Хитайниң шәрқий түркистанға қарита йеңидин түзүп чиққан ' йеза ислаһат пилани' ға баһа ( 3 )
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2008.12.29
2008.12.29
Бу пиланда, пүтүн хитайни ашлиқ билән тәминләшкә капаләтлик қилиш үчүн, уйғур деһқанлирини буниңдин кейинму йәнә давамлиқ һалда дөләтниң бәлгиләп бәргән пилани буйичә ашлиқ ишләпчиқиришқа йүзләндүрүш, компартийиниң йеза - қишлақларға болған мутләқ һакимийитини күчәйтип, уйғур деһқанлириға қаритилған сияси назарәтчиликни йәниму ашуруш, аталмиш " қанунсиз диний һәрикәтләргә қарши туруш " дегән ниқап билән уйғур деһқанлирини динсизлаштуруш қәдимини тизлитиш, аталмиш " қош тиллиқ оқутуш " вә " қош тиллиқ йәсли бәрпа қилиш " дегән ниқап билән уйғур деһқанлириға вә уларниң пәрзәнтлиригә хитайчини мәҗбурий теңиш арқилиқ уларни ассимилиятсийә қилиш сүритини тизлитиш, " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш " дегән нам билән уйғур деһқанлирини шәрқий түркистанниң хитайлар зич олтурақлашқан шималий вә шәрқий районлириға, шундақла хитайниң ички өлкилиригә сүргүн қилиш вә хитай қайними ичидә уларни еритип йоқитишни әмәлгә ашуруш, " милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш ", " 3 хил күчләргә зәрбә бериш ", " миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш " дегәндәк шоарлар билән уйғур деһқанлириға қаритилған сиясий бесимни пәйдин - пәй ишқа ашуруштәк бир қатар сияси ғәрәз вә мәқсәтләрни өз ичигә алған иди.
Йоқириқиларниң ичидә, " қош тиллиқ оқутуш " сиясити билән, " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш " дегән сиясәтләрни һесабқа алмиғанда, қалғанлириниң һәммиси дегидәк коммунист хитай һакимийитиниң 1949 - йилидин буян шәрқий түркистанда уйғур деһқанлириға қарита йүргүзүп кәлгән өзгәрмәс түп сиясәтлири иди. Башқисини қоюп турайли, бүгүн уйғур деһқанлириниң көп қисми ач - ялиңачлиқ ичидә җан талишиватқан, җәнобий районлардики уйғур деһқанлириниң йиллиқ киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими 1500 йүәнгиму йәтмигән вә милйонлиған деһқан хитай һөкүмитиниң аталмиш " төвән капаләт пули " дәп аталған " сәдиқиси " гә тайинип һаят кәчүрүватқан бүгүнки күндә, хитай һакимийитиниң уйғур йезилирида җиддий қанат яйдуруватқан " қош тиллиқ оқутуш " қа аҗритиватқан ғайәт зор мәблиғи вә бу җәһәттә басқан қәдими йәрлик хәлқниң каллисида түрлүк гуманий қарашларни пәйда қилмақта.
Мәсилән, үрүмчи кәчлик гезитиниң 2008 - йили 2 - айниң 28 - күнидики хәвиридә көрситилишичә, 2007 - йилиға қәдәр, шәрқий түркистанда мәктәпкә кириш алдида турған йәрлик өсмүрләргә қарита тәсис қилинған аталмиш " қош тиллиқ йәсли " ләрниң сани 2982 гә, униңда оқуватқан өсмүрләрниң сани болса 930 миң нәпәргә йәткән болуп, бу хитайчә йәслиләрдә оқуватқан өсмүрләрниң мутләқ көп қисми уйғур деһқанлириниң пәрзәнтлири иди. Йәнә шинҗаң гезитиниң 12 - айниң 22 - күни хәвәр қилишичә, хитай мәркизи һөкүмити билән аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити бирликтә буйилниң ахиридин, келәр йилға қәдәр бир милярд йүән мәбләғ аҗритип, җәнубтики атуш, қәшқәр вә хотән вилайәтлиридики йеза - қишлақларда йеңидин 214 " қош тиллиқ йәсли " қуруп чиқидикән.
Әгәр хитай һакимийити уйғур деһқанлирини хитайлаштуруш мәқситидә илип бериватқан аталмиш " қош тиллиқ оқутуш " қа сәрп қилған зеһниниң вә иқтисадиниң азрақ бир қисмини уларниң игиликини тәрәққи қилдурушқа сәрп қилған болса иди, у һалда уйғур деһқанлири бүгүнкидәк ечинишлиқ һалға чүшүп қалмиған болатти. Демәк, хитай һакимийити тәрипидин уйғур деһқанлириға қарита йеңидин түзүп чиқилған аталмиш " йеза ислаһат пилани " болса сепи өзидин бир мустәмликичилик түсини алған сүмүрүш вә ассимилиятсийә қилип йоқитиш пилани иди.
Ундақта шәрқий түркистан хәлқини, җүмлидин уйғур деһқанлирини һәқиқий йосунда ронақ тапқузушниң вә уларниң игиликини тәрәққи қилдурушниң чариси қайси ? мениңчә буни һәл қилишниң асаслиқ усули төвәндики бирқанчә нуқтиға мәркәзләшкән: биринчидин, хитай һакимийити шәрқий түркистанниң тәбиий байлиқлирини өз алдиға талан - тараҗ қилиш сияситидин ваз кечип, йәрлик хәлқни өз туприқиниң тәбиий байлиқлиридин бивастә нәп елиш салаһийитигә игә қилиши лазим; мәсилән, һазир хитайниң санлиқ мәлуматлирида уйғурларниң омуми нопуси 9 милйон 650 миңдин көпрәк болуп, пүтүн хитайниң омуми нопусиниң бир пирсәнтиниму тәшкил қилмайду.
Әмма, пүтүн хитайниң земининиң 6 дән бир қисмини тәшкил қилидиған шәрқий түркистанда байқалған кан мәһсулатлириниң түри 138 хил болуп, пүтүн хитай буйичә байқалған кан мәһсулатлири түриниң 80.7 Пирсәнтини тәшкил қилиду. Шәрқий түркистанниң нөвәттики нефит запас миқдари 20 милярд 860 милйон тонна болуп, хитай буйичә байқалған нефит запас миқдариниң 30 пирсәнтини тәшкил қилиду. Тәбиигаз запас миқдари 1 тирилйон 300 милярд куп метир болуп, пүтүн хитай буйичә байқалған тәбийгаз запас миқдариниң 34 пирсәнтини тәшкил қилиду. Көмүр запас миқдари 219 милярд тонна болуп, пүтүн хитай буйичә байқалған көмүр запас миқдариниң 40 пирсәнтидин көпрәкини тәшкил қилиду. Бүгүн хитайниң шәрқий түркистандики йиллиқ нефит ишләпчиқириш миқдари 26 милйон тоннидин көпрәккә, тәбийгаз ишләпчиқириш миқдари 2 милярд 103 милйон куп метирдин көпрәккә, көмүр ишләпчиқириш миқдари болса 26 милйон тоннидин көпрәккә йәтти. Башқисини қоюп туруп, пәқәтла юқириқи 3 хил мәһсулаттин елинған пайдиниң 10 пирсәнти йәрлик хәлққә, җүмлидин уйғур деһқанлириға бөлүп берилгән болса иди, бүгүн уйғур деһқанлири пүтүн дуняниң бай деһқанлириға айланған болатти.
Һазир шәрқий түркистанда шәһәр нопуси омуми нопусниң 61.8 Пирсәнтини тәшкил қилсиму, әмма уйғурларниң 85 пирсәнтидин көпрәки йеза - қишлақларда яшап кәлмәктә. Йәни, уйғур деһқанлири мәсилиси болса, маһийәттә уйғурлар мәсилисидин ибарәт. Шуңа бу земинниң бир түп гүл - гиясиға қол тәгкүзгиниңдиму, бу тупрақниң һәқиқий игилири һесабланған уйғур деһқанлириниң разилиқи вә ризасини елишиң, уни өстүрүп пәрвиш қилған инсанниң һәққини беришиң лазим. Иккинчидин, хитай һакимийити уйғур деһқанлириниң түп мәнпәәтлиригә бивастә зиян селиватқан биңтуәнни әмәлдин қалдуруп, терилғу йәр вә су мәнбәси җәһәттә қайтидин тәңшәш елип бериши лазим. Чүнки хитайниң кейинки бир қанчә йилдин буян, " биңтүәнни қайтидин истратегийилик орунлаштуруш " дегән нам билән, биңтүәнниң шәрқий түркистанниң шималий вә шәрқий районлиридики девизийә вә түән - мәйданлирини җәнобий районларға йөткәп орунлаштуруш сияситиму, бүгүнки күндә уйғурлар зич олтурақлашқан җәнуби районларда терилғу йәр вә су йетишмәслик сәвәбидин уйғур деһқанлири арисида ешинча әмгәк күчлириниң дәриҗидин ташқири көпийип кетишигә сәвәбчи болған асаслиқ амилларниң бири иди.
Мәсилән, һазир биңтүәнниң омуми нопуси 2 милйон 584 миңдин көпрәк болуп, тәркибидә 14 девизийә вә 175 деһқанчилиқ вә чарвичилиқ түән - мәйдани бар. Илгири бу түән - мәйданлар асасән уйғурлар бираз тарқақ олтурақлашқан шималий вә шәрқий районларда орунлашқан иди. Бу районларниң терилғу йери кәң, су мәнбәси мол, йәнә келип бозйәр ечиш имканийити зор болғини үчүн, шу районлардики йәрликләргә анчә чоң бир хәвп йәткүзмигән иди.
Әмма бундин 2 - 3 йил бурун хитай мәркизи һөкүмити, " биңтүәнни қайтидин истратегийилик орунлаштуруш " дегән шоарни көтүрүп чиқип, биңтүәнниң көплигән түән - мәйданлирини уйғурлар зич олтурақлашқан, әмма терилғу йәр қис, су мәнбәси кәмчил, бозйәр өзләштүрүш имканийити болмиған җәнобий районларға пилансиз һалда йөткәшкә башлиди. Буниң билән, җәнобий районлардики тарим дәряси вә шуниңға охшиған асаслиқ дәря, көл - еқинларниң контроллуқи тамамән биңтүәнниң қолиға өтти. Буниң билән җәнобий районлардики уйғур деһқанлири йеңи әмгәк күчлири үчүн бозйәр ечиш уяқта турсун, суниң қислиқи түпәйлидин һәтта мәвҗут терилғу йериниму қақаслиққа айландуруп қойди. Һазир биңтүәнниң йәрлишиш хәритисигә қарайдиған болсақ, униң түән - мәйданлири шәрқий түркистандики 14 вилайәтниң һәммисигә вә бу вилайәтләргә тәвә 69 наһийигә тарқалған болуп, демәк, шәрқий түркистанниң һәр бир булуң - пушқиқи биңтүәнниң бивастә дәхил - тәрүзигә учриған.
Ундин башқа йәнә ,хитай һакимийити уйғур деһқанлириниң игиликини тәрәққи қилдурушта, уларға қаритип келиватқан "пиланлиқ ишләпчиқириш" сияситидин ваз кечиши, әгәр уйғур деһқанлириға истратегийилик ашлиқ ишләпчиқириш вәзиписини йүклигән тәқдирдиму, ашлиқ ишләпчиқарғучи деһқанларға худди демократик әлләргә охшаш риғбәт мәблиғи тарқитиш, баҗ - селиқни кәчүрүм қилишқа охшаш етибар бериш сиясәтлирини йолға қоюши, уйғур деһқанлири яшаватқан муһитта ечилған нефитлик, газлиқ вә башқа завут, кан - карханиларға ишчи қобул қилишта авал йәрлик деһқанларға етибар бериши, йәрлик санаәт вә қол һүнәрвәнчиликни қоғдиши лазим.
Шуниму етирап қилиш лазимки, кейинки йиллардин буян идарә - җәмийәтләрдә, завут, кан - карханиларда ишләватқан уйғурларниң иқтисади кириминиң һәссиләп ешиватқанлиқи бир әмәлийәт, әмма улар пүтүн уйғурларниң пәқәтла 4 - 5 пирсәнтини тәшкил қилмақта, шуңа буни қандақтур уйғурларниң иқтисадиниң ронақ тепиватқанлиқиниң ипадиси дәп тәшвиқ қилиш болса әмәлийәттә сияси алдамчилиқтин башқа нәрсә әмәс, уйғур миллитиниң ронақ тепиватқанлиқини яки заваллиққа йүз тутуватқанлиқини өлчәштә, алди билән уйғур хәлқиниң мутләқ көп қисмини тәшкил қилған вә бу милләтниң асаси мәдәнийитигә вәкиллик қиливатқан уйғур деһқанлирини өлчәм қилиш лазим!









