Қурғақчилиқ, пул пахаллиқи вә ачарчилиқ
2011.02.11
Иқтисадшунаслар йемәк-ичмәк мәһсулатлириниң баһаси өрлигән икән, башқа мәһсулатларниң баһасиму тезлик билән өрләйду дәп көрсәтти.
“алма гезити” ниң 10-күнидики хәвиригә асасланғанда, хитайниң баш министири вин җябав 9-күни дөләт кабинетиниң йиғиниға риясәтчилик қилғанда, истемал буюмлириниң баһасини муқимлаштуруш тоғрисида сөзләветип, пул пахаллишишниң алдини елип, иқтисадниң тәрәққиятини муқимлаштуруш билән биргә, җәмийәтниң муқимлиқини ишқа ашурушни тәкитлиди. Ашлиқ ишләпчиқиришқа селинған дәсмайиниң үзлүксиз өрлишигә қарита, қоллаш сиҗиллиқини күчәйтиш тоғрисида тохталди.
Хитайниң мәркизи банкиси тойлуқсизла 9-күнидин башлап пул-муамилә органлириниң қәрз бериш вә аманәт қоюш өлчәмлирини бекитип, бир йил аманәт қойғучиларға 0.25 Өсүм қошуп беридиғанлиқини елан қилди. Техи йеқиндила, буниңдин 45 күн бурун аманәткә өсүм қошуп беридиғанлиқини елан қилған иди.
Франсийә радиоси 9-күни "хитай иқтисадшунаслириниң пикирлиригә асасланғанда, мәркизи банкиниң өсүм қошуп беридиғанлиқини елан қилиши, хитайниң ички қисмида сәл қарашқа болмайдиған пул пахаллишишниң бесимиға мунасивәтлик"дәп көрсәтти.
“вол стрет гезити”: "тәкшүрүштин доклат язған иқтисадшунасларниң сөзлиригә асасланғанда, буниңдин кейинки бир қанчә ай ичидә хитайда пулниң пахаллишиши кеңийиши мумкин. Йеқиндин бери хитайда йүз бәргән қурғақчилиқ йемәк-ичмәк мәһсулатлири баһасиниң йәнә тиз сүрәттә өрлишини кәлтүрүп чиқириши мумкин" дәп көрсәтти.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң "ашлиқ йеза игилик фонди" 1-айниң 15-күни агаһландуруп, хитайда ашлиқ ишләпчиқиридиған 5 өлкә еғир қурғақчилиқ апитигә дучар болиду. Бу өлкиләр хитайда омуми ишләпчиқирилидиған буғдайниң 3дән2 қисмини ишләпчиқиратти" дәп көрсәтти.
Сити банкиси иқтисадшунаслири тәйярлиған бир парчә доклатида, өткән йилға селиштурғанда, қурғақчилиқниң бу йилқи еғирлиқ дәриҗисини нөвәттә бекиткили болмайду. Бирақ, әһвал өзидин өзигә мәлумки, һәқиқәтән хәтәрлик, болупму йәр шари йемәк-ичмәкниң баһасиға көз тикип турған һазирқи шараитта техиму хәтәрлик дәп көрсәтти.
Ашлиқ,ачарчилиқ десә 20-әсирниң 60-йиллирида хитай 3 йиллиқ тәбиий апәт дәп ативалған, әмәлийәттә 3 йил уда ишләпчиқарған ашлиқни сабиқ совиетләр һөкүмитигә өткүзүп берип, сиясәт арқилиқ ачарчилиқ пәйда қилип, атом қораллири техникисиға еришмәкчи болған мав зедуң, хитайдикисини қоюп турайли, мустәмликә уйғуристанда қанчилиған адәмләрниң ачлиқтин өлүшигә сәвәбкар болди?
Алий мәктәптә оқуватқан чағлиримиз иди. Сүпүргә қонақниң уруқини, ақ қонақни қазанда қайнитип берәтти. Бундақ тамақ билән озуқланған оқуғучиларниң қорсиқи көпүп кетәтти, қәвзийәт болуп қалатти... Баһар айлири-сериқтал дәври кәлгәндә, оқуғучилар мүтәллипҗан қара яғачлиқиға чиқип сидә дәрихиниң поклирини сезип кирәтти. Ашпәзләр юмшақ чоқуп яки кепәккә арилаштуруп, яки қонақ униға арилаштуруп қасқанда, тавида пишуруп берәтти. Тонурға яққили болмайтти... Деһқанларниң көргән күнлирини бир худа билмисә, бәндә бәндиниң дәрдигә һәмдәртмән болалмайтти. Тойғудәк бир парчә нан йоқ, ач қалған адәмләр қорсиқи көпүп кәткән һаләттә йол төписидә өлүп қалатти...
Қариғанда, хитайда пул пахаллиқиниң әзвәйләп кетиши, қурғақчилиқ, ашлиқ ишләпчиқириш кәмләп кетиш тәһдити һәммә адәмниң бешини ағритидиған тәһдиттур. Хитайда немә өзгириш болса болсунки, һәргиз ачарчилиқ йүз бәрмисун, ачарчилиқ, бир-икки адәмгила келидиған тәһдит әмәс, бу омуми хәлққә келидиған тәһдиттур.
Пайдиланған бекәтләр “хитайға нәзәр” тор бити 2-айниң 10-күни "чәтәл мәтбуатлири пул пахаллиқи бойичә хитайға агаһландуруш бәрди..." Мавзулуқ мақалә.