'Бөри кәлди десә ким ишиниду?'
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.09.10
2010.09.10
Хитайда һәр хил намлиқ тор бәтлиридә, чәтәлләрдә хитай тилида нәшр қилинидиған һәр қайси тор бәтлиридә, вин җябавниң шенҗенда нотуқ сөзлигәндә,: "иқтисади түзүлмә ислаһатини йолға қоюпла қалмай, сияси түзүлмә ислаһатиниму йолға қоюшимиз керәк" дәп еғиздин чиқарған бир җүмлә сөзи баш бәтләргә қоюп елан қилинди ... Нурғун алқишлар яңритилди ... Нурғун кишиләр илһамланди ... Нурғун кишиләр бу бир җүмлә сөзниң мәнисини йәшмәкчи болди ... - Дәйду аптор шяв каң. Аптор һәм өзиму бу һәрикәттин әнсирәп, вин җябавниң бу қетимқи нутқи, йәнә бир қетим "бөри кәлди "дегәндәк болуп қалмисун йәнә дәп көрсәтти.
Вин җябав "маарип ислаһати" тоғрисида сөзләп, техи лайиһә оттуриға қоя - қоймайла маарип ислаһати мәғлуп болди. Бу адәм сәһнә алдида чуқан селиватқанда ... Төвәндә адәмләр униң мәғлуп болғанлиқини җакарлиди.... Вин җябав тоғрисида дәйду аптор, - икки хил көз қараш бар, бир хил кишиләр вин җябав рәқиплиригә қарши турмақчи болуватиду, лекин күчи йоқ дейишсә, иккинчи хилдики кишиләр вин җябавни у алдамчилиқ қиливатиду, дейишиду.
Җуңгода қизиқарлиқ пуқралар яшайдикән, вин җябавниң түзүлмә ислаһати елип бериши ялған, алдамчилиқ қиливатқини раст, түзүлмә ислаһати дегән немә?
Сотсиялизм түзүмини демократик түзүмгә өзгәртиш дегәнликтур. Бир партийилик сияси түзүмни көп партийилик сияси түзүмгә өзгәртиш дегәнликтур. Пуқраларға сайлаш - сайлиниш һоқуқи бериш вә асасий қанунни өзгәртиш дегәнликтур. Сайлам қануни түзүп чиқиш, сайлам қануни вә асасий қанунни хәлқниң мақуллуқидин өткүзүш дегәнликтур. Уйғур, тибәттәк милләтләргә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи бериш дегәнликтур. Сияси таллаш һоқуқи бериш, мәтбуат һоқуқи бериш, мәтбуат, нәшрият органлири тәсис қилиш һоқуқи бериш дегәнликтур. Пуқраларға йәргә игидарчилиқ қилиш һоқуқи бериш, хусусий мүлүккә вә йәргә мүлүкчилик һоқуқи йүргүзүш һоқуқи бериш дегәнликтур.
Қисқиси коммунистик партийиниң намини болсиму өзгәртип немә куңзичилар партийиси дәмду, гелавхуйчилар партийиси дәмду яки ваң хешаң партийиси дәмду, әйтавур җаң партийиси дәмду, ху партийиси дәмду, бир немә дәп, җуңго пуқралирини 60 йилдин бири қабаһәтлик чүш көрүватқан уйқусидин ойғитиш - мана бу һәқиқи мәнидики түзүлмә ислаһати дегәнликтур.
Қайси хитай буниңға мақул дәйдикина, қизил коммунист хитайму яки тәйвәндә ақирип кәткән гоминдаңчи хитайму? төмүр давамәтниң сөзи билән ейтқанда "ахмақ болмаңлар ағиниләр!" шундақ ахмақ болмаңлар, җуңгони пәқәт "шинхәй инқилаби"ла қутқузалайду.
Хитайни манҗуларниң миллий һөкүмранлиқидин қутулдурған "шинхәй инқилаби" җуңгода йәнә бир қетим көтүрүлсә, һазирғичә синипму болалмиған, милләтму болалмиған, пәқәт пуқраларни сүлүктәк сүмүрүп йәватқан, мәнпәәт бабида бир - бириниң көзини чоқушуватқан, бир түркүм хиянәтчи, парихор хитай әмәлдарлар һакимийитини үзүл кесил йимирип ташлайдиған йәнә бир қетимлиқ шинхәй инқилаби көтүрүлгәндила андин җуңгода йәнә немә, хитайчә демократийә дегәндин сөз ачқили болиду.
"Бөри кәлди", вин җябав "бөри кәлди" десә, һечким ишәнмәйду. Һәқиқий бөри кәлгәндә яки "шинхәй инқилаби" йәнә бир қетим йитип кәлгәндә, һәқиқий бөри йитип кәлгән болиду.
Хитай пуқралириниң турмушида мадди мәнпәәт еңи билән мәниви мәнпәәт еңи оттурисида зиддийәт, тоқунуш барму - йоқ?
Җуңголуқта һазирғичә мәниви мәнпәәт еңиниң йетилишигә хитай коммунистлири йол қоймиған әһвалда, җуңголуқлар, мавзедуң идийиси, төт принсип дәйдиған нәрсиләрни көтүрүп йүрүштин қутулалмиди. Җуңголуқниң мадди мәнпәәт еңи болғандиму, лекин мадди мәнпәәт қарашлириму чәклимигә учриғанлиқтин бир қача умачқа бағлинип қалған аң, умач усқан қачиниң кәйнидә йәнә немә бар дәп соал қоюшқа мумкинлик бәрмиди. Мәсилән, иптидаий капитализм дәвридә мадди мәнпәәт еңи ойғанмиған, һоқуқи мәнпәәт еңиму ойғанмиған бир милләтниң иҗтимаий муһитида һәқиқий сияси ислаһатниң йүз бериши мумкинму?
Түзүлмә ислаһати қаяқтин келиду? аммиви характерлик түзүлмә ислаһати аввал мәниви азадлиқни шәрт қилиду. Омумлашқан әнәниви идийиләрни парчилаш мәниви азадлиқниң иқтидариға бағлиқтур. Әнәниви идийиләр кәм - күтисиз мукәммәл һаләттә турғанда, мәниви азадлиқ дегәндин сөз ачқили болмайду. Җәмийәт бекинмә һаләттә - өзигә - өзи йетәрлик һаләттә турғанда, мәниви азадлиқтин сөз ачқили болмайду. Шундақ җәмийәттә адәмләр башқа бирсиниң тәпәккури бойичә, башқа бирсиниң сияси мәнтиқиси бойичә һәрикәт қилишқа мәҗбур болған җәмийәттә, мәниви азадлиқтин сөз ачқили болмайду, әркинлик роһини йоқитип қоюш - шәхсниң шәхс болалмаслиқиниң, җәмийәтниң җәмийәт болалмаслиқиниң түпки сәвәбидур. Бундақ җәмийәттә сияси түзүлмә ислаһатидин сөз ачқили болмайду.