Җуңгониң уруш ғалҗирлиқи нәзәрийиси

Хитайниң "йәр шариға нәзәр" тор битидә елан қилинған" җуңгониң юқири қатлимидикиләр" агаһландуруш берип: америка җаһангирлики тола әвзәйлимә"деди мавзулуқ мақалә ,2010-йили 11-айниң 25-күни "шинлаң билоги"дин" вәнвий тор бети"гә чапланди.
Обзорчимиз сидик һаҗи рози
2010.11.26

"...2008-Йили дөлитимиз дуңфиң -31бәлгилик ракетани синақ қилиштин бир қанчә күн илгири, америкиниң өлчигүчи парахутлири сериқ деңиз тәвәсигә юшурун кирди...Америкиниң өлчигүчи парахотлири җуңгониң шәрқи деңиз тәвәсидә арқа-арқидин пәйда болғанда, җуңго парахотлири ғәйрий рәсми учрашти...Җуңго парахотлири учур йоллаш шәклидә бир қанчә қетим сигнал берип , паалийәтни тохтитишни тәләп қилди,дейилди мақалидә.

"...Америкиниң разиветчи парахутлири җәнубий деңизда иғвагәрчилик қилип, вәқә пәйда қилғанда, нурғун кишиләр һуҗум қилип чөктүрүветип, өзимизни көрситип қоюшимиз керәк дейишти... Җуңго деңиз армийисиниң нөвәттики әмәлий күчидин ейтқанда, америкиниң разивет парахутини чөктүрүветиш һечқанчә куч тәләп қилмайдиған иш иди...Лекин җуңго америкиниң парахотини чөктүрүвәткән һаман америка дәрһал җуңгоға уруш елан қилатти...Чүнки америкиниң нөвәттики мәнпәәтидин ейтқанда, бир мәйдан уруш қилишқа интайин еһтияҗлиқ...Америка уруш қозғиғанда өзини адаләт билән иш көридиған дуня сақчисиниң орниға қоюп, дәбдәбилик бир баһанигә- җуңго аввал оқ атсун дәйдиған баһанигә еһтияҗлиқ болиду... "Дейилди мақалидә.

"...Явропадики бир қанчә дөләтләр гәрчә һазирқи заман урушини қозғап бай болған әҗдадлар һесаблансиму, қәдимқи дәврләрдә нәйзигә тайинип,адәм бидикчилики билән бай болушни, уруш билән тавар шләпчиқиришни йетәкләш еһтияҗи йүксәкликигә көтүрүп бай болған иди...Шундақ болғанда уруш билән бай болушниң үлгисини яратқан дөләт йәнила америка алвастилиридур" дейилди мақалидә.

Мақалидә йәнә:америка бир мәйдан уруш қилишқа еһтияҗлиқ...Әтрапиға қарап бақса, яврупа билән уруш қилишқа болмайду, оттура шәрқтә уруш қилса җенидин тойғанларға дуч келиду... Корийигиму чеқилғили болмайду... Җанни қайриветип уруш қилиду...Шәрқий җәнуби асиядики дөләтләр америкиниң дости, немә десә гәп аңлайду.
Қалди һәмдә җуңго. Һазир пул тепип бай болдум дәватиду. Һәм җан керәк, һәм пул керәк дәватиду... Америка қулақ түвигә селип турсиму , җуңго йәнила күлүп туридиған дөләт. Шуңа президент обама қол астидикиләргә көрситип җуңгони талливалдуқ , деди.

...Армийиниң урушқа тәйярлиқ қилишини җиддийләштүрди" дәп көрситилди мақалидә.

"...Америка бу қетимқи тоқунушдин пайдилинип, миллий кәйпиятни қозғап, ахбарат органлири йөләп турғузған демократчилар...Миллий бөлгүнчиләрдин пайдилинип...2009-Йили җуңгода сияси давалғуш йүз бәргәндә җуңгони парчилаш үчүн сияси ғәрәзлирини ишқа салған бир йил болди...Сияси җәһәттин қариғанда, җуңгода иқтисади кризисниң яманлишиши, җуңгони сияси давалғушқа елип киридиған болса, америка вә униң ахбарат органлири йөләп турғузған хитай дөлити ичидики хитайға қарши күчләрни тиз сүрәттә һәрикәтләндүрүп, җуңгони парчилашни йолға қоюп...Рәңлик инқилаб тәшкилләп...Җуңго йәнә бир қетим бәлки бөлүнмә һаләткә чүшүп қелиши... "Мумкин.

Әгәр җуңго апторлири америка бу дөләтни юқириқидәк тоғра тәһлил қилип, америкиниң җуңго сиясити юқириқидәк бәлгилинидиғанла болса, пәқир обзорчи һәммидин аввал қоллиған болатти. Җуңголуқ апторлар биргә әсләп қояйли! японға қарши уруш мәзгилидә америкиниң қанчилик әскири җуңго тәрәптә туруп уруш қилип қурбан болди. Уруш мәзгилидә нә гоминдаң армийиси, нә коммунистлар армийиси болсун, японийә армийисигә тақабил турғидәк күчкә игә болғанмиди? буниму қоюп турайли. Уруш дәвридә гоминдаң һөкүмитиниң дипломатийә саһәсидә қанчилик күчи бар иди. Һәммини америка беҗирип берип, нә тарихи, нә сияси, нә риял җәмийәт асаси йоқ җуңгони бүгүнкидәк"бирлик"кә кәлтүрүп, әмди қарайдиған болсақ, бүгүн җуңголуқлар америкиға қарши уруш ғалҗирлиқиниң нәзәрийисини көтүрүп чиқалайдиған болди. Әски болсиму, әски болуп кәткәндиму, инсан билән инсан мунасивәт қилғанда, һәтта дөләт билән дөләт мунасивәт қилғандиму шу дөләтниң қилған яхшилиқини унтуп қелиш шу инсанниң инсанлиқидин дерәк бәрмәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.