Хитай билән рус шәртнамилиридики уйғуристан
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2009.06.02
2009.06.02
Уруш мәзгилидә сабиқ советләр билән хитай гоминдаң һөкүмити 1945 - йили москвада "җуңго - совет шәртнамиси" ни имзалиғандин кейин, 1947 - йили 5 - айниң 20 - күни сабиқ советләр һөкүмити хитай коммунистлири билән харбин шәһиридә"харбин шәртнамиси"ни имзалиди. 1948 - Йили йәнә, сабиқ советләр һөкүмити хитай коммунистлири билән" москва келишими" имзалиди:
1. Һәрбий вә дипломатийә җәһәттә совет тәрәп хитай коммунистлирини омумйүзлүк қоллайду.
2. Хитай тәрәп, советләрниң шәрқий шималда қуруқлуқ вә һава қатнаш җәһәттә имтиязға игә болушини етирап қилиду.
3. Гоминдаң армийиси қуруқлуқта хитай коммунистлар армийисигә һуҗум қилидиған болса, советләр армийиси хитай коммунистлар армийиси билән мәхпий һәмкарлишиду.
4 . Хитай коммунистлири,советләр тәрәпни хитай гоминдаң партийисиниң вә америкиниң ахбарати билән тәминлиши керәк.
5. Шәрқий шималниң истратегийилик пахта, пурчақ мәһсулатлири пүтүнләй советләргә йөткилиши керәк.
6. Совет тәрәп, хитай коммунистлириниң шинҗаңда куч вә тәсирини кеңәйтишигә һәмкарлишиду.
7. Лиявниң, әндуң қатарлиқ алаһидә айрилған районларда шималий корийә армийисиниң турушиға рухсәт қилиниду.
8. Хитай территорийисидә кан ечиш һоқуқи җәһәттә,аввал советләрниң кан ечишиға рухсәт қилиниду, хитай - совет бирлишип башқуридиған җуңхва сода шеркитини тәшкилләйду.
9. Советләр шәрқий шимал вә" шинҗаң" да әскәр турғузушқа һоқуқлуқ.
10. Йәнә бир қетим дуня уруши партлап қалса, хитай қизил армийиси, совет қизил армийиси билән мөрини - мөригә терәп көрәш қилиду. Советләр баш қомандан әвәтиду.
11. Хитай - совет бирлишип һава армийиси қуриду.
12. Коммунистларниң йирақ шәрқ ахбарат оргини хитайда қурулиду.
13. явропада йәнә бир қетим дуня уруши партлайдиған болса, хитай коммунистлири 100 миң кишилик йираққа йүрүш қилиш армийиси әвәтип урушқа қатнаштуриду. 1 Милйон кишилик әмгәк кучи әвәтип һәмкарлишиду.
Сабиқ советләр келишим арқилиқ немиләргә еришти?
1. Советләр җуңго қуруқлуқида кан ечиш һоқуқиға еришти.2. Қораллиқ куч билән шәрқий шимални вә" шинҗаң" ни тезгинләш һоқуқиға еришти.
3. Хитай территорийиси советләрниң һәрбий базисиға айландурулди.
4. Хитай пуқралири советләр учүн җәң қилип өлүп бәрсә болидиған болди.
Аҗайип бир иш, 1945 - йили москвада "җуңго - совет шәртнамиси" имзалинип пүтүлгән һөҗҗәттә совет тәрәп" шинҗаң" ниң ички ишлириға арилашмаймиз" дегән туруқлуқ, бу шәртнамида советләрниң" шинҗаң" ни һәрбий куч билән тезгинләш һоқуқиға еришкәнлики немә гәп әмди?
1945 - Йили 8 - айниң 14 - күни москвада имзаланған "җуңго - совет шәртнамиси" 1947 - йили 5 - айниң 20 - күни харбин шәһиридә советләр билән хитай коммунистлири оттурисида имзаланған "харбин шәртнамиси", 1948 - йили советләр билән коммунист хитайлар оттурисида москвада имзаланған "москва келишими", 1950 - йили 2 - айниң 14 - күни москвада сталин билән мавзедуң оттурисида имзаланған "җуңго - совет шәртнамиси" қатарлиқ шәртнамилар арқилиқ, игиси болсиму гәп қилалмайдиған уйғурстан рос билән хитайниң оттурисида бир бағлам қуруқ отундәк уяққа сетилип, буяққа сетилип ахирида хитайға мустәмликә қилип берилди.