'Америка, җуңго кишилик һоқуқ сөһбити дипломатик оюн'му?

-- Алақидар мәтбуатлар 5 - айниң 13 - вә 14 - күнлири, америка,җуңго икки дөләт вашингтонда кишилик һоқуқ сөһбити өткүзиду, дәп хәвәр тарқатқандин кейин, җуңгода кишиләр бу сөһбәткә юқири дәриҗидә диққәт ағдурди вә үмид бағлиди, әмма мән, бу иштин гуманлинимән, дәйду‏ -- "бошүн тор бети"гә "америка, җуңго икки дөләтниң кишилик һоқуқ сөһбити бир мәйдан оюн" мавзулуқ мақалә язған бейҗиңлиқ язғучи гав хуңмиң әпәнди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.05.14

Униң көз қарашлири төвәндикичә:

1 - Җуңго һөкүмити кишилик һоқуқ сөһбитини дипломатик оюн дәп қарайду. 2 - Җуңгода кишилик һоқуқ мәсилиси, җуңгониң ички мәсилиси болуп, җуңго һөкүмити һәр қандақ вақитта җуңгониң кишилик һоқуқ мәсилисини, дипломатик мәсилә, бу тоғрида америка һөкүмити билән сөһбәт елип баримиз дәп, қаримайду.

Америкида кишилик һоқуққа көңүл бөлүш, конкрет ейтқанда, һәр бир инсанниң қәдир - қиммити мәсилисигә көңүл бөлүш, америкиниң мустәқиллиқ хитабнамиси җакарланған күндин башлап башланған иди. Бир дөләттә кишилик һоқуқ мәсилиси мәвҗутла болидикән, башқа дөләтләрниң иккинчи бир дөләтниң кишилик һоқуқ мәсилисигә арилашқанлиқи һәргизму бир дөләтниң ички ишлириға арилашқанлиқ һесабланмайду. Униң үстигә 1999 - йили вашингтонда чақирилған 40 дөләт йиғинида "кишилик һоқуқ игилик һоқуқтин әла" нәзәрийиси оттуриға қоюлуп, б д т ниң сабиқ катипи кофии аннанму бу чақириқни қобул қилған иди.

Шуңа, америка һәр йили җуңгода кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрисида доклат тәйярлиғандәк,җуңгому америкиниң кишилик һоқуқ мәсилилири тоғрисида доклат тәйярлашқа тамамән һоқуқлуқ.

Ғәрб дуняси, сабиқ шәрқи яврупа сотсиялистик әллири билән кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә елишқан, уруштин кейин өтүп кәткән 65 йиллиқ соғақ мунасивәтләр уруши тарихини, иккиләнмәй кишилик һоқуқ үчүн көрәш қилиш тарихи дейишкә болиду.

Ялта йиғинида шәрқи яврупа сабиқ советләргә беқинди қилип берилгән. Соғақ мунасивәтләр уруши дәвридә сабиқ советләрдә кишилик һоқуқ қәһримани сахароп оттуриға чиқти, сабиқ сотсиялистик дөләт полшада вависа оттуриға чиқти, сабиқ чех - селовакийидә васлав хавел оттуриға чиқти, җәнубий африқида мандела оттуриға чиқти. Бу кишиләр 20 - әсирниң ахирида дуняниң сияси қияпитини өзгәртивәтти.

Бу кишиләр әйни чағда америка хәлқиниң вә ғәрб дунясиниң қоллишиға еришкән. Америка вә башқа ғәрб дөләтлири сабиқ советләр вә башқа шәрқи яврупа дөләтлири билән кишилик һоқуқ сөһбити өткүзүп, юқириқи паалийәтчиләрниң паалийәт маканини вә җисманий бихәтәрликини қоғдап қалған. Америка қошма штатлири һөкүмитиниң мустәбит сотсиялистик дөләтләр билән елип барған кишилик һоқуқ сөһбити сизниң нәзириңиздә "дипломатик оюн" болуп қалған болса, бизниң нәзиримиздә дипломатийә саһәсидики күрәш иди, гав хуңмиң әпәнди.

"Җуңго кишилик һоқуқ сөһбитини нәзәргә илмайду" яки сиз дегәндәк, "дипломатик оюн "дәп қарайду. Лекин чиңиға чиққанда, вақти кәлгәндә бу "дипломатик оюн"ниң немидин дерәк беридиғанлиқини җуңго обдан чүшиниду.

Америка авази радиосиниң хәвәр қилишиға асасланғанда, америкиниң муавин дөләт ишлар катипи ситан берг әпәнди, 5 - айниң 11 - күни мөлчәрләп, йәнә икки һәптидин кейин бейҗиңда өткүзүлидиған америка,җуңго истратегийилик сөһбити вә иқтисад сөһбити"дә муһакимә қилинидиған мәзмунлар... Кишилик һоқуқ, диний етиқад әркинлики қатарлиқ мәсилиләр дәп көрсәткәндә, бәзи ядролуқ мәсилиләр җүмлидин тәйвән бихәтәрлики... Җуңго һөкүмити далай лама билән бир җуңго рамкиси ичидә сөһбәт қуруши... Тибәт мәсилисини һәл қилиш үчүн учришишниң зөрүрлүки тәкитлиниду дәп көрсәтти.

Шундақ, гав хуңмиң әпәнди, шуниңға ишинишиңиз керәкки, сиз вә биз кишилик һоқуқ уқумлириниң кона вә йеңи тәбирлирини өгинип әтрапимиздики риал һадисиләргә баһа берип олтурғанда, әпәндим тәкитләймән, тарих башқа бир йол билән меңип келиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.