Америка, җуңго мунасивити синаққа дуч кәлдиму ?

Йеқиндин бери мәтбуатларда юқириқидәк мавзуларда вә башқа мавзуларда нурғунлиған мақалиләр йезилди. Америка ‏ - җуңго мунасивити америка үчүнму, җуңго үчүнму муһим дипломатик мунасивәт болғаннииң сиртида, пүтүн дуня диққәт қилип туридиған, болупму уйғурлар көпрәк диққәт қилидиған интайин сәзгүр дипломатик мунасивәттур.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.01.25
Obama-we-Xu-jintaw-xitayda-doletlik-ziyapette-305.jpg Сүрәт, 17‏ - нойабир күни, хитай президенти ху җинтав, президент обамани хитай хәлқ сарийида дөләтлик зийапәт берип күтүвалған болуп, көрүнүштә, улар тамақ үстилигә олтурушмақта.
AFP Photo

Йеқиндин бери америка, җуңго мунасивити йеңи, бәлки қизғин бәлки нормал яки бинормал зиддийәтләргә кирип қалғандәк көрүниду. Бу тоғрида хитай тәтқиқатчи ву пән, илим ғәзниси "явру асия гуруһи" тәтқиқатчилириниң пикирлиридин нәқил кәлтүрүп, "бу йил дуняда йүз беридиған 10 түрлүк хәтәрниң бери, америка билән җуңгониң зиддийәтлик тоқунуши икәнликини, җүмлидин өткән йил 12 - айда копинһагинда һава килимати тоғрисида ечилған йиғинда башланған зиддийәттин нөвәттә икки дөләт оттурисидики сода сүркилишигичә, хәлқ пули курси, ташқи пировут мәсилисидин тартип, тәйвәнгә қорал - ярақ сетип беришкичә, ахирида тибәт вә шинҗаң (уйғуристан) мәсилисигә мунасивәтлик зиддийәтләргичә буларниң һәммиси дәл мушу пәйттә гәвдилинип оттуриға чиқти" дәп көрсәтти.

Америка, җуңго мунасивитидә, президент обама вәзипигә олтурған бир йилдин бери, барлиқ кучини ишқа селип, хитай һакимийити билән мунасивәтни яхшилашқа тиришти. Шуниң үчүн һәтта җумһурийәтчиләр партийисиниң тәнқидигә, һәтта либиралистларниң тәнқидигә учриғандәк болди. Бирақ, президент обама сабиқ президент килинтүнға охшаш "америка, җуңго мунасивити истратегийилик шериклик мунасивити" дәпму оттуриға қоймиди, яки сабиқ президент буш әпәндигә охшаш "америка, җуңго мунасивити риқабәтчилик мунасивити" дәпму оттуриға қоймиди. Лекин президент обама, икки дөләтниң мунасивитини яхшилашқа изчил тиришип, шу арқилиқ америкиниң дипломатийә мәсилилирини вә дуняниң мәсилисини һәл қилмақчи болди.

Һава килиматиниң иллип кетиши мәсилиси дуняда әмдила йеңидин оттуриға чиққан мәсилидур. Бирақ, енергийә мәсилиси кона мәсилә булуп, хитайниң енергийә пилани немә, бу пилан йәнә қандақ өзгириши мумкин? һә дегәндә көмүрни аилиләрдә йеқилғу қиливәргили болмайду, енергийә елишқа йәнә башқа мәнбәләр йоқ, мустәмликә уйғүристанниң енергийә мәнбәлириму тәләпни қандуралмайду, ядро енергийиси мәсилиси оттуриға чиқиду, шамал кучи, қояш нури енергийиси қатарлиқ мәсилиләр чоқом оттуриға чиқиду. Бу әһвалларни хуласилиғанда, америка, җуңго икки дөләт оттурисида зиддийәт пәйда қилғучи өзгә мәнбәләрдин башқа, енергийә елиш билән муһитниң саплиқини қоғдаш мәсилиси пикир қилишқа тегишлик муһим саһәләрниң бери болуп кәлгән.

Бу мавзуда мақала язғучилар америка, җуңго мунасивитини җиддийләштүргән, тәйвәнгә һәрбий қорал - ярақ сетип бериш мәсилисини көпрәк тилға елишти. Бирақ, америкиниң тәйвәнгә қорал - ярақ сетип беришни қарар қилиши хитай һөкүмитигә мәлум болған "тәйвән ишлири мунасивәт қануни" ни йол қойған даиридә елип берилатти. Хитай һөкүмитиниң ала - топилаң көтүрүп ракета синақ қилиш арқилиқ америкиниң тәйвәнгә һәрбий қорал - ярақ сетип беришигә "наразилиқ" билдүрүши, тәртипләр бойичә болғанда бу қетим чекидин ешип кәтти. Бурунларда баянат арқилиқла наразилиқ билдүрәтти.

Шундақ мәсилиләргә асаслинип, америка, җуңго мунасивити 2009‏ - йили башқичирәк мунасивәт болған болса, тәһлилчиләрниң көз қарашлириға асасланғанда америка, җуңго мунасивити 2010 - йили йәнә башқичирәк мунасивәт болидиғандәк көрүниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 27, 2010 08:26 AM

Обама һөкимити кшлик һоқуқ учун әң ﯪли мәнпәтидин ваз кичәләмду ?
Йаки бизму имизгимизни имип отуп китәмдуқ қандақ ?