Йеңи йил һарписида җуңгоға нәзәр

Б б с 12‏ - айниң 22‏ - күни җуңгоға мунасивәтлик еқим мәсилилири үстидә мулаһизә йүргүзүп, иқтисади кризисниң иҗтимаий кризисқа айлиниши мумкинлики тоғрисида тохталғанда хий зимиңниң кино филими "қалаймиқанчилиқ" ниң исмини арийәт елип 2009‏ - йили җуңгода "қалаймиқанчилиқ яки паракәндичилик" йүз беридиған бир йил болиду, дәп көрсәтти.
Обзорчимиз сидиқһаҗи рози
2008.12.26

2008‏ - Йилиниң кейинки йеримида җуңгониң иқтисади әһвали күндин - күнгә осаллашти. 9‏ - Айдин башлап малийә кирими соға чилашти. Мәсилән санаәт торлириға ишлитидиған токниң сәрпияти төвәнләп кәтти. Бу әһвал завутларда иш тәртиплириниң азайғанлиқидин дерәк бәрди. 3‏ - Айда %14.4 Ток ишлитиш сәрпияти 8‏ - айға кәлгәндә %5.38 Гә чүшүп қалди. Пүтүн мәмликәт буйичә ток ишлитиш %3 гә төвәнләп кәтти.

Җуңгода кәмбәғәлләрниң сани шиддәт билән өрләп, күндә бир доллар хәҗлийәлмәйдиған нопусниң сани 300 милйонға йитип барди. Җуңго иқтисадиниң чәтәлгә беқинип қелиш дәриҗиси %70 әтрапиға өрлиди. японийә, яврупа иттипақи, америка қатарлиқ дөләтләр җуңгониң асаслиқ сода шерики вә базириға айлинип қалди. Пуқраларниң көп пул хәҗлишигә һәйдәкчилик қилиш, аманәт қоюшни азайтиш җуңго һөкүмити ишқа ашурмақчи болған нишан иди. Пул тапқан хитай пуқралириғу хәҗлисун, уйғурлар вә тибәтләр немә хәҗләйду?
 
Тор бәтлириниң хәвәр қилишлириға қариғанда , үрүмчидә бир килограм гөшниң баһаси 40 йүәнгә чиқти, җәнуби уйғуристанда 50 йүәнгә чиқти. Уйғур вә қазақ қериндашлар ишләп чиққан гөш вә сүт мәһсулатлири ички базарни тәминлимәй, ичкири хитайниң базарлириға йөткәлгәнликтин баһа пәрқи уйғур деһқанлириға бир зулум болди. Наразилиқ партлаш басқучиға йитип кәлгәндә .... Шуңа хитай көчмәнлири һакимийитиниң қораллиқ сақчилири ғулҗа, үрүмчи, қәшқәр шәһәрлирини қораллиқ чарлайдиған болди.

Хәлқара вәзийәт вә җуңгониң ички вәзийити дәйдиған уқумларниң пәрқи қалмиди. Иқтисат бир гәвдиләшкән һазирқи дуняда иқтисад саһәсидә бир дөләттә бир аз мәсилә күрүлидиғанла болса, башқа дөләтләрниң иқтисадиға дәрһал тәсир көрсәтти. Сиясәт саһәсидә чу? %70 иқтисат чәтәл малийә гуруһиниң қолиға өтүп кәткән болса, җуңнәнхәйниң сияси нопузи қанчилик болатти?

Ғәрб дөләтлириниң қоллиши вә йеқинда франсийиниң президенти саркозиниң далай ламани полшада қобул қилиши, хитай мәркизи телевизийә истансисини баш қатуруп тибәт тоғрисида мәхсус программа ишләйдиған орунға чиқирип қойди.Җуңго франсийә таварлирини байқут қилмақчи болди.Мәқсәткә йетәлмиди. Дәл шундақ пәйттә германийә тосаттинла гуантанамо түрмисигә гунаһсиз қамалған 17нәпәр уйғурни германийә дөлитигә қобул қилишни җакарлиди.Җуңго буниңға қарши баянат елан қилғанда худди пайпаққа налә қаққандәк бир иш болди.

Мустәмликә уйғуристанда "яманяр вәқәлири","қизилбойи вәқәлири", "сәмән йоли вәқәлири", "кучар рәстә вәқәлири" 8‏ - ай ичидә йүз берип мустәмликә уйғуристанниң вәзийити җиддийләшкән күнләрдә, мани көрүң! пәйзиватниң қошават йезисида мадотәйниң әвлади ли дотәй оттуриға чиқип, уйғурларға кәптәр селиқи, кәклик селиқи селип,     уйғур қизлирини дидәкликкә ишләтти, уйғур тиллиқ һелим һаҗи қизилбаш ли дотәйгә янтаяқ болуп бәрди. Билгили болмайду, мүшүк чашқанниң қуйруқиға есиливатамду яки чашқан мүшүкниң қуйруқиға иесиливатамду? билгили болмайду. Бәзи чағларда қисас елишму бир хил йоллуқ зораванлиқ болуп қелиши мумкин.

Нөвәттә чәтәл ширкәтлириниң җуңгодин чекиниши сирлиқ бир һадисә болуп қалди. 162Миңдин артуқ хиянәтчи хитайлар шяңгаңға орунлашти. яврупа дөләтлири вә америкиға келип орунлашқан хиянәтчи хитайлар 495 миңдин ешип кәтти дәп көрсәтти сав вилу әпәнди бүйүк ира тор бетигә 12‏ - айниң 23‏ - күни язған мақалисидә.

Ваң лечүән немә қилишниң ғемидә, ху җинтав коммунистик партийиниң ғемидә, парихор хитайлар қечишниң ғемидә, кәмбәғәлләр бир қача умачниң ғемидә, пуқра билән һөкүмәт оттурисида қалған армийә қачан қозғилаң көтүрүшниң ғемидә, әхлақиниң бар ‏ - йоқлуқидин сөз ачқили болмайдиған бир әвлад хитайлар яшаватқан җуңго җәмийитидә қанун , қанун болмиди, һөкүмәт һөкүмәт болмиди, әхлақ , әхлақ болмиди.

Пәқәт вәһимә пәйда қилиш арқилиқ пуқраларниң роһи дунясиға тәсир қилип пуқраларни әйвәшкә кәлтүрүш мустәмликә уйғуристанда хитай көчмәнлири һакимийитиниң бирдин - бир усули болуп қалди.

Һөрмәтлик вәтәндешим , йеңи йил һарписида сиз вәзийәтниң ичидә, уйғур паалийәтчиләр вәзийәтниң тешида , 2009‏ - йилиниң мустәмликичи хитай һакимийитигә әң ахирқи бир йил болуп қелишини, зулум ‏ - зәхмәт ичидә иңраватқан уйғурларға, тибәтләргә әң ахирқи өткәл болуп қелишини бир алладин тиләймиз, дейишти. Йеңи йилиңларға мубарәк болсун!


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.