' Миллий территорийилик аптономийә қануни' дегән қуруқ шоарға тайинип тибәт вә уйғурлар мәсилисини һәл қилиш мумкинму ?
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2008.11.27
2008.11.27
Бу қетимқи музакиридә,тибәт вәкиллири тәрипидин сунулған вә тибәтликләрниң йүксәк аптономийилик һәқ - һоқуқлири тәләп қилинған 5 түрлүк тәклипниң һәммиси хитай һөкүмити тәрипидин қәти түрдә рәт қилинған.
Хитай мәтбуатлирида көрситилишичә, икки тәрәп оттурисидики музакирә җәрянида хитай тәрәп тибәтликләрниң алдиға, "җуңхуа хәлқ җумһурийити миллий территорийилик аптономийә қануни" дегән китабчини ташлап, тибәт вә башқа милләтләр мәсилисини мушу қанун асасида һәл қилидиғанлиқини, 67 маддидин тәркип тапқан бу қанунда, аз санлиқ милләтләрниң аптономийилик һәқ - һоқуқлириниң толуқ капаләткә игә қилинғанлиқини тәкитләп турувалған. Хитай тәрәп һәтта тибәт вәкиллириниң бу қанунниң бәзи маддилириға түзүтиш киргүзүш һәққидики тәклиплириниму рәт қилған.
Далай лама башчилиқидики тибәт тәшкилатлири тибәт мәсилисини һәл қилишта икки хил тактикини қоллинип кәлгән иди, бири, тибәт мәсилисини хәлқаралаштуруп, дуня җамаәтчилики арқилиқ хитайға бесим ишлитиш;
Йәнә бири болса хитай һакимийити билән бивастә музакирә елип берип, музакирә йоли арқилиқ тибәтниң тәқдири мәсилисини һәл қилиш иди.
Бу икки йолниң алдинқиси болса чәтәлдики уйғур миллий һәрикити қоллинип кәлгән бирдин - бир йол болуп, уйғур сияси паалийәтчилири хитайдин аптономийилик һоқуқ әмәс, бәлки игилик һоқуқни тәләп қилип кәлмәктә.
Әмәлийәттә болса тибәтликләрниң миллий тәләплириму асаси җәһәттин әнә шу хитай тәрипидин елан қилинған миллий территорийилик аптономийә қануни ниң бәзи маддилириға таянған болуп, тибәтликләрниң тәлипи болса мана шу қанунниң һәқиқи йосунда толуқ әмилиләштүрүлүши вә ички җәһәттә тамамән өзини өзи идарә қилиштин ибарәт йүксәк аптономийә һоқоқиға еришиш иди.
Мәсилән, хитай һөкүмити тәрипидин 1984 - йили 5 - айниң 31 - күни елан қилинған " миллий територийилик аптономийә қануни"ниң кириш сөз қисмидиму бу һәқтә изаһат берилип, " миллий територийилик аптономийә - һәрқайси аз санлиқ милләтләр топлушуп олтурақлашқан районларда територийилик аптономийини йолға қоюп, аптоном органларни тәсис қилип, өз - өзини башқурушни йолға қоюш, һәрқайси аз санлиқ милләтләрниң өзлириниң ички ишлирини өзлири башқуруш һоқоқиға һөрмәт қилиш вә капаләтлик қилиш, бу арқилиқ милләтләрниң баравәрликини намайән қилиш" дәп көрситилгән болуп, тибәтликләрниң тәлипим дәл мушу кириш сөз қисмида баян қилинған принсипларниң роһи бойичә ички җәһәттә өзини өзи идарә қилиш иди.
Демәк, тибәтликләрниң юқириқи тәләплириниң йолсизларчә рәт қилиниши, коммунист хитай һакимийитиниң өзи чиқарған қанунға өзиниң әмәл қилмайватқанлиқини, миллий територийилик аптономийә қануни, дегән нәрсиниң дуня җамаәтчиликиниң көзини бояш мәқситидә чиқирилған вә һеч бир заман иҗра қилинмиған қуруқ бир сияси шуардин ибарәт икәнликини көрсүтүп турмақта.
Чүнки бу маддиниң роһи бойичә болғанда, хитай коммунистик партийиси аптоном органларниң мәмурий ишлириға арилишивалмаслиқи, хитайларни әзиз, йәрликләрни һөр көрмәслики, йәрликләрниң нопусини азайтишқа, мәдәнийитини йоқутушқа, динсизлаштурушқа, миллий маарипини вәйран қилишқа, иқтисади җәһәттин талан - тараҗ қилишқа, бу районларни хитай көчмәнлири билән толдурушқа урунмиған болатти.
Әмма бүгүнки мәнзирә дәл буниң әксичә болуп, тибәт вә шәрқий түркистан районида аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитидин тартип, һәрқайси назарәт, вилайәт, наһийә, йеза, һәтта кәнтләрниң асаслиқ мәмури башқуруш һоқуқиму һәр дәриҗилик партикомларниң бивастә контроллуқи астида турмақта. Була әмәс, һәтта һәр дәриҗилик хәлқ қурултийи даимий комитетлири вә сияси мәслиһәт кеңәшлири, шундақла һәр дәриҗилик диний ишлар идарилириниң мәмури башқуруш һоқуқиму тамамән компартийиниң контроллиқида болуп, юқириқи органларниң партийә комитетлириниң рухситисиз һеч бир мәсилидә қарар бериш һоқуқи йоқ.
Хитай һакимийитиму тибәт вә уйғурларни ассимилатсийә қилип йоқутуш вә тәбий байлиқлирини талан - тараҗ қилиштин ибарәт бу түп сияситидин һеч бир заман ваз кәчкини йоқ вә бухил қоюқ мустәмликичилик түсини алған сияситини йилдин йилға күчәйтип кәлмәктә.
"Аптономийә" дегән бу сөзниң түп мәниси, " өз - өзини идарә қилиш" дегәнликтин ибарәт, бухил идарә қилиш, сияси, иқтисади, иҗтимаий, қануний, вә башқа көп җәһәтләрдики ички һәқ - һоқуқларни өз ичигә алиду, мәмури органлар уяқта турсун, һәтта тибәттики будханилар вә шәрқий түркистандики мәсҗитләрму тамамән компартийиниң башқуруши, назарити вә сияси җәһәттә пайдилиниши астида туриватқан бүгүнки күндә йәнә бу районларда аптономийә, дегән сөздин еғиз ечиш мумкинму ?
Шәрқий түркистанни елип ейтсақ, чәтәлләрдики уйғур сияси паалийәтчилири, хитай һакимийити тәрипидин 2000 - йили бу районға қарита башлатқан чоң ғәрбий шимални ечиш, сияситини болса, миллий территорийилик аптономийә қануниниң түптин бикар қилиниши,дәп қаримақта.
Мәсилән, хитай һакимийити тәрипидин, қанунсиз диний паалийәтләргә қарши туруш, дегән намда уйғурларға қарита елип бериватқан омумий йүзлүк динсизлаштуруш сиясити болса, миллий территорийә қануниниң 11 - маддисиға түптин хилап.
Хитай һакимийити тәрипидин уйғурларниң миллий маарипини хитайлаштуруш мәқситидә елип бериватқан аталмиш қош тиллиқ оқутуш сиясити болса миллий территорийилик аптономийә қануни ниң 37 - маддисиға хилап.
Хитай һакимийитиниң аталмиш " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш" дегән намда елип бериватқан уйғур қиз - йигитлирини хитайниң ички өлкилиригә мәҗбури ишләмчиликкә әвәтиш сиясити болса миллий территорийилик аптономийә қануниниң 23 - маддисиға тамамән зит.
Хитай һакимийити тәрипидин, "шин җияңни ечиш, шин җиаңни гүлләндүрүш" дегән ниқаб астида шәрқий түркистанниң тәбий байлиқлирини талан - тараҗ қилиш вә уйғурларниң өз вәтининиң тәбий байлиқлиридин пайдилиниши вә нәп елишини тамамән чәкләш сиясити болса йәнә "миллий территорийилик аптономийә" қануниниң 62 - маддисиға хилап.
Хитай һакимийитиниң нөвәттә шәрқий түркистандики идарә - җәмийәтләргә хизмәтчи қобул қилишта хитайчини раван билишни шәрт қилиши вә хитайчә билмисәң истиқбалиң йоқ дегән сәпсәтини тәрғип қилиши болса, миллий территорийилик аптономийә қануниниң 10 - маддисиға түптин хилап.
Қисқиси биз, миллий территорийилик аптономийә қануниниң 67 маддисиниң һәммисини шәрқий түркистанниң нөвәттики риял вәзийити билән бирләштүрүп тәтқиқ қилидиған болсақ, коммунист хитай һакимийитиниң өзи чиқарған бу қанунини өзиниң дәпсәндә қиливатқанлиқини көрүвелиш тәс әмәс.
Гәрчә хитай һакимийити 84 - йили елан қилған бу қануниниң мәзмуниға қарита һазирға қәдәр чоң бир өзгәртиш киргүзмигән болсиму, әмма, җуң хуа хәлқ җумһурийити асаси қануниниң тәркибигә миллий территорийилик аптономийә қануниға тамамән зит келидиған бәзи маддиларни толуқлап киргүзүш вә аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң намида йәнә "миллий территорийилик аптономийә қануни" ниң роһиға пүтүнләй хилап келидиған йәрлик қанун, низам, бәлгилимә вә принсипларни елан қилиш арқилиқ, маһийәт җәһәттә "миллий территорийилик аптономийә қануни" ни пүтүнләй бикар қилди.
Аддий бир мисални елип ейтсақ, "миллий територийилик аптономийә қануниниң 62 - маддисида, " дөләт, миллий территорийилик аптоном җайларда байлиқ мәнбәлирини ечиш вә қурулуш елип бериш җәрянида алди билән миллий территорийилик аптоном җайларниң мәнпәәтигә етибар бериши, миллий аптоном җайларниң иқтисадиға пайдилиқ орунлаштурушларни елип бериши, шу җайдики аз санлиқ милләтләрниң ишләпчиқириш вә турмушиға көңүл бөлүши лазим; юқури дөләт дәриҗилик органлар тәрипидин миллий аптоном җайларда қурулған кархана вә хизмәт орунлири хадим қобул қилғанда алди билән азсанлиқ милләтләргә етибар бериши лазим; юқири дөләт дәриҗилик органлар тәрипидин миллий аптоном җайларда қурулған кархана вә хизмәт орунлири йәрлик аптоном органларниң аптономийилик һоқоқиға һөрмәт қилиши вә уларниң назаритини қобул қилиши лазим" дейилгән болуп, әгәр сиз бу маддиниң роһи бойичә, " мәркәз шәрқий түркистандин елип кетиватқан нефит, тәбиий газ, көмүр " қатарлиқ тәбий байлиқлардин йәрликкә пайда тапшурсун, уйғур қиз - йигитлирини хитайниң ички өлкилиридики карханиларға әмәс, бәлки шәрқий түркистандики кан - карханиларға орунлаштурсун" дегән аддий тәләпни оттуриға қойсиңиз, у чағда хитай һакимийити, җуңхуа хәлқ җумһурийити асаси қануни ниң 9 - маддисини көзиңизгә тәңләп туруп, бу маддида," кан, дәря, орман, тағ, отлақ, боз йәр, сайлиқ йәр қатарлиқ тәбий байлиқларниң һәммиси дөләт игидарчилиқида," " тәбий байлиқларни дөләт бир туташ ачиду вә пиланлайду, дейилгән" дәп җаваб бериду вә сизниму дәрһал "3 хил күчләр" тизимликигә киргүзүп, зәрбә бериш нишани қилиду.
Әгәр уйғур вә тибәтләрниң миллий территорийилик вә аптономийилик һәқ - һоқуқлири, 84 - йили елан қилинғандин буян хитайниң архип амбиридин чиқмай чиришкә йүз тутқан " миллий территорийилик аптономийә қануни" ниң гүзәл маддилириға асасән бираз болсиму капаләткә игә қилинған болса иди, у чағда шәрқий түркистан вә тибәт районидики миллий исян вә қаршилиқ көрсүтүш һәрикәтлири һазирқидәк бу дәриҗидә күчүйүп кәтмигән болатти.
Демәк, худди чәтәлдики бәзи уйғур сияси паалийәтчилириниң баян қилғинидәк, вәдисидә турмиған, өзи чиқарған қанунларни өзи аяқ асти қиливатқан, өзиниң идилогийисидин башқа һеч бир пикир - еқимни сиғдурмайдиған бүгүнки коммунист хитай һакимийити билән сөһбәт йоли арқилиқ милләтләр мәсилисини һәл қилиш әсла мумкин әмәс !









