Иқтисадни тәрәққи қилдуруп, муқимлиқни қолға кәлтүрүшниң йеңи хияли
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.04.30
2010.04.30
<
Йеңи тәпәккур бойичә болғанда, "шинҗаңниң қтисадини тәрәққи қилдуруп, хәлқниң турмушини яхшилап, милли зиддийәтләрни еритип, үзүн муддәткичә шинҗаңниң муқимлиқини шқа ашурар" имиш. Тәпәккурниң бу хил шәклини йеңи тәпәккур дегүчә, муқимлиқни ишқа ашурушниң йеңи хияли дейишкән болса, тоғра болатти.
"Шинҗаң" иқтисадини тәрәққи қилдурушниң усул чарилири немә? иқтисад өз алдиға тәрәққи қилидиған һадисә әмәс, һоқуқ билән қошулуп келип тәрәққи қилидиған һадисидур. Һоқуқ тәшкилләйду, һоқуқ тәқсим қилиду, һоқуқ пиланлайду, һоқуқ әмәлийләштүриду.
Иқтисад һоқуқтин айрилип тәрәққи қилалмайду. Әпсуски, уйғурларниң һоқуқи йоқ.
Мустәмликә уйғур җәмийитиниң һазирқи мәвҗут һалитигә диққәт қилсақ, уйғур йезилириға дадүйҗаң, шавдуйҗаң болған хитай көчмәнлирини қошқанда, уйғур җәмийити оттура әсир җәмийитигә охшашла қуллуқ - қулдарлиқ җәмийәт һалитидә мәвҗут болуп турған җәмийәттур. Уйғур җәмийитиниң иқтисад қурулмиси деһқанчилиқ. Хитайниң санаәт торлириға хам әшя ишләпчиқириш вә пишшиқлап ишләнгән хитайниң санаәт мәһсулатлирини әң төвән иҗтимаий сетивелиш сәвийисидә туруп стимал қилиш. Мана бу һазирқи заман уйғур җәмийитиниң риял һалитидур.
"ярдәм" қилғучи хитайлар бу җәмийәтниң қайси тәркиплиригә "ярдәм" қилиши мумкин? уйғурларға йиник санаәт, еғир санаәт торлирини қуруп бериши мумкинму? һазирқи тил билән ейтқанда, йеза - базар карханилирини қуруп бериши мумкинму? мутләқ мумкин әмәс.
Һәтта истибдатлиқ, әқиллиқ уйғурлар оттуриға чиқип, бир ишниң йолини тутқан болса, хитайниң қолидики банка системилири уларға банкидин инавәтлик қәрз бериши мумкинму? хитай мустәмликичилири мустәмликә уйғуристанда йеза игиликигә мәбләғ селип, уйғурларни бейитишни, уйғурларға параванлиқ яритип биришни көздә тутамду? мутләқ мумкин әмәс.
Хитайниң бу қетимқи пилани хитай мустәмликә аппаратиниң һоқуқ шәкиллирини - армийә, сақчи, қораллиқ сақчи, әдилийә аталмиш қанун, биңтүән, хитай көчмәнлири йәни хитай мустәмликә һакимийитиниң запас калони мәсилисини чиң тутуп күчәйтиш, уйғүрларға миллий һөкүмранлиқ қилишниң шәклини кона мустәмликичиликниң қурулмиси ичидә күчәйтип, уйғур ишләпчиқириш кучлириниң хам әшя ишләпчиқиришини, хитай санаәт мәһсулатлирини истимал қилиш билән бирләштүрүп, сияси, иқтисади зулум шә киллирини техиму күчәйтип, уйғүрларниң мәнивий сәвийиси, мадди қепинишниң дәриҗисини интайин төвән сәвийидә тутуп, уйғурниң идийиви ойғинишини иптидаий бих һалитидә тунҗуқтуруш, хитайниң хияли билән бирләшкән, иқтисадни тәрәққи қилдуруп муқимлиқни қолға кәлтүрүш тәпәккуриниң йеңи дәвирдә баш көтүрүши болуп һесабланди.
Буниң үчүн, хитай мустәмликичилири мустәмликә уйғүристанға мәбләғ салғучи хитай ширкәтлиригә асанлиқ туғдуруп беридиған төмүр йол қурулуши, һава йоллири қурулушини күчәйтишкә башлиди. Қатнаш йоллиридин пайдилинидиғанлар - һәрбий калонна вә хитай көчмәнлири калоннсидин ибарәт икки хил кучтур.
Бу пиланниң алдинқи қәдими орнида қәшқәр кона шәһәр чеқип түзләнди, ғулҗа шәһәр хәлқи сәһраларға қоғланди, корла шәһири хитайлаштурулди, пичан, турпан хитай көчмәнлириниң нефит, тәбиий газ ишләпчиқириш санаити базисиға айландурулди. юқириқи тәрәққи қилдуруш сиясәтлиригә маслаштуруп, уйғур тилини вә уйғур мәдәнийитини сестимилиқ йоқитиш, пиланлиқ туғут, қолға елиш, өлүм җазаси бериш арқилиқ уйғүрларни сестимилиқ йоқитиш, уйғур зиялийлири, оқутқучилар, уйғур кадирлирини хизмәт орунлиридин қоғлап чиқириш, көчмән хитайларни шәһәрләштүрүш, уйғурларни сәһралаштуруш бу қетимқи "шинҗаң" хизмәт йиғининиң йошурун вә ашкара пилани болуп бәлгиләнди.
Уйғурлар үчүн ейтқанда, давамлиқ ойғиниш - давамлиқ қаршилиқ көрситиш, иқтисади җәһәттә қәд көтүрүш, сияси җәһәттә қәд көтүрүштин ибарәт бир милләткә удум болған күрәш шәкиллири ичидә һазирқи заманға хас болған уйғурлар ниң ойғиниши, һазирқи күндә "шинҗаң" мәсилисини һәл қилишниң йеңи тәпәккур шәкли болуп қалди.