Җаң җядүн: “җуңго явропаға әгишип һалак болуши мумкин”
2011.11.29
Явропаниң қәрз вә малийә кризисиға петип қелиши, хитайға мал заказ қилишниң төвәнләп кетиши гуаңдуң, үч дәря дилтиси қатарлиқ җайларда ишчилар иш ташлап мааш тәләп қилиш һәрикитини оттуриға чиқарди.
Җуңгониң експортқа тайинип қалған иқтисади немини експорт қилиш, қайси базарға, қайси дөләткә експорт қилиш мәсилисигә дуч кәлгәндә, җуңго иқтисадиниң пишаңи дәп атилип келиватқан өй-имарәт тиҗаритидә баһа төвәнләп кәткәнликтин, өй баһаси өрлигәндә алдирап өй сетивалидиған, өй баһаси төвәнлигәндә һечким өй сетивалмайдиған зиддийәтлик һаләт оттуриға чиқип, өй-имарәт содигәрлири билән банкиниң оттурисида елим-берим зиддийити пәйда қилғанда, бу шәкил болуп, әмәлийәттә, һөкүмәт билән өй-имарәт содисиға қатнашқучи пуқраларниң зиддийитини гәвдиләндүрүп қойди.
Өй-имарәт тиҗарити билән шуғулланғучиларни силәр хусуси содигәрләр яки хусуси капиталистлар дәп қарамсиләр, һәргиз ундақ әмәс. Бу кишиләр мәркизи банкиға бағлинип қалған яки банка тәрипидин алдиға чиқирилған, һөкүмәткә вәкил болуп тиҗарәт қилидиған кишиләрдур. Мәсилән, бейҗиңда йеңи селинған өйниң бир квадрат метири 30миң йүәндин сетилатти. Һазир 12миң йүәнгә чүшүп қалди. Қалған 18миң йүән пайдиға турамду яки зиянға турамду? зиянға турсиму, пайдиға турсиму хусусилар бир квадрат метир йәргә бағлиқ бундақ пайдиниму, бундақ зиянниму көтүрәлмәйду, пайда алса баҗға кетиду, зиян тартса банкиниң пулини қайтуралмайду. Әмма, банка бундақ пайда, бундақ зиянғиму чидиялайду.
Шуңа өй-имарәт тиҗаритидә баһани өстүрүш яки баһани чүшүрүш, базарға мунасивәтсиз һөкүмәт ойнаватқан оюн болуп, бу оюнда пәқәт җуңго пуқралириниң бәрдашлиқ бериш күчи йимирилгәндә, андин җуңгода иқтисад йимирилди дәп һөкүм чиқиришқа болиду. Мениңчә, җуңго пуқралириниң бәрдашлиқ бериш күчи ахирқи чәккә келип қалди. Чүнки, җуңго пуқралири мал баһаси билән пул пахаллиқиниң, өй-имарәт тиҗаритидә бинормал баһа чүшүш билән бинормал баһа өрләшниң оттурисида миҗилишқа башлиди.
Шуңа “җуңго пат арида гумран болиду” мавзулуқ китабниң аптори, вәзийәтни толуқ көзитип келиватқан җаң җядүн, америка авази мухбириниң зияритини қобул қилғанда йәнә бир қетим тәкитләп : җуңго үчүн америкиниң истималчилирила ешип қалди... Шуңа җуңго нөвәттә интайин еғир мәсилигә дуч кәлди... Биз нурғун амиллар явропани һалак қилиши мумкин, явропаниң әһвали интайин осал дәватимиз, бәлки җуңго явропаға әгишип һалак болуши мумкин, башқичә ейтқанда, җуңго гумран болған һаман бәлки явропа гумран болуши мумкин, бир йилдин кейин һазирқи җуңгоға охшимайдиған бир җуңгони көрәләймиз. У вақитқа йәткәндә биз җуңго тоғрилиқ сөһбәтләшкәндә, бәлки биз һазирқидәк сөзләшмәсликимиз мумкин дәп көрсәтти.