Җуңголуқлар ақивәткә игә болаламду - йоқ ?
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.08.10
2010.08.10
Башқа мәнбәләргә асасланғанда, хоңкоңда нәшр қилинидиған "винхуйбав" мундақ хәвәр қилди: "мутәхәссисләрниң қаришичә, авиаматкиниң сериқ деңизға берип маневирға қатнишидиғанлиқи җуңгоға попоза қилиш. Шуниң үчүн, - дейишти мутәхәссисләр, - америкиға агаһландуруш беримизки, кәлгән икәнсән, ақивәткә өзүң мәсул бол!"
Хәвәрләргә асасланғанда, хитай иҗтимаий пәнләр академийиси җәнубий асия тәтқиқат мәркизиниң катипи йи хәйлин мундақ дәпту: " америка деңиз армийиси авиаматкисиниң сериқ деңизға келип һәрбий маневир қилишидин туюқсизлиқ һес қилип кәтмәймиз; һәрбий җәһәттә җуңгоға тәһдит шәкилләндүрүшидинму әнсирәп кәтмәймиз; чүнки, бир тәрәптин америка җүрәт қилалмайду, йәнә бир тәрәптин җуңгониң авиаматкиға тәһдит пәйда қилалайдиған усуллири бар."
Йи хәйлин "нөвәттә әң муһим һалқилиқ мәсилә шуки, җуңго, америкилиқларниң келимән десә келидиған, кетимән десә кетидиған адәт йетилдүрүвелишиға йол қоймаслиқи керәк; бундақ һәрикәтниң дәриҗисини көтүрүп, америка билән җуңго оттурисидики бир мәсилигә айландуруп, шуниңдин кейин бу мәсилиләрдин пайдилинип җуңгоға попоза ишлитишкә техиму йол қоймаслиқ керәк" дегәнмиш.
Йи хәйлин йәнә мундақ дегән: "әгәр өткән қетим америка авиаматкисиниң сериқ деңизға киргәнлики мәсилисини көп ойлап кетәлмигән болсақ, ундақта бу қетим авиаматка сериқ деңизға кирип һәрбий маневир қилмақчи болған бу вәқәниң характери пүтүнләй өзгирип кәтти. Җуңго, америкиға чүшәндүрүп қоюши керәкки, кәлгән икәнсән, ақивитигә өзүң мәсул бол!"
Оһой! йүрики қаптәк барму немә, маву хитайниң !
Һөрмәтлик җуңголуқ мутәхәссисләр, һәрбий адәмләр, һөрмәтлик җуңнәнхәй! силәргә әмди алдиңлардин, йениңлардин, һәтта кәйниңлардин ярдәм беридиған сталин йоқ. Һәрнемә қилсаңлар, һәр һалда диққәт қиларсиләр! җуңголуқлар, корийигә 3йүз миң кишилик әскәр чиқарғанда, ялуҗяң дәрясиниң бойиға һава армийиси базиси қурувелип, җуңгониң пидаий қисимлириға ярдәм берип америкиниң һуҗумидин қоғдап қалған сталин йоқ! җуңголуқлар, вейтнамға мәхпий әскәр чиқирип америка армийисигә қарши уруш қилғанда һәрби қорал - ярақ йәткүзүп бәргән берижниф вә косигинлар йоқ!
1996 - Йили шаңхәйдә хитай мустәмликичилири "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати"ни қуруп уйғурларни бастурушқа пилан түзгәндә, йешил чирақ йеқип бәргән русийиниң сабиқ дөләт башлиқи йилтсин йоқ! һәрнә қилсаңлар, ақивәтни ойлап қоюп, америка деңиз армийисиниң 7 - искадирони сериқ деңизға киргәндә тақабил туралайдиған усулларни ишләтсәңләрму кечикип қалмайсиләр !
Уйғурларға техи җаһан өзгәрмиди, лекин башқиларға җаһан аллиқачан өзгирип кәтти.
19 - Әсирниң 30 - йиллиридин башлап хитайниң явру - асиядики садиқ дости болуп кәлгән чар русийиси, униңдин кейин хитайға дост болуп кәлгән ленин - сталин русийиси пүтүнләй өзгирип кәтти. Әмдиликтә виладимер путин русийиси өзгириватиду. Шуңа 2010 - йили 7 - айниң 23 - күни дөләт ишлар катипи һилари клинтон ханим вейтнамда шәрқий җәнуби асия дөләтлири йиғинда - хенуйда пәйда болған күндин башлап, асияниң һәтта явру - асияниң сияси вәзийити тамамән өзгирип кәтти. Америкиниң истратегийилик йәр шари сиясити асияға йөткәлди. (Шәрт шуки, йәнә алаһидә ишлар күн тәртипкә кирмисила) шуңа диққәт җуңнәнхәй! һәрқандақ мәсилә тинч йол билән, сөзлишиш билән һәл қилинидиған болса, җуңголуқниң сөзи билән әмәлийити бирдәк болидиғанла болса, әхлақ билән әқилниң қобул қилишида һеч гәп йоқ. Америка әзәлдин ақивәткә игә болуп кәлгән дөләт. Җуңголуқлар ақивәткә игә болаламду - йоқ ? мәсилә силәрдә қалди!