'Адәмләрни қутулдуруңлар, балиларни қутулдуруңлар'
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.05.18
2010.05.18
Коммунистлар, 1950 - йилидин 1980 - йилларғичә 30 йил ичидә "җуңго коммунистлири җуңгоға аләмшумул өзгириш елип кәлди"дәп товлашти. Бундақ товлашниң бир хил әпсанә, һәтта сияси әпсаниму болалмиған әпсанә икәнликини 30 йиллиқ паҗиәләрниң әмәлийити пүтүн җуңго пуқралириға көрсәтти.
Язғучи лушүн, хитайниң тәбиитини, хитайниң характерини озгәртишкә пүтүн өмрини сәрп қилди, өзгәртәлмиди. Җуңго коммунистлири җуңго җәмийитигә аләмшумул өзгириш елип кәлмиди, пәқәт җяң җешиниң орниға мавзедуңни елип кәлди халас. Җуңгода йүз бәргән барлиқ инқилабниң мәқсити һәргиз җәмийәтниң мәниви қияпитини өзгәртишни әмәс, бәлки пәқәт адәм өлтүрүшни инқилабниң мәқсити қилип кәлгән. язғучи лушүн бу тоғрида "бир орундуқни орнидин йөткәш үчүн җуңгода һесабсиз қан төкүлиду, лекин орундуқ йәнила орнидин йөткәлмәйду" дәп көрсәткән. Һесабсиз қан төкүлди, җуңгода йәнила орундуқ орнидин йөткәлмиди. 1989 - Йили феодал сотсиялизм тйәнәнмен мәйданида балиларни йәп кәтти. 1990 - Йили хитай феодал мустәмликичиләр барин йезисида уйғур балиларни йәп кәтти. 1997 - Йили ғулҗа шәһридә уйғур балиларни йәп кәтти. 2008 - Йили лхасада тибәтлик балиларни йәп кәтти. 2009 - Йили үрүмчи шәһридә уйғур балиларни йәп кәтти....
Әзәлдин җәмийәтниң иҗтимаий, сияси зиддийәтлирини башқиларға яки пүткүл җәмийәткә иттирип қоюп, өзиниң сияси һакимийитини тәһдиттин сақлап қелишқа адәтләнгән хитай рәңвазлири хитай җәмийитиниң зиддийәтлирини тибәтләрниң үстигә иттирмәкчи болуп мәғлуп болди. Зиддийәтләрни уйғурларниң зиммисигә иттирип қоймақчи болғанда, охшашла мәғлуп болди. Әмди сәддичинниң ичидә иҗтимаий, сияси зиддийәтләр йәнә гәвдилик оттуриға чиқишқа башлиди.
Лушүн әпәнди"адәмләрни қутулдуруңлар!" дәп товлиған болса, лю шинву әпәнди "балиларни қутулдуруңлар!" дәп товлиған болса, қутулдуралмиди. Ахири җуңгода мавзедуң, диң шавпиң, җяң земин, ху җинтав қуруп чиққан феодал сотсиялизм балиларниму, адәмләрниму йәп кәтти.
2010 - Йили 5 - айниң 17 - күни бүйүк ира тор бети мундақ хәвәр қилди: бир йерим ай вақит ичидә фуҗйәнниң нәнфиң шәһиридә, гуаңдуңниң җенҗяң шәһиридә, гуаңшиниң лявҗу шәһиридә, гуаңшиниң хефу наһийисидә, җяңсуниң тәйшиң шәһиридә, сәндуңниң хуәйфаң шәһиридә, шәншиниң нәнҗең наһийисидә 80 нәпәрдин артуқ кичик бала - йәслидики балилар, башланғуч мәктәптики балилар чанап өлтүрүлди" дәп көрсәтти, "шәйиләр чәккә йәткәндә, өзиниң әкс тәрипигә өзгириду..." Дәп язди аптор мақалисидә.
Хитайниң вақитлиқ һөкүмити алаһидә обзорида мундақ товлиди: "сақлап турғанда чиқиш йоли болмайду... Коммунистлар тоғрисида хам - хиял қилсаң, һечқандақ нәтиҗә бәрмәйду ... Пәқәт һәрикәт қоллинип, шиддәтлик һәрикәт қоллинип, әркинликни қолға кәлтүрүш бу нәтиҗидур. Җуңго хәлқи, йәнә күтүп турушқа болмайду! һоқуқни хәлқниң қолиға алсақла, җуңгониң кәлгүси тоғрисида үмид туғулиду."
Шундақ, хитай зиялийлириниң бу дәриҗилик кәскин чақириқини һәргиз хата дегили болмайду.