үч әвладиң, компартийигә садиқ өткән инсанлардин тәркип тапқан болуши лазим ! қени ейтиңчу ? 1949 - йилидин һазирға қәдәр, һечбир сиясий қалпақ кәйгән адәм чиқип бақмиған уйғур аилисидин қанчиси бар ?
Кейинки йилларда йәнә хитайчини судәк билгән болуш шәрти қошулди.
Юқириқидәк шәртләр көпәйгәнсири, уйғурларниң иш тепишиму шунчә қийинлишип бармақта. Маһийәттә болса бу, хитай һакимийитиниң икки хил өлчәм сияситиниң, уйғурларға қаритип киливатқан сияси вә иқтисади җәһәттә баш көтәргүзмәслик принсипиниң бивастә нәтиҗисидин ибарәт !