Аш бәргән қазанни чеқиш

2011‏-Йили 10-айниң 23‏-күни довей тор бети “карзай, әгәр америка билән пакистан оттурисида уруш болуп қалса, афғанистан пакистанни қоллайду, деди” мавзулуқ мақалә елан қилди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.10.25

Мақалидә ейтилишичә, карзай: пакистан билән америка оттурисида уруш болуп қалса, афғанистан қошнимиз пакистан тәрәптә туриду, дәп көрсәтти.

Президент карзай бу гәпни пакистанниң хусусий телевизийә мухбири карзайни зиярәт қилғанда шундақ дегән иди.

Президент карзайниң гәплиридин кишиләр туюқсизлиқ һес қиламду, техи түнүгүнла дегүдәк америка дөләт ишлар катипи хиларий ханим билән көрүшкәндә президент карзай, америка билән давамлиқ иттипақлишидиғанлиқини билдүргән әмәсмиди?

Афғанистан, уйғурниң вәтини уйғуристанға қошна дөләт, афғанистан, уйғуристан билән ваһан каридори арқилиқ чегрилинип туриду. 20‏-Әсирниң башлирида һиндистанлиқ, афғанистанлиқ содигәрләр, сода тиҗарәт билән уйғуристанға келип туратти. 20‏-Әсирниң 30‏-йиллирида уйғурниң қәшқәрдә қурулған дөлитигә вә дөләт қуруш үчүн уйғурлар елип бериватқан қораллиқ һәрикәтләргә афғанистанлиқ қериндашлар һесдашлиқ қилишқан иди. Еһтимал һиндистанни бесип ятқан әнглийидин яки сабиқ совет сотсиялизм империйисидин қорққанлиқтинму, шу чағда афғанистан һөкүмити уйғурниң 1933‏-йили қәшқәрдә қурулған дөлитини етирап қилалмиған иди.

Афғанистан йирақтин ейтқанда аликисандер макадонискиниң, оттура әсирләрдә чиңгизханниң таҗавузиға учриған болса, 19‏-әсирдә әнглийә билән чар русийиниң оттурисида нурғун қетим мәнпәәт тоқунушиниң қурбаниға айланған иди.

20‏-Әсирниң 70‏-йиллириға кәлгәндә афғанистан сабиқ советлар җаһангирликиниң таҗавузиға учриғанда, афғанистан вәтәнпәрвәрлиригә америка хәлқи ярдәм қилип, 1989‏-йили сабиқ советлар җаһангирликиниң афғанистандин чекинишини қолға кәлтүрди.

2001‏-Йили афғанистанни база қилған террористлар тинч яшаватқан америка хәлқигә һуҗум қилди. Бу қетим америка армийиси афғанистанға йүрүш қилип, террористлар базисини пачақлап ташлап, террористларға қарши уруш үзүл- кесил ғәлибә қилди.

Терроризмға қарши түзүкрәк уруш қилалмиған пакистан әмдиликтә америкиға йенини қилишқа башлиғанда, һавадин чүшүп афғанистанға президент болған карзай әпәндиниң, “америка билән пакистан оттурисида уруш болуп қалса, афғанистан, пакистан тәрәптә туриду” дегәнлики аш бәргән қазанни чақидиған адәмниң бимәнә гепи болуп қалди.

Әгәр карзай дегәндәк уруш болуп қалидиған болса, бу уруш, афғанистан, пакистан чегрисида, афғанистан билән уйғуристан, пакистан билән уйғуристан чегрилирида болидиған уруштур. Әгәр карзай дегәндәк шундақ уруш болидиған болса, ишинимәнки, уйғур хәлқи, америка хәлқи тәрәптә туриду вә өзиниң мустәқиллиқи үчүн күрәш қилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.