Ваң лечүәнниң йеңи мәнсипи вә хитайниң қанун қариши
Пәрһат муһәммиди
2010.05.11
2010.05.11
Вәтән ичидиму ваң лечүәнгә нарази болуватқанлар пәқәт уйғурларла әмәс, 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи йү зберип бир қанчә күндин кейин, үрүмчидики бәзи хитай көчмәнлири намайиш қилип, мәркизи һөкүмәттин ваң лечүәнниң вәзиписини елип ташлашни тәләп қилишқан иди.
Чүнки, хитайларниң нәзиридә ваң лечүән болса шәрқий түркистандики әң чоң хиянәтчи вә парихор әмәлдар болуп, бу райондики асаслиқ кан мәнбәлири вә сода - санаәт органлири ваң лечүәнниң җәдди - җәмәти, униң юрти шәндуңдики кона һәқәм - сайилири вә мәркизи һөкүмәттә ваң лечүән билән еғиз - бурун ялишип йүргән юқири дәриҗилик әмәлдарларниң манаполлуқида иди, бу һәқтә вәтән ичи вә сиртидики хитай мәтбуатлиридиму көплигән хәвәр - мақалиләр елан қилинди, һәтта һазирму ваң лечүәнниң хиянәтчилики вә парихорлуқи һәққидә хитайчә интернет сәһипилиридә наһайити көп юмурлар еқип йүрмәктә.
Вәтән ичидики уйғурларниң нәзиридә ваң лечүән болса хитайниң асасий қанунини вә хитай тәрипидин чиқирилған "миллий территорийилик аптономийә қануни" ни әң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилған, мәркәзниң қанун - пәрманлирини өзиниң хаһиши вә мәнпәәтигә маслаштуруп халиғанчә өзгәртип иҗра қилған, һечбир қанунни тонумайдиған, қанун тармақлириға қанунға хилап буйруқ чүшүрүшни адәткә айландурувалған парихор, хиянәтчи бир шәхис иди.
Демәк, бундақ бирини хитай сияси - қанун комитетиниң муавин рәисликигә тәйинләш болса худди оғрини қазнақчи қилип қойғандәк наһайити күлкилик бир һадисә иди.
Чүнки, хитай коммунистик партийиси мәркизи комитети сияси - қанун комитети болса, пүтүн хитайдики қанун органлириға рәһбәрлик вә назарәтчилик қилидиған, түрлүк қанун тәклиплирини һазирлайдиған вә иҗра қилидиған интайин моһим орган болуп, униң муавин рәисиниң мәмури җәһәттики дәриҗиси муавин дөләт башлиқи дәриҗиликтур. Қисқиси, хитай мәркизи һөкүмити ваң лечүәнни мукапатландурған вә униң мәртивисини өстүрүп дөләтниң әң моһим оргиниға мәнсәпдар қилған.
Бундин кейин хитайниң ваң лечүәнниң рәһбәрликидики пүткүл қанун саһәсиниң җениға вай!
Бу һадисә, хитайда қанунниң һечбир қиммитиниң йоқлуқини, дөләтниң қанун арқилиқ әмәс, бәлки қанунни аяқ асти қиливатқанлар тәрипидин башқурулуватқанлиқини очуқчә көрситип турмақта.
Явропа бирликиниң вә ғәрб демократик әллириниң узун йиллардин буян әң көп тәкитләп кәлгиниму хитайниң һәқиқий бир қанун дөлитигә айлинишидин ибарәт иди.
Хәлқаралиқ кишилик һоқоқ тәшкилатлириниң әң күчлүк наразилиқини қозғап келиватқан нуқтиларниң бириму, хитайда қанунниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниши вә дөләтниң қанун арқилиқ әмәс, бәлки хитай коммунистик партийисиниң әмир - пәрманлири арқилиқ иҗра қилиниши иди.
Шуңа, мәйли явропа бирлики болсун яки бу бирликкә әза дөләтләр болсун, хитайни һәқиқий бир қанун дөлитигә айландуруш мәқситидә хитай билән қанун - түзүм сөһбитини давамлаштуруп кәлмәктә.
Мәсилән, германийә болса, хитай билән қанун - түзүм вә кишилик һоқуқ сөһбитини әң бурун йолға қойған дөләт болуп, хитайниң һәқиқий бир қанун дөлитигә айлинишиға һәйдәкчилик қилиш вә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң яхшилинишиға түрткә болуш мәқситидә, 2000 - йилидин етибарән хитай билән қанун - түзүм вә кишилик һоқуқ сөһбитини йолға қоюп кәлмәктә.
Һәр 6 айда бир қетим икки тәрәп әдилийә тармақлири оттурисида елип берилидиған қанун - түзүм вә кишилик һоқуқ сөһбитиниң асаси мәзмуни болса, хитайниң асасий қанун, әдилийә системиси, адвокатлиқ, қолға елиш, сотлаш, шаһитлиқ, һөкүм чиқириш, җаза қануни қатарлиқ җәһәтләрдә демократик ислаһат елип беришини қолға кәлтүрүштин ибарәт иди.
Гәрчә икки тәрәп оттурисида қанун - түзүм сөһбити йолға қоюлған 10 йилдин буян, хитайда сотчиларниң, адвокатлар вә қанун хадимлириниң сани көпәйгән, нурғунлиған йеңи қанунлар түзүп чиқилған вә әслидики қанунларға көплигән йеңи түзитишләр киргүзүлгән болсиму, әмма хитай компартийисиниң қанун саһәсигә қаритип кәлгән манаполлуқида вә күчлүк дәхил - тәрүзида һечбир юмшаш көрүлгини йоқ. Шуниң үчүнму һазир германийә мәтбуатлирида, 10 йилдин буян германийә билән хитай оттурисида давам қилип кәлгән қанун - түзүм вә кишилик һоқуқ сөһбитиниң, һечбир әмәлий үнүмгә еришмигәнлики, хитай коммунист партийисиниң йәнила өзиниң билгән сәнимигә дәссәп, пүткүл қанун саһәсини өзиниң сиясий мәқсәтлири вә идеологийиси үчүн хизмәт қилдуруватқанлиқи, һәр дәриҗилик сот мәһкимилириниң, бирәр мәһбус үстидин һөкүм елан қилғанда, қанунда көрситилгән маддилар буйичә әмәс, бәлки хитай коммунистик партийисиниң буйруқи вә арзу - тәләплири буйичә һөкүм чиқирип келиватқанлиқи тәкитләнмәктә.
Бүгүнки күнгә кәлгәндә, пүтүн сиясий һаятини қанунни дәпсәндә қилиш билән өткүзгән ваң лечүәнниң җазаға тартилиш уяқта турсун, әксичә хитайниң қанун саһәсини башқуридиған мәнсәпдар қилип тәйинләнгәнлики, явропа бирлики вә униңға әза дөләтләрниң узун йиллардин буян хитайни қанун дөлитигә айландуруш үчүн сәрп қилған тиришчанлиқлириниң бошқа кәткәнликини, уларниң пәнди - нәсиһәтлириниң хитайниң бир қулиқидин кирип, йәнә бир қулиқидин чиқип кетиватқанлиқини көрситип турмақта.