Көп партийилик сиясий түзүм вә бир партийилик сиясий түзүм
2011.03.18
Әгәр, бир дөләттә сиясәт иҗра қилиш вә сиясәт бәлгиләш бир партийиниң патент һоқуқи болуп қалидиған болса, қанун зораванлиқни һимайә қилидиған қанунға,сақчи билән армийә бир партийиниң қолида бастуруш қоралиға айлинип қалғандин башқа, тәшвиқ-тәрғибат васитилириму бир партийиниң қолидики қоралға айлинип қалиду. Худди бүгүнки хитай дөлитидәк. Пуқраларниң сиясийға арилишиш һоқуқи болмайду. Пуқралар үчүн сиясәткә арилишишниң бирдин-бир йоли сиясий партийә қуруш йолидур. Хитай һөкүмити шуңа көп партийилик сиясий түзүмгә қарши туриду.
Мубада, хитай дөлитидә көп партийилик сиясий түзүм йолға қоюлидиған болса, моңғуллар сиясий партийә қурушқа, уйғурлар, тибәтләр, җуаңларму сиясий партийә қурушқа тоғра келиду, чатақниң чоң беши мушу йәрдә болғанлиқтин, хитай һөкүмити хитайда көп партийилик сиясий түзүмгә йол қоймайду. Хитайниң икки чоң партийиси гоминдаң, гуңчәндаң вә тәйвәндә демократийә тәрәққият партийиси йәнә чәтәлләрдә қурулған демократлар партийиси дегәндәк, йәнә башқа шундақ партийиләр хитай миллитигә мәнсуп партийиләрдур.
Уйғурларға кәлсәк, 20-әсирниң 30-йиллирида хотәндә қурулған “миллий инқилаби комитет” партийә характеригә игә тәшкилат яки партийә иди. Охшаш бир вақитта қәшқәрдә сиясий паалийәт елип барған “яш қәшқәр партийиси” исми-җисмиға лайиқ бир сиясий партийә иди.
Иккинчи қетим җумһурийәт қурушниң һарписида уйғурлар сиясий тәшкилат вә сиясий партийиләргә уюшуп паалийәт қилған иди. Мәсилән, “хәлқ инқилаби партийиси”, “ғулҗа азадлиқ тәшкилати”, “үч вилайәт инқилаби яшлар тәшкилати”, “демократик инқилаб партийиси”, “тинчлиқни қоғдаш хәлқчил иттипақи” қатарлиқ тәшкилат вә партийиләр, хәлқниң күчини тәшкилләш вә сиясий күрәшкә уюштуруш җәһәттә кәм болса болмайдиған партийә вә тәшкилатлар иди.
Сиясий партийә арқилиқ сиясийға арилишиш һоқуқи қанун арқилиқ гәвдилиниши, һоқуқ асасий қанун арқилиқ муқимлаштурулуши керәк. Болмиғанда қурулған сиясий партийиләр давамлиқ бастурушниң обйектиға айлинип қалиду. Хитай һөкүмити йол қоймайватқан тәрәпму дәл мушу йәрдидур.
Сиясий партийә милләтниң мәнпәитигә вәкиллик қилиду. Болупму, мустәбит дөләтләрдә сиясий партийә қайси милләткә мәнсуп болса, шу милләтниң мәнпәити үчүн хизмәт қилиду. Хитайда коммунистик партийә омум хәлқ партийиси, коммунистик партийә һәр милләт хәлқиниң мәнпәитигә вәкиллик қилиду дәйдиған сәпсәтиләр адәм алдайдиған сәпсәтиләрдин башқа нәрсә әмәс.
Хитайда коммунистик партийиниң кимниң мәнпәитигә вәкиллик қилидиғанлиқи үрүмчи 5-июл қирғинчилиқида толуқ испатланди.
Бир партийилик сиясий түзүмдә, һакимийәт бешидики бирла партийини назарәт қилидиған һакимийәт сиртидики иккинчи бир партийә болмиса, һакимийәт бешидики бир партийә зораван партийигә, хиянәтчи, парихор партийигә, өзәмчи партийигә айлинип кетиду-дә, җәмийәт түрлүк- түмән зиддийәтләрдин хали болалмайду. Хитайниң бүгүнки әмәлийити дәл мушундақ әмәлийәттур.
Көп партийилик сиясий түзүмдә сайлам қануни болиду, пуқраларниң партийиләрни таллаш һоқуқи болиду. Һоқуқ вә һакимийәт пәқәт сайлам арқилиқ вуҗудқа чиқиду.
Хитайниң көп партийилик сиясий түзүмдин әнсирәватқан бир тәрипи, бәлки кишиләргә ейталмайдиған бир тәрипи шуки, уйғурлар вә тибәтләрму партийә қурушқа һоқуқлуқ болувалиду дәп әнсирәштур.