Хитайниң шәрқий түркистанға қарита йеңидин түзүп чиққан ' йеза ислаһат пилани' ға баһа ( 1 )
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2008.12.23
2008.12.23
Хитай коммунистик партийиси мәркизи комитети буни көздә тутқан һалда, өзлириниң 17 - нөвәтлик партийә қурултийи 3 - омуми йиғинида, " хитай коммунистик партийисиниң йеза ислаһатиниң тәрәққиятини илгири сүрүш һәққидики зор мәсилиләрдә даир қарари " дегән нәрсини елан қилған, әмәлийәттә бу, хитай мәркизи һөкүмитиниң йеза ислаһати һәққидә түзүп чиққан йеңи истратегийилик пилани иди.
" Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партком вә хәлқ һөкүмити " тиму мәркизи һөкүмәтниң юқириқи истратегийилик орунлаштурушиға асасән, бу йил 12 - айниң 8 - күни, " аптоном районлуқ партком вә хәлқ һөкүмитиниң, йеза ислаһатиниң тәрәққиятини илгири сүрүш һәққидики пикри " дегән нәрсини елан қилди, бу, хитай һакимийитиниң 2020 - йилиғичә болған мәзгил ичидә шәрқий түркистанниң йезилириға қарита йүргүзмәкчи болған сиясити һәққидики истратегийилик пилани болуп, бу йеңи қарар җәмий 8 параграф вә 36 маддидин тәркип тапқан иди.
Бүгүн шәрқий түркистандики уйғур деһқанлири дуч келиватқан қийинчилиқлар ички өлкиләрдики хитай деһқанлириниңкигә селиштурғанда һәссиләп еғир болуп, ички өлкиләрдә шәһәрләр билән йезилар оттурисидики пәрқниң зорийип кетишидин ибарәт бир хилла тәңпуңсизлиқ мәвҗут болған болса, шәрқий түркистанда көп хил пәрқ вә тәңпуңсизлиқ мәвҗут болуп турмақта. Мәсилән, миллий дарамәт, иқтисади кирим вә турмуш сәвийиси җәһәттә шәрқий түркистан билән ички өлкиләр оттурисидики, шәрқий түркистанниң йезилири билән шәһәрлири оттурисидики, уйғурлар билән бу райондики хитай көчмәнлири оттурисидики вә уйғур деһқанлири билән биңтүәнлик хитай деһқанлири оттурисидики пәрқниң зорийип беришидин ибарәт.
Ундақта, " аптоном районлуқ партком вә хәлқ һөкүмити " тәрипидин елан қилинған юқириқи йеза ислаһати пиланида бу пәрқ вә тәңпуңсизлиқларни түгитиш һәққидә қандақ конкретни чарә - тәдбирләр оттуриға қоюлған ? әгәр биз уни инчикилик билән оқуп тәтқиқ қилидиған болсақ, хитай һакимийитиниң 2020 - йилиға қәдәр шәрқий түркистанда йүргүзмәкчи болған йеза сияситиниң төвәндики бир қанчә нуқтиға мәркәзләшкәнликини вә буниң қандақтур " йеңи сиясәт " әмәс, бәлки 1949 - йилидин буян уйғур деһқанлириға қарита йүргүзүп кәлгән түп сиясәтлириниң давами вә күчәйтилиши икәнликини көрүп йетәләймиз.
Мәсилән, бу пиланда нуқтилиқ оттуриға қоюлған мәсилиләрниң бири, шәрқий түркистанда ашлиқ ишләпчиқириш бихәтәрликигә капаләтлик қилип, ашлиқта өз - өзини тәминләп ешиниш вәзийитини давамлиқ сақлап қилиш болуп, һәтта ашлиқ ишләпчиқириш җәһәттики санлиқ вәзипиләрму ениқ қилип бекитилгән. Мәсилән, бу пиланға асасән, бундин кейинки бир қанчә йил ичидә ашлиқ ишләпчиқириш көлимини 22 милйон мониң үстигә чиқириш, йиллиқ ашлиқ ишләпчиқириш миқдарини 9 милйон 300 миң тонниға йәткүзүшкә капаләтлик қилиш, буниң ичидә буғдай терилғу көлимини 11 милйон моға, йиллиқ буғдай ишләпчиқириш миқдарини 4 милйон тоннидин көпрәккә йәткүзүшкә капаләтлик қилиш. юқириқи пилан йәрликләр үчүн түзүлгән болуп, биңтүән буниң сиртида қалдурулған. Йәни уйғур деһқанлириниң вәзиписи бурунқиға охшашла хитайни ашлиқ билән тәминләшкә капаләтлик қилиш.
Хитай һакимийити 1949 - йилидин буян шәрқий түркистанда уйғур деһқанлириға қарита пиланлиқ ишләпчиқириш сияситини йүргүзүп кәлмәктә вә бу сияситидин һазирму ваз кәчкини йоқ. Мәсилән, уйғур деһқанлириниң базар вә өзиниң еһтияҗиға қарап ишләпчиқириш билән шуғуллиниш һоқуқи йоқ болуп, һөкүмәт немини теришни бәлгиләп бәрсә шуни териши лазим.
Әпсуски, биңтүәнлик хитай деһқанлириға қарита бундақ бир мәҗбурлаш йоқ болуп, улар базарда немә бәкрәк пул болса шуни терийду, йәни әркин ишләпчиқириш билән шуғуллиниду, шуңа қарайдиған болсиңиз , һазир шәрқий түркистанда иқтисади зираәтләрни, мәсилән пахта, яғлиқ дан, сәй - көктат қатарлиқларни ишләпчиқиришни пүтүнләй биңтүәнлик хитай деһқанлар монопол қиливалған болуп, уйғур деһқанлириниң гәдинигә йүкләнгини болса буғдай тириш, буғдийини оруп болупла йеригә қонақ тириш. Униң үстигә бүгүн уйғур йезилирида терилғу йәр аз, әмгәк күчи көп болуш вәзийити еғир болуп, һәр бир уйғур деһқанға тәхминән бир модинму терилғу йәр тоғра кәлмәйду, биңтүәнлик хитай деһқанлириниң һәр биригә тоғра келидиған терилғу йәр көлими 50 мониң үстидә.
Бүгүн шәрқий түркистанда бир мо йәргә ашлиқ терисаң, йилда алидиған һосулуң тәннәрқини чиқиривәткәндә аран 500 йүән қиммитидә. Пахта териған деһқанниң бир мо йәрдин қилидиған киримиму әң көп болғанда 1000 йүән. Хитайниң санлиқ мәлуматлирида көрситилишичә, һазир шәрқий түркистанниң терилғу йәр көлими 4 милйон 107 миң гектардин көпрәк болуп, киши бешиға тоғра келидиған терилғу йәр көлими 3.49 Мо вә пүтүн хитайниң оттуричә сәвийисидин 1.75 Һәссә көп. Әпсуски, терилғу йәр көлиминиң тәхминән 40 пирсәнтидин көпрәки биңтүәнниң контроллиқида, әмәлийәттә болса биңтүәнниң нопуси шәрқий түркистанниң омуми нопусиниң 12 - 13 пирсәнтинила тәшкил қилиду. Әмма шәрқий түркистанниң уйғурлар зич олтурақлашқан җәнобий районлирида һәр бир уйғур деһқанға тоғра келидиған терилғу йәр көлими йерим моғиму йәтмәйду. Шуңа бу районда хитайниң тили билән ейтқанда " ешинча әмгәк күчи " көп, йилиға бу райондин " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш " дегән ниқап билән йерим милйондин артуқ уйғур деһқан башқа юртларға, һәтта хитайниң ички өлкилиригә сүргүн қилинмақта.
Қисқиси, уйғурларниң қолидики терилғу йәр аз, униң үстигә һөкүмәтниң буйруқи билән иқтисади қиммити төвән болған ашлиқ терийсән, биңтүәнлик хитайларниң терилғу йери көп, әркин һалда базарда пул болидиған иқтисади зираәтләрни терийду, униң үстигә деһқанчилиқниң машинилишиши, етиз - ериқ, су қурулушиниң тәрәққияти җәһәттә икки тәрәп оттурисида пәрқ зор.
Шәрқий түркистанниң асаслиқ су мәнбәси һесабланған тарим дәряси вә башқа дәря, көл - еқинларниң контроллуқиму асасән биңтүәнниң қолида, су кәмчил болғини үчүн, уйғур деһқанлириниң боз йәр ечиш имканийити йоқ.
Демәк, юқириқидәк пәрқлиқ сияситиңдин ваз кәчмисәң, уйғур деһқанлири билән биңтүәнлик хитай деһқанлири оттурисидики иқтисади адаләтсизлик вә пәрқ мәңгү түгимәйду.
Икки тәрәпниң бүгүнки киримигә қарап бақайли, мәсилән, " тяншан тори " ниң 2008 - йили 4 - айниң 30 - күни хәвәр қилишичә, биңтүәндики шәһәрлик хитайларниң йиллиқ киши бешиға тоғра келидиған сап кирими 13 миң 500 йүәндин, деһқанларниң болса 6100 йүәндин ашқан. Бүгүн хитайниң рәсмий истатистикилирида, җәнобий районлардики уйғур деһқанлириниң йиллиқ киши бешиға тоғра келидиған кирими 1200 - 1500 йүән дәп көрситилмәктә.









