Әзәрбәйҗан обзорчиси заур байрамли: ярида қан қалмиди

Түркийиниң әң чоң тор гезитлиридин бири болған “ана юрт” гезитиниң 24-декабир күнидики санида “ярида қан қалмиди” мавзулуқ обзор елан қилинди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.01.02
ezerbeyjanliq-zaur-bayramli-obzor-305.jpg Түркийиниң әң чоң тор гезитлиридин бири болған “ана юрт” гезитиниң 24-декабир күнидики санида елан қилинған әзәрбәйҗанлиқ заур байрамлиниң “ярида қан қалмиди” мавзулуқ обзор. 2012-Йили 24-декабир.
RFA/Erkin Tarim

Әзәрбәйҗанлиқ обзорчи заур байрамлй әпәнди язған бу мақалидә түркийә һөкүмитиниң уйғур сияситини тәнқид қилиш билән бирликтә түркийә башлиқ түрк дунясини уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирған.

У обзорини мундақ башлайду:
Түркийидә мәйли кимдин шәрқий түркистанни сориңиз һәммила киши охшашла “түрк дунясиниң қанлиқ яриси” дәйду. Әмма һәммила киши шу яриниң немишқа қаниғанлиқини, қандақ дәваға еһтияҗлиқ икәнликини биләмду яки болмиса шу яридики қанниң тохтиши үчүн зәррә чағлиқ күч чиқардиму, муназирә нуқтиси мана бу. Түрк қовми яшайдиған шәрқий түркистан дуняниң әң шәпқәтсиз, әң йолсиз диктатора күчлиридин бириниң ишғалийитидә турмақта. 35 Милйон инсан һәқиқәтән пүтүн һәқлиридин йәни, миллий, дини, инсаний һоқуқлиридин мәһрум һаләттә яшашқа мәһкум қилинмақта.
Бәзидә йәнә уйғур дәпму атилидиған шәрқий түркистан түрклириниң:
-Миллий әнәнисини, күлтүрини, қисқиси миллий кимлик амиллирини җәмийәттә илгири сүрүши чәклиниду.
-Диний адәт вә ибадәтлирини давам қилиши чәклиниду.
-15-16 яшлардики балилар “қош тиллиқ маарип”ниң қурбаниға айлинип хитай районлириға тошулмақта вә өз миллитигә дүшмән кишиләрдин қилип йетиштүрүлмәктә.

Әзәрбәйҗанлиқ обзорчи заур байрамли әпәнди шәрқий түркистанда юқириқидәк зулумлар болуватса түркийидә бәзи сиясий оюнларниң ойниливатқанлиқини илгири сүзүп мундақ дәп язиду:
Шәрқий түркистанлиқларниң юқириқидәк дәрдләрни тартишиға қаримай түркийидә болуватқан бәзи ишлар кишигә сиясий оюндәк билиниду. Мәсилән, диний ишлири идариси башлиқи мәһмәт гөрмәз 2011-йили хитайға берип келипла мухбирларға баянат бәрди. Униң баянати шәрқий түркистанлиқлар өзиниң миллий вә мәниви қиммәтлирини хатирҗәм давам қиливатқанлиқи, у йәрдә һечқандақ бесим йоқлуқи, у йәр һәққидә дейиливатқан сөзләрниң қуруқ гәп икәнликини илгири сүрди. Һалбуки, 2012-йили истанбулда өткүзүлгән “хитайда ислам, күлтүр вә сәнәт әсәрлири” намлиқ паалийәтниң ечилиш нутқида сөз қилған гөрмәз әпәнди бунчивала бесим вә бунчивала зулумни көрүши керәк иди. Мәнчә у хитайларниң униңға көрсәткән иҗабий тәрәпләрниң худди қайсибир еландикидәк җәннәтни көрситип җәһәннәмгә мәһкум қилиш һийлиси икәнликини чүшинип йетиши керәк иди. Җәннәтниң еланиға ишинип кәткән сән, җәһәннәмгә мәһкум қилинған уйғурлардур.

Һөрмәтлик түркийә диний ишлири идариси башлиқиниң бу язда хитай сақчилириниң 10-15 яшлиқ оғулларниң қуран курсиға бесип кирип балиларни таяққа тутқанлиқидин, қолға елинип қийин қистақта худини йоқатқанлиқидин, һәтта мирзаһит абдуллаһ исимлик 11 яшлиқ уйғур балиниң бешиға тәгкән таяқ зәрбисидин шеһит болғанлиқидин хәвири болуши керәк. Биринчисиниң (гөктүрк-1)ниң нәдә икәнликидин хәвиримиз болмиған тунҗи түрк сүний һәмраһи гөктүрк-2 ниң хитайда қоюп берилиши йәнә бир мәнидин ейтқанда дөләт мәхпийитимизниң хитайларға тапшурулуп берилишидин ибарәт. Буниңдиму бир оюн бар.

Йәнә бир сиясий оюн болса дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң һечқандақ бир қануний тосуқ йоқ турупму түркийигә киргүзүлмәслики. Хитайниң бесимиға учраш нисбити техиму юқири болған японийә җенида һәммә нәрсини бир чәткә қайрип қоюп, дуня уйғур қурултийи вәкилләр қурултийиниң японийидә чақирилишиға имкан яритип бәрди. 20 Дин көп японийә парламент әзалири бу қурултайда йәр алди. Һалбуки, шәрқий түркистанлиқлар тәбиий һалда японийигә қариғанда түркийидин техиму чоң үмидләрни күтиду вә түркийини өзиниң бу дунядики ниҗат юлтузи қатарида санайду. Шуңлашқа, 2009-йилидики 5-июл қанлиқ қирғинчилиқида уйғурларниң шеһит болуши вә он миңлиған уйғурларниң қолға елиниши билән аяғлашқан қәтлиам вақтида түркийә баш министириниң “бу бир инсанлиқ қәтлиамидин ибарәт. Мән хитайларниң бу қәтлиамни дәрһал тохтитишини тәләп қилимән” дейиши шәрқий түркистанлиқлар үчүн үмид һәм ишәнч ата қилғучи бир қоллаш болған иди. Бу сәвәблик хитайлар өзини азрақ биливалған иди. Демәк, һәрким вақти кәлгәндә мувапиқ һалда өз мәйданини билдүргүлүк. Уйғур түрклири биздин мәйданимизниң өзгиришчан әмәс қәтий болушини күтиду.

У обзориниң ахирида инсанларни уйғурлар үчүн немә қилиш керәк болса шуни қилиши керәкликини тәкитләп мундақ дәп язиду:
Қисқиси, 35 милйон қериндишимизни асаритигә алған хитай үсти очуқ зиндандин башқа нәрсә әмәс. Бу худди 35 милйон җәнубий әзәрбәйҗан түрклирини асаритигә алған иранға охшайду. Бу зинданларниң башқилиридин түп пәрқи шуки, бу зиндандики мәһбусларниң һәммиси түрктур. Әгәр йәнә мушундақ давам қилидиған болса, йеқин кәлгүсидә хитайда түрк исми әмәс изиму қалмайду. Буниң үчүн немә қилиш керәк болса һәммимиз биллә қилишимиз керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.