Бирлик сәп сияситиниң обйекти ким?
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.08.27
2010.08.27
Җу вичүн мундақ дегәнмиш: "шинҗаңниң бу қетимқи тәрбийә паалийити яхши башлинип, җанлиқ вә хаслиққа игә болуп, басқучлуқ нәтиҗиләр қолға кәлтүрүлүп ..." Қатарлиқ пеиллар, сүпәт сөзләр, риторик сорақлар вә сөз түркүмлиридин тәшкилләнгән җүмлиләр реаллиқта һәрикәт үнүми йоқ, абстракт сөз ибариләрни қураштуруп сөзләнгән нотуқ шәкли, хитайниң сияси турмуш адитидин ейтқанда, партийә догмиси, бизниң тилимиз билән ейтқанда, хитай догмиси һесаблинатти.
Бир дөләтниң йәнә шу дөләтниң қурулма шәклигә уйғун келидиған қанун түзүми болмиса, қанун түзүми болғандиму иҗра қилинмиса, даириләр әтигәндә бир сиясәт, кәчтә йәнә бир хил сиясәт елан қилишқа мәҗбур болиду. Бу әлдә - җуңгода пуқралар қобул қилалайдиған қанун болмиғачқа, даириләр догма сиясәт бәлгиләп, догма тәлим - тәрбийә һәрикәтлирини зораванлиқни арқа терәк қилип йолға қоюшқа мәҗбур болиду.
Җу вичүнниң шуаридики "улуғ вәтән" зади қайси вәтән? җуңго - җуңхва хәлқ җумһурийити, җу вичүнниң улуғ " вәтинидур. Җу вичүн мустәмликә уйғуристанда тәлим - тәрбийә елип бериватиду. Бу вәтәнниң йәрлик хәлқи уйғурлар вә бу милләтниң қериндашлиридур. Мустәмликә өлкә, хитайниң таҗавузчилиқи түпәйли игилик һоқуқи яки һөкүмәт шәклини йоқатқан уйғуристан бүгүн уйғурниң вәтинидур.
Хитайниң мустәмликиси болуп қалған уйғуристанда, җу вичүн қандақ шәкиллик тәлим - тәрбийә елип бариду? тәһлилимизни җу вичүнниң салаһийитидин башлайли! җу вичүн мустәмликә һакимийәт мәркизи комитет бирлик сәп бөлүминиң даимий муавин башлиқи икән. У елип бериватқан тәлим - тәрбийә паалийитиниң обйекти мустәмликә уйғуристан вә бу өлкиниң йәрлик хәлқлиридур. Мустәмликә өлкә шуниң үчүн хитай бирликсәп сияситиниң обйекти болуп қалидуки, хитай түзүп чиққан сахта асасий қанунда мустәмликә қилинған уйғур миллитиниңму һоқуқ субйекти болидиғанлиқи етирап қилинмиғанлиқтин, уйғурлар аталмиш җуңхва хәлқ җумһурийитиниң қанунлуқ пуқралири һесабланмайду. Бу нуқтини һәрбир хитай ичидә билиду. Шуңлашқа уйғурлар хитай бирлик сәп сияситиниң обйекти болуп қалиду.
Җу вичүн мәркизи тәшвиқат министирлиқиниң ярдими вә йол көрситиши арқилиқ мустәмликә уйғуристанға келип, бирлик сәп хизмитиниң еһтияҗи бойичә, догматисларғахас хизмәт усули, тәҗрибичиликкә хас тәлим - тәрбийә усули, мәнпәәтчилик - фирагматисларға хас бирлик сәп нәзәрийиси иҗат қилип, мустәмликә уйғуристанни бирлик сәп даирисидә тутуп турушқа мәҗбур болди.
Уйғурлар, бирлик сәп даирисидин һалқиған һалда алий маарип тәрбийисигә игә болалмайду. Җуңгода маарип тәрбийисиниң мәзмунлири яки мустәмликичилик яки миңә ююш мәзмунлиридин һалқип чиқип кетәлигини йоқ. Уйғурлар, һәрбий маарип тәрбийисигә игә болалмайду, уйғурлар, мустәмликичи һакимийәтниң юқири қатлимида мәртивилик орун туталмайду. Уйғурлар, иқтисади тәрәққият ториниң бир бурҗикидиму туралмайду. Уйғурлар, уйғуристанниң йәр асти байлиқидин һечқандақ нәпкә еришәлмәйду.
Уйғурлар, мустәмликә уйғуристанда хитай көчмәнлири һакимийитиниң һоқуқи, мәниви, мәдәнийәт, қануни мунасивәтләрниң қайси һалқисида қандақ һоқуқлуқ орунни игилигән? йоқ! мустәмликә уйғуристанда уйғурларға мустәмликә қилиш сияситиниң зәрбисигә учраштин башқа иккинчи йол йоқ! шуңа уйғурлар, хитайниң нәзәридә йоқитишқа тигишлик миллий етник гуруппа болуп қеливериду.
Йеқинқи аламәтләрдин қариғанда, хитайниң чоң дөләт болуш чүши, җәнубий деңизда кеңәймичилик қилиш чүши, һәтта уйғуристандин чиқип кавказ, каспи деңизиғичә кеңәймичилик қилиш чүши пүтүнләй суға чилашти. Шуңа вәзир вин җябав кәйни - кәйнидин демократик сияси ислаһат тоғрисида зәйтун шехини пулаңлитишқа башлиди.
Навада хитай һөкүмити хемиға йенип, дөләтләр қатарида хәлқарада бир дөләтлик орнини сақлап қалимән десә, у һалда җу вичүн әпәнди шуарини өзгәртип: "вәтиниңларни қизғин сөйүңлар, мустәмликичилик түзүмини бекар қилиңлар, уйғуристанда мустәқил дөләт қуруңлар! " дегән болса, бундақ шоарни пүтүн уйғур хәлқи вә дуня җамаити қарши алған болатти.