Виладимир путин русийиси өзгириватиду
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.08.13
2010.08.13
"Әркин асия радиоси"ниң хитай тили бөлүми 2010 - йили 7 - айниң 23 - күни аңлатқан хәвиридә:" русийә федератсийиси қораллиқ күчлириниң шитап башлиқи 7 - айниң 23 - күни русийә федератсийисиниң қораллиқ күчлири билән натониң һәмкарлиқи йеңи бир басқучқа кирди, русийә армийиси нато билән бирликтә һазирқи заман тәһдитигә ортақ қарши туриду"деди дәп көрсәтти.
Хәвәрни радиониң москвада турушлуқ мухбири җу рин бивастә аңлатқанда, бивастә аңлитиш хәвәрниң чинлиқини техиму ашурғанда бу хәвәргә яндишип йәнә бир хәвәр җиддий оттуриға чиқти. Дәл шу күнләрдә мәсилән, 7 - айниң 23 - күни шәрқи җәнубий асия дөләтлири иттипақиниң хенуйда ечилған нөвәттики йиғинида дөләт ишлар катипи һилари клинтон ханим җәнубий деңиз тақим араллириниң хәлқара қатнаш түгүни икәнликини, һәр қандақ дөләтниң бу аралларға игилик һоқуқ тәлипи қоюлмайдиғанлиқини тилға елип өткәндә, хитайниң ташқи ишлар министири яң җечи дипломатик қоршавниң ичидә қалған иди.
Мухбирниң москвадин тарқатқан бу қетимқи хәвири хитай тили арқилиқ хитай җәмийитигә йитип барғанда, хитай җәмийитиниң сәзгүр, сәрхиллири қатлими немиләрни ойлиғанду? мән ойлаймән, һилари клинтон ханим сөһбәт баянати арқилиқ җәнубий деңиз тақим араллириниң тәвәлик мәсилисини тилға алған охшаш бир күндә, русийә қораллиқ қисимлириниң шитап башлиқи макаропниң юқириқидәк баянат елан қилиши нормал адәмләр буяқта турсун, һәтта җуңголуқ акиюларниму чоңқур ойға салмамду?
Һәптиниң 5 - күни зиярәт үчүн москваға йитип кәлгән нато һәрбий ишлар комитетиниң рәиси билән сөһбәт өткүзүп, макароп мухбирларға:" нато һәрбий ишлар комитетиниң рәиси билән русийә һәрбий тәрәпниң сөһбәт өткүзгәнлики, русийә билән натониң һәрбий ишлар саһәсидә һәмкарлиқиниң йеңи бир басқучқа киргәнликини ашкарилап бәрди, русийә армийиси нато армийиси билән бирликтә дуняниң йеңи вәзийити елип кәлгән йеңи мәсилиләр үстидә издинип, һазирқи дуняниң бихәтәрлики дуч кәлгән тәһдиткә бирликтә қарши турушқа тәйяр"дәп көрсәтти.
"Дуня дуч кәлгән йеңи тәһдит" тоғрисида шитап башлиқи макароп конкрет бир нәрсә демиди. Хәвәрләргә асасланғанда "бу қетим икки тәрәп сөһбәт җәрянида русийә қораллиқ қисимлири рәһбәрлири билән нато һәрбий қисим қоманданлириниң бу йил 5 - айда бирюссилда учрашқандин кейинки һәрбий ишлар һәмкарлиқини хуласилап, кәлгүси һәмкарлиқни техиму конкретлаштуруп, икки тәрәп мунасивитиниң тәрәққияти тоғрисида бир қатар муһим мәсилиләр бойичә пикир алмаштурди." Русийә тәрәп афғанистанда бир гуруппа тик учар айропилан әтрити турғузмақчи болди.
Нато һәрбий ишлар комитетиниң рәиси мухбирларни күтивелиш йиғинида: "нато, русийә қораллиқ қисимлири билән һәмкарлишиш тәйярлиқини пүттүрүп болди" дәп көрсәтти.
Бу һәқтә обзорчилар: "русийә қораллиқ қисимлири шитап башлиқиниң нато қисимлири билән мөрини - мөригә терәп тәһдиткә тақабил туруш тоғрисидики баянати, америка президенти обама билән русийә президенти медвидевниң икки тәрәп мунасивитини қайта яхшилиғанлиқиниң конкрет ипадиси, натониң шәрққә кеңийишигә қарши туруватқан русийә тәрәпниң позитсийисигә селиштурғанда, икки дөләтниң йеқиндин берики мунасивитидә сүпәтлик яхшилинишниң болғанлиқини, буниңдин кейин бир - биригә техиму йеқин туридиған мумкинликниң һазирланғанлиқини көрситип бәрди" дейишти.
"Дуви" тор бети 8 - айниң 3 - күни тарқатқан: "америка, русийә һава қисимлири тунҗи қетим бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәкчи болди" мавзулуқ хәвиридә, "һушяр бүркүт" бәлгилик бирләшмә һәрбий маневир америкиниң аляска шитати һава армийиси қоманданлиқ мәркизидин, русийиниң йирақ шәрқ хабаровиски районидики һава армийә базисиниң маслишип, һәмкарлишип бирликтә һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини көрсәтти. Бу маневир пилан бойичә 8 - айниң 7 - күни өткүзүлди ....
"Дуня дуч кәлгән йеңи тәһдит" шәрқий шимали асияда пәйда болди, йеңи тәһдит "җәнубий деңиз тақим араллири вә ғәрбий деңиз тақим араллирида пәйда болди," йеңи тәһдит "мустәмликә уйғуристанда пәйда болди. Йеңи тәһдит"кә қарши йеңи күчму охшашла бир вақитта нато билән русийә қораллиқ қисимлириниң бирликидә оттуриға чиқти.