' Әхлақ еңи ойғанмиған милләтниң һоқуқ еңиму ойғанмайду '
Обзорчимиз сидиқһаҗи рози
2008.12.23
2008.12.23
Ким шундақ соал қойди? соал қойған кишиләрни сән ким идиң десәңчу? соал қоюп йәнә ким шундақ әһвалда қойған соалниң мәзмунини ойланди? йәнә ким қойған соалға чоңқур ойлаш арқилиқ җаваб тапалиди? юқириқи мәсилә вә һадисиләр бир милләтниң әхлақ еңиға вә бир милләтниң һоқуқ еңиға бағлиқ мәсилиләр вә һадисиләр иди. Әхлақ еңи ойғанмиған милләтниң һоқуқ еңиму ойғанмайду дегән бир гәпни аңлиған идим.
Мәлум тор бетидә көңүлниң изтираплири төвәндики җүмлиләр билән башланди: "мән бәзидә миллитимизниң яхши милләт икәнликидин гуманлинип қалимән, даим ойлаймән; немә үчүн биздә һарақкәш, бузуқ, әпюнкәш, тиләмчи, намрат, муһәббәтсиз, садақәтсиз, ғәйвәтхор,һессиятчан, надан, һурун, һәсәтхор... Кишиләр көп. Анисини хорлиған һелиқи дәвзәхи бала билән балисини хорлиған бүгүнки бу ана зади немини чүшәндүриду?" соал шундақ қоюлди.
Мәлум тор бетидә йеқинда "әхләт сандуқидики бичарә бовақ вә уйғур җәмийити" сәрләвһилик мақалидә хәвәрниң мәзмуни мундақ җари қилдурулди: дөң көврүктә әмдила туғулған бир бовақ хәлқниң көзичила әхләт сандуқиға ташливетилди. Техи түнүгүнла көз алдимда йүз бәргән бу ишларни һәр қанчә ойлимай десәмму калламға киривалди....
Һой, қараңлар! бая мидирлиған иди аву бала... Һазир җим - җимла туриду... Тиниқтин қалғанмиду... Бовақ мәсчиткә кирипла толиму апақ тавутлинип чиқти. Намизи чүшүрүлди, узундин - узақ дуа қилишти... Арида көз йеши қилған әрләрму болди... Күп - күндүздә болған бу ишни өз көзүм билән көргәчкимикин толиму көңлүм биарам болди....
Уйғур миллитидики бу өзгиришләр мини һәр даим хиялға салмақта... Пикирлирим тақа - туққа. Мушу апторниң шунчилик ечиниш ичидә шунчилик ойғиниши милләтниң бешидики қисмәтләрни өзгәртишниң башлиниши болуп қелиши мумкин. Бу пәқәт еһтималлиқ.
50 - Йилларда шаир мирзаһит керими"сандуқ ичидики бовақ" мавзулуқ дастани арқилиқ аталмиш аптоном раюнниңму бүшугидә боғуп ташланғанлиқини бәдиий вастилар арқилиқ қәйт қилған вә заманға ләнәт оқиған иди. Бүгүн уйғур бувақлири, һәтта уйғур адәмләр, уйғур адәмләрниң истәклири, һаятлиқ, яшаш муддиалири юқириқи боваққа охшаш әхләт сандуқиға ташланди. Хитайниң қоли билән уйғурлар әхләт сандуқиға ташланған болса, бу зораванлиқ, зомигәрлик дейишкә болатти.
Амма уйғур,уйғурниң қоли билән буғүп өлтүрүлди. Уйғур, уйғурниң қәлими арқилиқ хитайға чеқиштурулди. Уйғур, уйғурниң қоли арқилиқ хитайға тутуп берилди. Уйғурниң чеқип қоюши арқилиқ уйғур иетиветилди. Уйғурниң чеқип қоюши арқилиқ уйғур түрмигә ташланди. Уйғурниң тутуп бериши арқилиқ, уйғур ичкири хитайға йөткәп кетилди.
Уйғурниң тили арқилиқ, уйғур чиқимға, ғәйвәт - шикайәткә, тил - һақарәткә дучар болди. Уйғурниң иш қилғанлири тор бәтлиридә қәләм арқилиқ һақарәтләнди. Вәтән дегән уйғур кишиләр һәсәтхорларниң қәлими арқилиқ төһмәтләргә дучар болди. Уйғур - уйғурдин қачти, уйғурни - уйғур бир - биригә дүшмән дәп қариди.
Бу һадисиләрниң сәвәблири немә? ойла, инсан түнүгүн сән ким идиң, бүгүн ким болуп қалдиң?!









