Хитайниң шәрқий түркистанға қарита йеңидин түзүп чиққан ' йеза ислаһат пилани' ға баһа ( 2 )
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2008.12.25
2008.12.25
Җәмий 8 параграф вә 36 маддидин тәркип тапқан бу пиланда, таки 2020 - йилиға қәдәр уйғур йезилириға қарита йүргүзидиған түп сиясити һәққидики конкретни чарә - тәдбирләр оттуриға қоюлған иди.
Әмәлийәттә бу пилан дәл бир " түлкиниң тәқсимати " болуп, уйғур деһқанлири бундин кейин йәнә 49 - йилидин буянқиға охшаш пиланлиқ һалда ашлиқ ишләпчиқириши билән шуғуллинип, пүтүн хитайни ашлиқ билән тәминләшкә капаләтлик қилиши, һөкүмәт немини буйруп бәрсә шуни териши лазим иди. Мәлум мәнидин алғанда бу, уйғур деһқанлирини хитайниң ялланма деһқанлириға айландуруш сияситидин ибарәт иди. Һазирға қәдәр дуняда бир ялланма деһқанниң ронақ тепип бай болғанлиқиға даир һеч бир өрнәк йоқ, ахирқи һесабта ронақ тепип нәп алидиғанлар йәнила ялланма деһқанларни ишлитип уларниң қенини шорайдиған йәр игилири иди.
Шуңа, маһийәт җәһәттин алғанда бүгүн уйғур деһқанлири билән хитай һөкүмити оттурисидики мунасивәт, йәр игиси билән, униңға яллинип ишләйдиғанлар оттурисидики мунасивәттин ибарәт иди. Әмма биз шәрқий түркистанда сияси вә иқтисади җәһәттә алаһидә имтиязлардин бәһриман болуватқан вә әркин ишләпчиқириш билән шуғуллиниватқан биңтүәнлик хитай деһқанлириниң вәзийитигә қарап бақайли: бүгүн хитайниң рәсмий истатистикилирида, биңтүәнниң омуми нопуси 2 милйон 563 миң 800 нәпәр болуп, шәрқий түркистанниң омуми нопусиниң пәқәтла 13.7 Пирсәнтини тәшкил қилиду, униң игиливалған терилғу йәр көлими 953 миң 900 гектар болуп, уларниң хитайни ашлиқ билән тәминләш мәҗбурийити йоқ. Шәрқий түркистанда иқтисади қиммити юқири болған деһқанчилиқ мәһсулатлирини ишләпчиқириш тамамән уларниң монуполлуқида.
Мәсилән, 2007 - йили биңтүәнниң пахта терилғу йәр көлими пүтүн шәрқий түркистанниң пахта терилғу йәр көлиминиң 50.1 Пирсәнтини, қизилча терилғу йәр көлими 34.4 Пирсәнтини, яғлиқдан терилғу йәр көлими болса омуми терилғу йәр көлиминиң 30.1 Пирсәнтини тәшкил қилған. Әмәлийәттә болса деһқанчилиқта иқтисади қиммити юқири болған мәһсулатлар болса дәл биңтүән монопол қиливалған юқириқи 3 хил мәһсулаттин ибарәт иди.
Хитайниң санлиқ мәлуматлирида көрситилишичә, шәрқий түркистанда бир мо йәргә ашлиқ териған деһқан, йил ахирида тәхминән 300 килограм һосул алиду. Уйғурлар зич олтурақлашқан җәнобий районларда бүгүн бир уйғур деһқанға тоғра келидиған терилғу йәр көлими аран бир мо әтрапида, сән бир йил қан - тәр төкүп бир мо йәрдин алған 300 килограм буғдийиң яки қуниқиңни сетип ронақ тепишиң яки қәд көтүрүшүң мумкинму ? шуңа һазир шәрқий түркистанниң җәнобий районлириға қарайдиған болсиңиз, пүтүн йеза - қишлақларни хитайниң тили билән ейтқанда " ди бав ху " лар, йәни йиллиқ кирими 700 йүәндин төвән болған намрат аилиләр қаплиған.
Хитайниң санлиқ мәлуматлирида, пәқәтла җәнубтики атуш, қәшқәр вә хотән вилайәтлириниң өзидила йиллиқ кирими 700 йүәнгә йәтмәйдиған бир милйон 500 миңдин артуқ төвән киримлиқ намрат аилиниң барлиқи вә буларниң һөкүмәтниң, " ди бав җин " дәп аталған " сәдиқә " сигә тайинип һаят кәчүрүватқанлиқи қәйт қилинмақта. Истансимизниң алдинқи қетимлиқ аңлитишлирида, пәйзиватниң қошават йезилиқ партком секретари ли пәмилилик хитайниң, юқиридин бу йезидики намрат деһқанларға тарқитип берилгән вә уйғур деһқанлири тәрипидин " ди бав пули " дәп аталған " сәдиқә " сиигиму хиянәт қилип, йәп - ичип вә қимар ойнап йоқатқанлиқиға даир хәвәр елан қилинған вә бу һадисә чәтәлләрдики уйғурлар арисида күчлүк ғулғула пәйда қилған иди.
Демәк, мана бу, пүтүн хитайни ашлиқ билән тәминләватқан вә әмма чапини тизидин ашмиған уйғур деһқанлириниң бүгүнки ечинишлиқ вәзийити.
Нөвәттә шәрқий түркистандики пүтүн хитай мәтбуатлири, " аптоном районлуқ партком вә аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң, йеза ислаһатиниң тәрәққиятини илгири сүрүш һәққидики пикри " дәп аталған бу йеңи истратегийилик пиланини бәс - бәстә тәшвиқ қилмақта вә уни қандақтур, " уйғур деһқанлирини ронақ тапқузушниң сиясий әңгүштири " дәп махтап көккә көтүрмәктә. Әмәлийәттә болса бу аталмиш " әңгүштәр " дә, ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш сияситини йәниму чоңқурлаштуруш, йеза асаси қатлам партийә тәшкилатлирини күчәйтиш, йезиларда " қош тиллиқ оқутуш " ни қанат яйдуруш вә уйғур деһқанлириниң сияси еңини юқири көтүрүп, уларниң аталмиш " миллий бөлгүнчи вә қанунсиз диний унсурлар " ға қарши актипчанлиқини ашуруш алаһидә тәкитләнгән болуп, мана бу, уйғур деһқанлирини ронақ тапқузушниң " чарә - тәдбир " лири иди.









