" Хитай коммунистлириниң ирқий йоқитиш җинайитигә нәзәр"

2008‏ - Йили 9‏ - айниң 17‏ - күни бүйүк ира тор бетигә мақалә язған тав җүн әпәнди "зәһәр селинған сүт парашокидин хитай коммунистлириниң ирқий йоқитиш җинайитигә нәзәр" мавзулуқ мақалисидә : сүт парашокиға зәһәр арилаштуридиған җинайәт ашкариланғандин кейин, җуңгода сүт парашоки санаити саһәсидә, сүт парашоки ишләпчиқарғанда зәһәр салидиғанлиқи зәнҗирсиман инкас шәклидә ашкарилинишқа башлиди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2008.09.19

 Җуңгода сүт парашоки ичип чоң болидиған 10 миңлиған нарсидиләрниң һаяти, саламәтлики интайин зор зиянкәшликкә учриди. Бизниң әвладлиримиз зәһәрлинишкә дуч кәлди, биз қандақ һәрикәт арқилиқ коммунистик партийә бу явуз тәшкилатниң ирқий йоқитиш җинайитини тосап қалалаймиз? дәп соал қойди тав җүн әпәнди.

1930‏ - Йиллири болшевик партийиси колхоз түзүми арқилиқ қабаһәтлик ачарчилиқ пәйда қилип адәм өлтүргәндә, бундақ өлтүрүшни окраина хәлқи ирқий йоқитиш җинайити дәп тәриплигән. Әмма мустәмликичи хитай көчмәнлири һакимийити 20‏ - әсирниң 60‏ - йиллирида ақсу вилайитиниң бай наһийисидә 20 миң, шаяр наһийисидә 4 миң уйғурниң ачлиқтин өлүшни кәлтүрүп чиқарғанда һечким һечнемә демигән. Шу әһвални мисалға кәлтүрүп өз ирқини өзи йоқитиш дәвриниң җуңгоға йитип кәлгәнликини көрүп йәткән тав җүн әпәнди, сүт парашоки арқилиқ зәһәрләнгән җуңго өсмүрлиригә ич ағритқанда "ирқий йоқитиш җинайити" дәп исим қойди.

 Нөвәттә пүтүн җуңго мәмликитидә 22 йүрүш сүт парашоки ишләпчиқиридиған завутта һәммисидә дегидәк парашукқа зәһәр арилаштуридиған әһвал паш болушқа башлиди. Бу әһвалниң еғирлиқ дәриҗисини алла бурун көрүп йәткән һөкүмәт органлири, тәкшүрүп бекитиш органлири һечқандақ тәдбир қолланмай, һәтта ортақлишип җинайәт садир қилғанлиқтин мәсулийәт һөкүмәттә. Һөкүмәт баш җинайәтчи, һөкүмәтни күшкүрткән коммунистик партийә баш җинайәтчидур дәп көрсәтти тав җун әпәнди.

Бу ишни бир тәрәп қилиш әһвалиға нәзәр салсақ, бу партийиниң шәрмәндә, йүзсизликини көрүп алалаймиз, кимниңдур әмәлини еливетип, кимнидур партийидин қоғлап чиқирип биртәрәп қилғанда қайси әмәлдар җинайи җавабкарлиққа тартилди? мәсулийәт кала беқип сүт саққучи деһқанларға артип қоюлиду? зәһәрлиниш әһвали мубада нормал тәртиплик бир дөләттә садир болған болса, 22завутниң башлиқлири түрмигә ташланған болатти, өлкә башлиқлири қаттиқ җазаға тартилған болатти, бу дөләтниң президент, вәзирлири хизмәттин истипа бәргән болатти дәйду тав җүн әпәнди.

Уйғурларға кәлсәк немә дәймиз? уйғурларни етник тазилимақчи дәпла тохтап қалмаймиз. Мулаһизичиләр һазир шәрқий түркистанда қайта ‏ - қайта елип бериливатқан уйғурларни қанлиқ бастуруш һәрикәтлирини нәзәрдә тутуп, хитай һөкүмити пүтүн уйғурни йоқитип аталмиш шинҗаң дегән бу йәрдә йәр ‏ - земинни елип қалмақчиму дәп соал қоюшти. 99‏ - Йилиниң ахирида төмүр йол қәшқәргә йитип кәлгәндә 2000‏ - йиллардин башлап уйғур қизлирини ичкири хитайға йөткәп кетишкә башлиди. Төмүр йол ғулҗа шәһиригә йитип баридиғанла болса, төмүр йол хотән - илчи шәһиригә йитип баридиғанла болса, ғулҗа хәлқини йөткимәйду ичкири хитайға, хотән хәлқини йөткимәйду ичкири хитайға дәп ким ейталайду? шундақ болғанда бу тазилаш болмай, бу ирқий йоқитиш болмай немә? хитай өз ирқини өзлири йоқитишқа өткәндә уйғурларни, тибәтләрни аяп қояттиму?
 
Иккинчи дуня уруши мәзгилидә гетлер җувишларни газда тунҗуқтуруп өлтүргән, мав зедуң пуқраларни ачарчилиқ билән өлтүргән, диң шиявпиң қораллиқ қирғин қилиш билән өлтүргән,җаң земин ғулҗа шәһәр хәлқини қораллиқ қирғин қилиш билән өлтүргән, әмдиликтә ху җинтав адәм өлтүргәндә қан чиқармай өлтүрүш усулини, бәлки зәһәрләнгән парашук сетип, пиланлиқ туғутни вастә қилип омумйүзлүк ирқий йоқитиш арқилиқ адәм өлтүрүш йолини таллап алди. Қаршилиқ көрсәткән җувишлар иккинчи дуня урушида аман қелип сүкүттә турған җувишлар қирилип түгигән. "Милләт урушта түгимәйду, сүкүттә қирилип түгәйду," дегән гәп ашу тарихтин қалған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.